Хитайниң интернет вә телефон қамалиға болған наразилиқлар күчәймәктә
Мухбиримиз миһрибан
2009.09.17
2009.09.17
AFP Photo
"5 - Июл үрүмчи вәқәси" дин буян хитай һөкүмити уйғур елигә қарита пүткүл тор бәтлирини тақаш биләнла чәкләнмәстин, бәлки уйғур елиниң чәтәлләр билән болған телефон алақисиниму үзүп ташлиған. Буниң билән чәтәлләрдики уйғурларниң вәтән ичидики уруқ - туғқанлири билән адәттикидәк нормал телефон қилиш имканийитиму боғулди.
Хитай һөкүмити йүргүзүватқан бу хил телефон вә интернет қамалиға нисбәтән, чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар әркин асия радио истансиси уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, өзлириниң вәтәндики уруқ - туғқанлири билән болған нормал телефон алақисиниму қилалмайватқанлиқиға қарита наразилиқлирини ипадилиди.
Германийидә яшаватқан саламәт ханим, хитай һөкүмәт даирилириниң пуқраларниң нормал телефон алақисиниму тошушини инсанниң кишилик һоқуқиға қилинған таҗавузчилиқ дәп қарайдиғанлиқини, бу хил қилмишни инсан тәбиитиниң қобул қилалмайдиғанлиқини баян қилди.
"5 - Июл үрүмчи вәқәси" дин кейин, вәтинигә зиярәткә барған уйғурлар радийомизниң зияритини қобул қилғинида, хитай һөкүмәт даирилириниң телефон вә интернет алақисини үзүп ташлиғанлиқиға нисбәтән уйғур хәлқиниң инкаси һәққидә тохталған иди.
Зияритимизни қобул қилған бир уйғур өзиниң вәтән зиярити җәрянида, вәтәндики уйғурларниң хитай һөкүмитиниң бу қилмишлириға нисбәтән нарази икәнликини, әмма кишиләрниң өз наразилиқини ипадилигидәк һечқандақ әркинликкә игә әмәсликини, кишиләрниң буруқтумлуқ ичидә, толиму еһтиятчанлиқ билән яшаватқанлиқини, адәттики гәп сөзлиридила әмәс, һәтта вәтән ичидики өз - ара телефон алақисидиму толиму еһтият қилидиғанлиқини баян қилған иди. Йәнә бир уйғур өзиниң чәтәлләрдики уруқ - туғқанлири билән телефон қилиш имканийитиниң задила болмиғанлиқиниму баян қилди.
Әлвәттә, хитай һөкүмәт даирилириниң телефон алақиси контролиға нисбәтән, чәтәлләрдики уйғурлар вә хитай пуқралири хитайниң қатму - қат қамаллирини бөсүп кирип, ғәйрий йоллар арқилиқ уруқ - туғқанлири билән телефон алақиси йоллири үстидә издиниватқан болуп, зияритимизни қобул қилған бир радио аңлиғучимиз, өзиниң алаһидә телефон картилирини ишлитиш арқилиқ, вәтәндики уруқ - туғқанлири билән алақилишиш имканийитигә игә болуватқанлиқини, әмма охшаш бир номурни тәкрар - тәкрар 10 нәччә қетим, һәтта униңдинму көп синиғандила, андин телефонниң тәсликтә улинидиғанлиқини, бәзидә бу хил тәкрар телефон урушқа өзиниң психик җәһәттин бәрдашлиқ берәлмигәнлики сәвәблик, телефон уруштин ваз кечидиғанлиқини баян қилди.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң интернет вә телефон алақисини үзүп ташлишиниң сәвәби һәққидә тохтилиш билән биллә бу хил қилмишни инсанниң әң әқәллий болған кишилик һоқуқиға қилинған таҗавузчилиқ дәп әйиблиди.
Дилшат ришит әпәнди дуня уйғур қурултийи һәм хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлириниң хитай һөкүмитидин кишиләрниң нормал телефон алақиси һәм интернет алақиси әркинликини тезрәк әслигә кәлтүрүшини тәләп қилип, хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүргәнликини, һазир дуня уйғур қурултийиниң явропа парламенти һәм бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мунасивәтлик органлириға хитай һөкүмитигә интернет вә телефон алақисини әслигә кәлтүрүш тоғрисида бесим ишлитиш керәклики һәққидә тәклип сунғанлиқини баян қилди.
Бәзи ениқсиз мәлуматларға қариғанда, хитай һөкүмитиниң телефон вә интернет алақисигә болған қамали бу йил 10 - айда өткүзүлидиған хитай коммунист һөкүмитиниң 60 йиллиқ байрам күнигичә давамлишиши, һәтта хитай һөкүмәт даирилири уйғур аптоном районида һәқиқий тенчлиқни орнатқанға қәдәр болған техиму узақ бир мәзгилгичә давамлишиши мумкин икән.