Хитай уйғур районида хәлқниң янфон вә интернет алақисини амалсизлиқтин қисмән ечивәтти
Мухбиримиз вәли
2010.01.18
2010.01.18
AFP Photo
Б б с ниң баян қилишичә, хитай бултур үрүмчидә йүз бәргән 5 - ийол вәқәсидин кейин, уйғур аптоном районида хәлқниң интернет вә янфон алақисини пүтүнләй үзүвәткән иди. 12 - Айниң ахирида интернетни қисмән ечивәткәнликини җакарлиди.
Әмма тор әһлигә пәқәт шинхуа агентлиқи вә хәлқ гезити қатарлиқ һөкүмәт тор понкитлириғила кериш лазим, дәп чәклимә қойған иди. Бу йил 1 - айниң 17 - күни хитай йәнә, уйғур аптоном районида янфон арқилиқ язма учур йоллашни чәклик ечивәткәнликини җакарлиди. Әмма пәқәт хитай өлкилири даирисидила болуши һәмдә һәр бир киши өз -ара әвәтишидиған қисқа язма учур сани бир күндә 20 қетимдин ашмаслиқи лазим, дәп чәклимә қойди. Шундақла, хитайниң башқа өлкилиридә тизимға алдурулған янфонларни уйғур аптоном райониға елип кәлсә ишлимәйду, дәп җакарлиди.
Америкиниң верҗиня шитатида туруватқан компютер мутәхәссислиридин дилморат сулайман хәлқарада янфон алақиси, болупму янфон арқилиқ язма учур йоллаш қандақ әвҗ еливатқанлиқини тонуштурди.
Дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат решитниң қаришичә, хитайниң һазир уйғур аптоном районида янфон вә интернетни қисмән ечивәткәнлики амалсизлиқтин болған, әмма хитай йәнила өзиниң уйғурларни бастуруватқанлиқини хәлқарадин давамлиқ юшуруш үчүн һәрикәт қиливатиду.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.