Уйғурлар инсанпәрвәр болуш үчүн турмуш адитидин, диний көз қаришидин ваз кечиши керәкму?
Мухбиримиз ирадә
2010.12.24
2010.12.24

RFA/Mihriban
Обзорда уйғур районида инсанпәрвәрлик роһи бәрпа қилишниң бир қанчә хил шәртлири оттуриға қоюлған болуп, охшимиған милләтләрниң өзиниң турмуш алаһидилики, диний қариши қатарлиқларни түзитиши вә униңдин ваз кечиши буниң шәртлириниң бири дейилгән. Чәтәлләрдики уйғур зиялийлири вә паалийәтчилири болса инсанпәрвәр җәмийәт бәрпа қилишниң шәртлиригә қарита охшимиған көз қарашларни ипадә қилди.
Йеқинда уйғур аптоном районниң партком секретари җаң чүншйән уйғур аптоном районлуқ парткомниң кеңәйтилгән йиғинида қилған сөзидә уйғур районида йетилдүрүшкә тегишлик болған роһ һәққидә қилған сөзидә " идийидә азад болуш, кәң қорсақ вә миннәтдар болуш, бир нийәт бир мәқсәттә гүзәл шинҗаң роһини йетилдүрүш керәк" дегән. Йәни җаң чүншйән сөзидә кәң қорсақ вә миннәтдар болушниң районниң иқтисадий тәрәққиятини илгири сүрүштә муһимлиқини тәкитлигән.
Хитай даирилири һазир уйғур районида идийидә азад болуш, кәң қорсақ болуш, инсанпәрвәр бир җәмийәт бәрпа қилиш дегәнгә охшаш шоарларни қаттиқ тәшвиқат қиливатқанлиқи мәлум болмақта. Бу һәқтә тәңритағ торида бир парчә обзор елан қилинған болуп, униңда қандақ қилғанда уйғур районида инсанпәрвәрлик роһи бәрпа қилғили болиду, дегән мәсилә һәққидә бәзи пикирләр оттуриға қоюлған. Обзорда бир җәмийәттә инсанпәрвәр лик роһини бәрпа қилишниң төвәндики маддиларда өз ипадисини тапидиғанлиқи, йәни дөләт вә җәмийәт түзүмлиригә һөрмәт қилишта, тәрәққиятта, ахирида болса охшимиған турмуш адити, тар милләт қариши, диний қараш, феодал хурапатлиқ идийисини түзитиш вә униңдин ваз кечиштә ипадисини тапидиғанлиқи баян қилинған.
Ундақта, һәқиқәтән дейилгәндәк сағлам җәмийәт бәрпа қилиш юқиридики шәртләрдин ибарәтму? биз уйғур җәмийитидә инсанпәрвәрлик роһини бәрпа қилип, сағлам бир җәмийәт яритишниң шәртлири тоғриисда алди билән түркийидики диний пәнләр доктори атавуллаһ шаһяр әпәндиниң көз қаришини алдуқ. Атавуллаһ шаһяр әпәнди сөзидә бир җәмийәттә инсанпәрвәрлик роһини йетилдүрүштә алди билән динниң интайин муһим рол ойнайдиғанлиқини, сағлам җәмийәт бәрпа қилишта дин вә әхлақ еңиниң инсанларниң өз - ара мунасивәтлири вә униң дөләт билән болған мунасивәтлирини йүргүзүшидә муһим әһмийәткә игә икәнликини ейтти. У сөзидә йәнә, уйғур районида юқирида ейтилғандәк җәмийәт бәрпа қилишта иқтисадий тәрәққиятниң муһимлиқиға қошулсиму, әмма алди билән йәнила хитай һөкүмитиниң башқа милләтләргә һөрмәт қилишида өз ипадисини тапидиғанлиқини билдүрди.
Биз йәнә бу һәқтики көз қарашлирини елиш үчүн түркийидә турушлуқ уйғур паалийәтчи вә җамаәт әрбаблиридин абдукерим әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Абдукерим әпәнди сөзидә бир сағлам җәмийәт бәрпа қилишта, бир җәмийәттә инсанпәрвәрлик роһини йетилдүрүштә шу җәмийәтни тәшкиллигүчи болған һөкүмәтниң қануний болушиниң алдинқи шәрт икәнликини ейтти.
У йәнә иқтисадий тәрәққият үстидә тохтилип, хитай һөкүмити оттуриға қоюватқан иқтисадий тәрәққият билән уйғурларниң нәзиридики иқтисадий тәрәққиятниң маһийитиниң пәрқлиқ икәнликини ейтти.
Абдукерим әпәнди сөзиниң давамида йәнә, "охшимиған милләтләр охшимиған турмуш алаһидилики, диний қариши қатарлиқлардин ваз кечиши керәк" дегән сөзгә қарита өз көз қаришини ипадилиди.