Иранда немә болуватиду ?
Мухбиримиз ирадә
2009.06.23
2009.06.23

AFP Photo
Чүнки мир һүсәйин мусәвиниң ирандики шәһәр нопусиниң, яшларниң шундақла аялларниң қоллишиға еришкәнлики һәммигә мәлум. Иранда яшларниң нопусиниң иран нопусиниң 60 пирсәнтини тәшкил қилидиғанлиқи шундақла аялларниң нопусиниң әрләргә нисбәтән көплүки ноқтисидин қариғанда , сайламда әһмәди ниҗатниң мусәвидин икки қат юқири аваз елиши кишиләрдә сайламда сахтипәзлик қилди дегән гуманни пәйдақ қилған иди.
Буниң билән сайлам нәтиҗисигә наразилиқ билдүрүш вә сайлам беләтлириниң қайта санилиши тәлипи билән башланған намайишлар әвҗ елип шәнбә күни намайишчилар билән сақчи арисида қанлиқ тоқунуш йүз бәрди. Йүз бәргән тоқунушларда һазирғичә 17 киши өлди. Тоқунушниң әвҗ елиши билән вәқәни хәвәр қиливатқан чәтәл ахбарат органлириниң мухбирлири дүшмән күчләр қатарида қоғланди қилинди, бәзилириниң ақивитидин техи хәвәр йоқ. Буниң билән бирликтә ентирнет ишлитиш вә қол телефон линийилириму контрол астиға елинди.
Бу җәрянда йәнә, нурғунлиған намайишчилар қолға елинди, буниң билән бирликтә бундин бурунқи җумһур рәиси муһамәт хатәминиң оқуғучилар арисида интайин һөрмәткә сазавәр болған мәслиһәтчиси саид һаҗариян вә сабиқ дөләт башлиқи муавини муһаммәт али абтахи вә бәзи өктичиләрниң лидерлириму қолға елинди. Җүмә күни болса иранниң диний лидири айәтуллаһ али һамейнйниң җүмә намизида намайишларни тохтитиш тоғрисида қилған чақириқиға қарши намайишниң давам қиливатқанлиқи сайламниң йәнә бир диққәт татқан нуқтилиридин бири боп қалди.
Бүгүн өктичи лидер мир һүсәйин мусәви сайламға қарши намайишларниң давам қилиш чақириқини қилди, әмма намайишчилардин шиддәт қолланмаслиқни тәләп қилди. Б б с ниң хәвиригә қариғанда, пайтәхт теһрандики намайишчи амма бүгүн өгзиләргә чиқип һөкүмәткә қарши намайишни давам қилған. Әһмәди ниҗад болса вәқәләрни ғәрбниң пәйда қилғанлиқини ейтип, ғәрбни яман ғәрәз билән иранни қалаймиқан қилиш вә бөлүшкә урунуш билән әйиблимәктә. Әмма мутәхәссисләр болса, буниң ғәрб билән алақисиниң йоқлуқини , буниң тамамән иранниң өз ичидин пәйда болған вәқә икәнликини демәктә.
Биз ирандики намайиш һәққидә техиму әтраплиқ мәлуматларға игә болуш үчүн түркийә хәлқара мунасивәтләр вә иситратегийилик тәтқиқатлар мәркизи башлиқи синан оган әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
-- Һөрмәтлик синан әпәнди, сизчә бу ирандики вәқәләрниң сәвәби немә вә бу қайси йөнилишкә кетиватиду?
-- Бу вәқәләр һазир түзүм билән болған күрәшкә қарап тәрәққи қиливатиду. Башланғучта бу пәқәт җумһур рәислик риқабити вә түзүм ичидики бир күрәш иди. Әмма җүмә намизида иранниң дини лидери али һамейнейниң сайламниң ғалибиниң әһмәди ниҗат икәнликини очуқ бир тил билән ипадә қилиши вә униң намайишларниң тохтишини тәләп қилиши униң орни вә күчини талаш - тартиш ноқтиси қип қойди. Бүгүн бу ирандики вәқәләр пәқәтла сайламда сахтипәзлик қилинған - қилинмиғанлиқила әмәс, бәлки униңму нерисида түзүмниң әбәдийлики вә келәчики тоғрисидики талаш - тартишларға қарап маңди дейишкә болиду. Гәрчә мир һүсәйин мусәвиму бу сестиминиң адими болсиму, әмма бу вәқәләрниң тәрәққият җәряни мусәвиниму түзүмгә гуманий нәзәр билән қарайдиған бир киши һалиға әкәлди. Йәни шу бир һәқиқәтки, иранда дөләт түзүми, реҗим муназирә қилинидиған һалға кәлди.
-- Синан әпәнди, әһмәди ниҗат болса бу вәқәләрдә ғәрбниң қоли вә бир қисим террорчи гуруппиларниң қоли бар, дәп бу җәһәттә америка башчилиқидики ғәрб дөләтлирини әйибләватиду. Сиз буниңға немә дәйсиз?
-- Гәрчә бу, көрүнүшкә окраинийидә йүз бәргән рәңлик инқилабтәк көрүнсиму, рәңлик инқилаб һәққидә китаб язған бирси болуш сүпитим билән көзәткинимдә , әслидә һәқиқәтниң ундақ әмәсликини көривалғили болиду. Иранда ғәрбниң тәсирини күчлүк дейишкә болмайду. Иранниң ички қисмидики күчләрни һәрикәткә кәлтүргидәк дәриҗидә тәсири йоқ ғәрбниң. Бу иранниң өз ичидә пәйда болған бир һәрикәттур. Иранни сирттин қалаймиқан қилиш ундақ асан иш әмәс, иран пәқәт өз ичидин қалаймиқан болиду. Сайламда йолсузлуқ қилинғанлиқниң илгири сүрүлүши билән түзүмниң өзидә барлиққа кәлгән қалаймиқанчилиқ бу. Террорчи гуруһларниң қоли бар дейишму мәнтиқилиқ әмәс. Чүнки әгәр дөләт түзүмини өривитишни нишан қилған террор гуруппилири бар дегән тәқдирдиму, улар бундақ ички қалаймиқанчилиқ пәйда қилмайду. Чүнки бу мәвҗут түзүмниң өктичиләрни бастурушини һәқлиқ қилип қойиду. Шуңа буму еһтималдин йирақ. Иран сәвәбни өзидин издиши керәк, иран өзини өзи бу һалға әкәлди.
Иран нурғун етник тәркипләрдин тәшкилләнгән бир дөләт. Иранда 35 милйон әзәри түрки яшайду. Булардин башқиму етник гуруппилар бар. Гәрчә бу хәлқләр бүгүн шиә мусулманлиқи кимлики астида яшаватқан болсиму, кейинки йилларда етник мәсилиләрниңму аста - аста су йүзигә чиқиватқанлиқи мәлум.
-- Ундақта бу қалаймиқанчилиқларда ирандики етник унсурларниңму тәсири барму - сизчә?
-- Мәнчә йоқ. Ирандики әзәри түрклириниң қаришичә , түзүм өз ичидә бир муҗадилә һалида. Буниң нәтиҗиси немә болса болсун, бу ирандики әзәри түрклири үчүн һечқандақ бир өзгириш елип кәлмәйду. Унтуп қалмаслиқ керәкки, 1979 - йилидики һумәйни инқилабиниң әң авангартлири ирандики әзәри түрклири иди. Әмма инқилаб алди билән өз балилирини йәйду, дегән бир гәп бар. Бу гәп шу қетимқи инқилабта рас болуп чиққан иди. Һүмәйниниң һакимийити ирандики әзәриләргә һечқандақ бир йеңилиқ әпкәлмигәнниң үстигә , техи уларниң әслидә бар болған ана тилидики маарип һәққи билән бирликтә нурғун һәқлириниму йоқ қилған иди. Шуңа ирандики бу түркий хәлқләр шундақла башқа етник гуруппилар вәқәләргә техи толуқ иштирак қилғини йоқ.
-- Синан оған әпәнди, ундақта бу вәқәләрниң ахири немә болар , сизчә?
-- Бу вәқәләрниң ақивитини тәхмин қилиш тәс. Ундақ асан аяқлишидиғандәкму көрүнмәйватиду. Әмма мәнчә бу вәқәләр икки хил шәкилдә аяқлишиши мумкин. Биринчиси, сайламниң қайта елип берилиши , әмма бу бәк мумкин әмәс. Чүнки сайлам қайтиланған һалда диний лидер айитуллаһ али һамейнийниң итибари пүтүнләй йоқ болған болиду. Униң җүмә күни әһмәди ниҗадни ғалип елан қилиши, һечбир итибариниң болмиғанлиқини көрситип, униң итибари вә орнини тәвритип қойди. Шуңа бу бәк мумкин көрүнмәйватиду. Иккинчи хил йол бәкрәк еһтималға йеқин, бу болсиму қаттиқ тәдбирләрниң йолға қоюлуши. Ирандики түзүмниң қоғдиғучилири болған әскәрму буни елан қилди. Бундин кейин намайиш қилғанларни дөләт түзүмини өрүшни пилан қилиш билән бир тәрәп қилидиғанлиқини елан қилди. Әмма кәң хәлққә тарқалған бу қаршилиқларни бастуруш техиму еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириду. Шуңа бастурушму ғәлибилик болалмайду.