Истанбулдики “9 а” телевизийә қанилида уйғурлар тоғрисида программа тарқитилди
2012.10.31

Бу программиға “9 а” телевизийә қанилиниң программа риясәтчилиридин мәлтәм арикан, аишә көч, дидәм үрәр, җәйлан өз бодак қатарлиқ ханимлар қатнишип, уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида пикир-қарашлирини оттуриға қойди вә хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим сияситини әйиблиди.
Бу программа 30 минут давам қилған болуп “9 а” телевизийә қанили арқилиқ нәқ мәйдандин биваситә тарқитилди.
Программида “9 а” телевизийә қанилиниң риясәтчиси мәлтәм арканханим телевизийә екранда хитай әскәрлириниң мәсчит үстидә вә әтрапида җиддий һаләттә туруватқан көрүнүшләрни көрсәтти вә хитай зулуми тоғрисида сөз қилип мундақ деди:
“хитай даирилири шәрқий түркистандики қериндашлиримиз үстидин еғир зулум қилмақта. Шәрқий түркистан хәлқи узун замандин буян хитай зулуми астида яшимақта. Йеқинда хитай даирилири шәрқий түркистанлиқ уйғур қериндашлиримизни сүрийидики өктичи күчләргә ярдәм бәргәнликини дава қилди һәмдә уйғурларниң бир йәргә топлишип паалийәт қилишни чәклиди. Хитай әскәрлири шәрқий түркистанда мәсчитләрниң үстигә вә әтрапиға орунлаштуруп, мәсчиттә ибадәт қиливатқан мусулманларни қаттиқ назарәт астида көзәтмәктә. Биздә хитайниң вәһший зулумлирини көрсәткән синалғу көрүнүшләр болсиму, бу, зулум вә искәнҗиниң чекидин ашқан вәһшийлик көрүнүшлири болғанлиқи үчүн, униң үстигә бу хил синалғуларни көрситиш чәкләнгәнлики үчүн биз бу көрүнүшләрни телевизийә екранида көрситәлмәймиз.”
Мәлтәм арканханим сөзидә йәнә мундақ деди:
“хитай һазир шәрқий түркистандики қериндашлиримизниң топлишип паалийәт қилишини чәклиди, һәтта қурбан һейти намизини топлишип оқушиға чәклимә қойди. Буниң сәвәблири, хитай бәзи уйғур қериндашлиримизниң бир қисим тәшкилатлар тәрипидин һәрбий мәшиқтә чениқтурулғандин кейин урушқа қатнишиш үчүн сүрийигә әвәтилгәнликини дава қилди. Әгәр мусулманлар бирлик қурса, қериндашлиқ мунасивәтлирини күчәйтсә иди һеч ким бу хил төһмәтләрни қилишқа җүрәт қилалмайтти. Қуран кәримидә аллаһ таала баян қилғанға охшаш: ‛алланиң арғамчисиға мәһкәм есилиңлар, ихтилап қилишип бөлүнүп кәтмәңлар‚ дегән айитигә әмәл қилип, мусулманлар қериндашлиқ мунасивәтлирини күчәйтип бирлик қурған болса иди, дуняда һеч қандақ мусулман зулумға учримайтти. Шуниң үчүн түрк ислам бирлики қуруш мусулман үчүн интайин муһим.”
Мәлтәм арканханим сөзидә йәнә хитайниң уйғурларға төһмәт қиливатқанлиқини, уйғурларни дуняға террорчи көрситиш үчүн ялған-явидақ хәвәрләрни тарқитиватқанлиқини ипадиләп мундақ деди:
“хитайниң йәр шари вақти гезитидә елан қилинған бир хәвәрдә, шәрқий түркистандики мусулман түрк қериндашлиримизниң, сүрийидә урушқа қатнишиш үчүн әлқаидә тәшкилатиниң васитиси арқилиқ сүрийигә барғанлиқини дава қилди. Хәвәрдики башқа бир төһмәт болса, сүрийигә баридиған уйғурларниң түркийидә бир мәзгил мәшиқ қилдурулғанлиқини вә уларниң арисидин таллинип чиққанларни әвәтиватқанлиқини дава қилған. Шәрқий түркистандики уйғур қериндашлиримиз өзиниң иҗтимаий һаятини қийин бир әһвалда өткүзүватиду. Уларниң гразһданлиқ һоқуқи пүтүнләй тартивелинған. Пәрзәнт көрүш вә пәрзәнтлиригә игә чиқиш һоқуқилири тартивелинған. Уларниң әркин ибадәт қилиш һоқуқи йоқ, күндилик турмушини қамдиғудәк пул тапалмайдиған нурғун уйғурлар бар, уларниң саяһәт қилиш һоқуқи йоқ, уйғурлар хитайниң бесим сиясити сәвәбидин өз аилә пәрзәнтлирини қоғдиялмайдиған һаләткә кәлтүрүлди. Хитай пәқәт террорчи аталғуси билән шәрқий түркистан вә уйғур аталғусини бир йәргә җәм қилиш үчүн бу хил ялған хәвәрләрни тарқитиватиду. Сүрийидики әсәд коммунист һакимийити өз хәлқини өлтүрүватиду, хитай вә әсәд һакимийитиниң һәр иккиси коммунист болғанлиқи үчүн бир-бири билән һәмкарлиқ қилишиватиду. Хитай 60 йилдин буян шәрқий түркистандики мусулман қериндашлиримизға зулум қилип келиватиду, шәрқий түркистан хәлқи 60 йилдин буян һеч қачан җан бихәтәрлики капаләткә игә болмиған һалда әндишә ичидә яшимақта.”
Биз бу телевизийә программиси тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн, бу программини телевизийидә көргән уйғур зиялий азадҗан буғра әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.