"Һәқиқәтләр вә ялғанлар" намлиқ әсәр түркийидә нәшир қилинди


2007.02.13

"Шәрқий түркистан тарихи", "шәрқий түркистан җумһурийити" намлиқ китабларниң язғучиси, тарихчи, сәлчүк университетиниң пенсийигә чиққан оқутқучиси доктор иқлил қурбан язған "һәқиқәтләр вә ялғанлар" намлиқ әсәр йеқинда түркийидә нәширдин чиқти. Китабта тарихчи иқлил қурбанниң 1943-йилидин 2007-йилиғичә өз бешидин өткүзгән вәқәләр баян қилинған болуп, өзи туғулуп чоң болған нилқидики нилқа исянидин башлап күнимизгичә болған уйғур дәвасини баян қилған.

Аптор бу әсәрниң бир әслимә характерлик әсәр болуш билән бирликтә, шәрқий түркистанниң йеқинқи заман тарихини айдиңлтиш үчүн интайин муһим әһмийәткә игә икәнликини ейтти. Аптор йәнә балилиқ чағлирини һесабқа алмиғанда һаятиниң көп қисминиң хитай зинданлирида, лагирлирида вә сүргүндә өткәнликини деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.