Инсанларниң нәпси вә виҗдани тоғрисида
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2010.05.10
2010.05.10
Инсанларниң нәпслири әслидә бир нәпстин йәни адәм әләйһиссаламниң нәпсидин яритилип көпәйгән. Бу һәқиқәт инсанлар арисида нәпсләр оттурисидики тәркиб нисбитиниң охшашмаслиқини һесабқа алмиғанда, инсан нәпсиниң хусусийәтлири вә сүпәтлиридә бир икәнликини көрситиду.
Өзини раһәтләндүрүдиған вә истәклирини қандуридиған нәрсиләргә һәвәс қилиш, қизиқиш, тәләп қилиш, раһәт вә җапани һес қилиш, шадлиниш вә ғәмкин болуш, сөйүш вә нәпрәтлиниш, яқтуруш вә яман көрүш, тәсирлик сөзләрдин һессиятқа келиш қатарлиқ виҗданий сүпәтләрниң һәммиси нәпсниң хусусийәтлиридин санилиду. Шуниңдәк, тоғра йолға һидайәт тепиш яки езиш, өзини паклаш яки кирлитиш хусусийәтлириму нәпстә болуп, яхшилиқ вә яманлиқ мәнбәлири, яхши билән яманни пәрқләндүрүш иқтидари вә яхшилиқ - яманлиқтин халиғанлирини қилиш қабилийити нәпстә бардур.
Нәпс, яхшилиқ яки яманлиқ ишләшкә қадир
Әлламә абдураһман һәбәннәкә "ислам әхлақи" намлиқ мәшһур әсиридә, нәпсниң хусусийити һәққидә мундақ дәп язған: "нәпс яхшилиқ яки яманлиқ ишләшкә қадир болуп, қилғанлирини билип қилиш хусусийитигә егидур. Шуңа нәпсниң ирадисиниң сиртида болған ишлар униң хусусийәтлири яки сүпәтлиридин саналмайду. Бу сәвәбтин нәпс қилғанлиридин өзи мәсул болуп, яхши қилғанлириниң мукапатини, яман қилғанлириниң җазасини елишқа һәқлиқ болған. Мукапат билән җаза мәсулийәтниң мевиси болуп, мәсулийәт болмиған ишта мукапат яки җаза дегәнләр болмайду. Шуңа нәпс яман қилған ишлири үчүн маламәткә, яхши қилған ишлири үчүн мәдһийигә лайиқ болиду. Нәпс қилған барлиқ ишлиридин мәсул болған икән, униң яхши-яман барлиқ ишлири хатирилинип туриду. Шуңа у қиямәт күнидә бу дуняда қилғанлириниң һәммисини хатирилинип йезилған һаләттә көриду."Нәпс билән виҗдан
Әлламә абдураһман һәбәннәкә мәзкур әсиридә йәнә мундақ дәп язиду:" нәпс көпинчә яманлиқниң, виҗдан яхшилиқниң вәкилидур. Адаләтниң қаидилиридин бири, җазалаштин аввал һесаб елиш болғинидәк, һесаб елишниң қаидилиридин бири һесаб бәргүчигә өзини мудапиә қилиш һәққини бериштур. Шуңа қиямәт күнидики һесаб мәйданида, һәр бир нәпс өзини мудапиә қилиш үчүн тиришиду. Қуран кәримдики : "һәр адәм өзи билән болуп кетидиған, һәр адәмгә қилған әмәлиниң мукапати толуқ берилидиған, уларға зулум қилинмайдиған күнни әслигин" дегән айәт буни ипадиләйду. Нәпстә яхшилиқ вә яманлиқ мәнбәлири, яхшилиқ билән яманлиқни идрак қилиш қабилийити вә буларниң қайсисини қилишқа йетәрлик түрткә болған икән, у яхши қилған ишлиридин хатирҗәмлик һес қилиш, яман қилған ишлири үчүн биарам болуп, өзигә маламәт қилиш хусусийити бардур. Чүнки нәпс қандақла бир яманлиқни ишләшкә йүзләнгинидә, өзиниң истәклирини, һәвәслирини вә шәһвәтлирини тезрәк қандуруш вә бу ләззәтләр билән вақитлиқ һузурлиниш түрткиси билән һәрикәткә өткән болиду. Нәпс қандақла бир яхшилиқни қилишқа йүзләнгинидә, өзидики иҗабий түрткиләр - виҗданиниң авазиға қулақ бәргән һалда һәрикәткә өткән болиду. Виҗдан нәпсни һәмишә яхшилиққа чақирип туриду. Әмма, нәпс униңға қулақ селиш яки уни рәт қилиш ишида ихтияр егисидидур. Бу сәвәбтин нәпс өз қилмишлиридин җавабкар болиду."Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.