Иранниң икки хил сиясити
2012.11.23
Тәһлилчиләргә көрә, иранниң сүрийә мәсилисидики мәвқәси иранни әрәб вә ислам мәмликәтлиридин техиму йирақ қилип қойған. Иранниң әрәб бирләшмә хәлипилики билән земин талишиш маҗираси вә бәһрәйиндә хәлқни һөкүмәткә қарши күшкүртүши қатарлиқларниң һәммиси иранни әрәб дөләтлиридин йирақлаштуруп қоюшқа йетәрлик сәвәбләр иди.
Лондонда чиқидиған “оттура шәрқ” гезитиниң 2012 - йили20 - ноябир күнидики санида, язғучи тариқ һәмид тәрипидин “иранниң ракеталири икки хил” дегән темида мундақ бир мақалә елан қилинған:“иранниң ракеталири икки хил болуп, бири исраилийигә қаритилған болса, йәнә бири әрәбләргә қаритилған. Әмма әрәбләргә қаратқан ракеталири күчлүктур. Сүрийидә намайиш башланған күндин башлап иран һакимийити сүрийә рәиси бәшшар әл әсәдни қоллаш вә униңға ашкара һәм йошун қорал - ярақ, һәм әскәр ярдәм қилишни башливәткән болуп, әсәдниң қанчилик залимлиқини көрүп туруп, уни қоллаш мәвқәсидин һеч қайтмиди. Буниң билән иран көпчилик мусулманларниң нәзиридин чүшти. Иран ирақни көврүк қилған һалда сүрийигә ярдәм тошуди. Ирақ һакимийитиму буниңға көз юмди. Һәтта ирақ баш министири нури малики бу ишни инкар қилип турди. Әмма хәлқи аләмниң көзи болуватқанлардин ғәпләттә қалмиди. Иран һазирғичә әсәдни қоллап келиватиду вә сүрийә хәлқини биргә өлтүрүватиду. Бу вақитниң өзидә иран пәләстинниң ғәззә районидики мусулманларни исраилийигә қарши қоралландуруватиду. Һамасниң исраилийигә атқан ракеталири иранниң ракеталиридур. Демәк, иран әрәбни өлтүрүватиду вә әрәбни мудапиә қиливатиду. Бу қандақ сиясәт?”
Иран абройини қайта тикләшни мәқсәт қилмақта
Сәуди әрәбистанида чиқидиған“әл вәтән” гезитиниң2012 - йили21 - ноябир күнидики санида, “иран абройини қайта тиклимәкчи болуватиду” дегән темида мундақ бир мақалә елан қилинған:“пәләстинниң ғәззә районидики вәзийәт һәқиқәтән еғир бир инсаний вәзийәт болуп, пүтүн дуня мусулманлири вә инсаний хислитини йоқатмиған һәр қандақ адәм бу вәзийәткә ечиниду. Чүнки бу инсаний кризистур. Мәйли мусулман, мәйли башқа динда болсун, һечкимниң қени төкүлмәслики керәк. Мундақ кризисқа муптила болғанларға һәркимниң һесдашлиқ билдүргүси келиду вә мусибәтлиригә тәсәллий бәргүси, күчи йәтсә ярдәм қилғуси келиду. Әмма, мундақ вәзийәтни өзи үчүн хизмәт қилдурушни хам хиял қилидиғанларму болиду. Мәсилән: иран әсәд билән бирлишип нәччә йүзлигән әрәбни өлтүрди. Һалбуки, бәшшар әл әсәдниң сүрийидики әрәбләргә қиливатқан зулумлири вә қәтлиами исраилийиниң пәләстинликләргә қилғанлиридин еғир. Йеқинқи вақитлар ичидә сүрийидә әсәд билән иранлиқларниң қолида өлтүрүлгән әрәбләрниң сани шу күнләрдә исраилийиликләрниң қолида өлтүрүлгән пәләстинликләрниңкидин көп. Демәк, иранниң сүрийидә әрәбләрни шундақ өлтүрүп туруп, йәнә бир тәрәптин ғәззәдики қериндашларға ярдәм қилип қойғини пәқәтла сиясәттур. У кетип қалған абройини буниң билән қайта тиклимәкчи болиду.”