Истанбулда, 'шәрқий түркистан мәсилиси вә униң һәл болуш йоллири' һәққидә йиғин өткүзүлди

2009 ‏- Йили 11 ‏- айниң 21‏ - күни истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан вәхпиниң уюштуруши билән шәрқий түркистан мәсилиси вә униң һәл болуш йоллири дегән темида йиғин өткүзүлди.
Мухбиримиз арислан
2009.11.23
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Сүрәт, 2009 ‏- йили 11 ‏- айниң 21‏ - күни истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан вәхпиниң уйуштуруши билән өткүзүлгән 'шәрқий түркистан мәсилиси вә униң һәл болуш йоллири' дегән темиддики йиғиндин бир көрүнүш.
RFA Photo / Arslan

Йиғинға шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи һамут көктүрк әпәнди риясәтчилик қилди. Йиғинға истанбул шәһиридики һәр қайси универиститларда оқуватқан уйғур оқуғучилар тәклип қилинған болуп көп санда уйғур оқуғучилар қатнашти.

Йиғинда, бәйкәнт университети пән ‏- әдәбият факултетиниң түрк тил әдәбияти бөлүминиң мудири, профессор мәтин қараөрс әпәнди 'шәрқий түркистан мәсилиси вә униң һәл болуш йоллири' дегән темида сөз қилди.
 
Профессор мәтин қараөрс сөзидә икки хил уқумдики милләтниң бир районда яшишиниң мумкин әмәсликини билдүрүп мундақ деди:

Дуняда икки хил уқумдики инсан бар, бирси әвладлириға, һаят яшаш үчүн, һаятта мувәппәқийәт қазиниш үчүн, немә болсаң бол, һәр қандақ тар йәр болсиму униң ичигә кир, суға охшаш ақ дәп тәлим бериду, бу инсанлар хитайлардур. Йәнә бирси түркләр, түркләр әвладлириға, инсан болуш сүпитиң билән тоғра дәп қариған йолда сунушқа тоғра кәлсә белиң сунсун әмма һеч қачан егилмә, дәп тәлим бериду. Бу икки хил уқумдики инсанниң бир йәрдә яшиши мумкин әмәс, шуниң үчүн бу йәрдә шәрқий түркистан мәсилиси мәвҗуд.

Профессор мәтин қараөрс сөзидә йәнә түрк дунясиниң җуғрапийиси һәққидә тохтилип мундақ деди:

Дуняға түркләр олтурақлашқан йәр, дуняниң оттурисиға җайлашқан йәр, хәритигә қарайдиған болсақ балқанлардин қара деңизниң шималиға, анатолийдин етибарән каспи деңизиғичә, каспи деңизидин етибарән сәддичин сепилиғичә бу йәр дуняниң оттуриси. Түркләр, ғәрб билән шәрқ, җәнуб билән шимал тәрәпләргә өтишидиған бу җуғрапийигә орунлашқан. Йәни явроасияниң мәркизи, бу йәр 12 милйон квадрат километирлиқ бир һәҗимдики кәң бир орун, югославийидин, адриятиктин сәддичин сепилиғичә, себирийиниң җәнубидин һималайиғичә болған кәң районлар түркләр яшайдиған җайлардур. Түрк дунясиниң мәркизи каспи деңизи, каспи деңизиниң шәрқий, шәрқий түркләр, ғәрбий ғәрб түркләр каспи деңизи вә қара деңизниң үсти тәрипидә шималий түркләр мәвҗуд, бу йәрләр түрк җуғрапийисидур.

Профессор мәтин қараөрс сөзидә йәнә, тарихта түнҗи қурулған түрк дөлити вә һазирқи түрк дөләтлири һәққидә тохтилип мундақ деди:

Һәммимиз һунлардин, көктүркләрдин кәлгән, түрк дөлитини түнҗи қетим қурған дөләт көктүркләрдур, әң мәшһур һөкүмдарлар илтәриш қутлуқ хақан, бумин хақан буларниң ким икәнликини биз бүгүнки моңғулистанниң байқал көлиниң бешиға тикилгән көктүрк абидилиридин билимиз. Бизниң һазир түркийә җумһурийити, шималий қибрис, әзәрбәйҗан, түркмәнистан, қазақистан, өзбекистан, қирғизистан қатарлиқ 7 мустәқил түрк дөлитимиз бар вә униңдин башқа йәнә русийиниң һакимийәт астида көплигән аптономийә һоқуқиға игә җумһурийәтлиримиз бар, бу қатарда хитай ишғал астида шәрқий түркистанму бар, шәрқий түркистанниң мустәқиллиққа еришиш үчүн елип бериватқан күрәшлири давам қиливатиду, тарихта 2, 3 қетим шәрқий түркистан җумһурийәтлири қурулған әмма уларни кейин хитайлар ағдурувәткән вә шундақ қилип бүгүнки вәзийәткә кәлгән.

Профессор мәтин қараөрс сөзидә йәнә уйғурларниң кишилик һоқуқлири вә уйғур мәсилисиниң қандақ һәл болидиғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди:

Шәрқий түркистан мәсилисиниң һәл болиши үчүн шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң һәқлиқ тәрәплирини пүткүл дуняға аңлитишимиз лазим, шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз өз вәтинидә кишилик һоқуққа уйғун шәкилдә, инсанға хас услубта яшашни халайду, бу һәқ ‏- һоқуқлири дәпсәндә қилинмаслиқ лазим. Қизларниң хитайлар ишләшни халимиған узақ йәрләрдики начар орунларда мәҗбури ишлитиши. Нопусниң көпийишигә чәклимә қоюлуши, шәрқий түркистанға хитай көчмәнләрни йөткәп орунлаштурулиши, шәрқий түркистанда атом бомбиси синақ қилиш нәтиҗисидә радиактип маддиларниң тарқилиши билән кишиләрниң һәр хил кесәлгә гириптар болиши, шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң өрүп ‏- адәтлири вә мәдәнийәтлиригә хас шәкилдә яшишиға чәклимә қоюлиши, хитайларниң йүргүзүп келиватқан сиясәтлири. Инсан һәқлиригә һөрмәт қилидиғанлиқини елан қилған һөр дуня, явропа, америка вә пүткүл дуня җамаити буларни көрүши лазим, пүткүл шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң инсанчә яшаш һәққигә еришиш үчүн қилишқа тегишлик тәдбирләр елиниши лазим.

Бу мәсилә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йиғинида оттуриға қоюлиши керәк. Қибрис мәсилиси қандақ бир шәкилдә түрк дуняси вә пүткүл дуняниң мәсилисигә айланған болса. Шәрқий түркистан мәсилисиму охшашла дуня җамаитиниң вә пүткүл түркләрниң мәсилисигә айлиниш лазим. Шәрқий түркистандики инсанчә яшаш һоқуқлири дәпсәндә қилинған сиясәтләр дәрһал бикар қилинип әмәлдин қалдурулуши лазим.

Шәрқий түркистан мәсилиси бир инсанпәрвәрлик мәсилисидур. Охшаш болмиған мәдәнийәт мәсилиси, бир милли қирғинчилиқ мәсилисидур, қирғинчилиқ билән йоқ етиш бүгүнки заманиви дуняда қобул қилинмайдиған бир нәрсә. Һәр йәрдә милли қирғинчилиқ қилғанлар әйблиниватқан бүгүнки күндә, шәрқий түркистандики қирғинчилиқ көрүлмәйватиду. Һөр вә мәдәнийәтлик дуня буниңға, тохта! дейиши вә чәклимә қоюши лазим.

Бу мәсилини түркийә җумһурийити башчилиқида пүткүл 7 мустәқил түрк җумһурийәтләр бирликтә бирләшкән дөләтләр тәшкилатида оттуриға қоюп у йәрдә бәс ‏- муназирә вә музакирә қилиниши лазим, шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң мәсилилири бу усулда һәл болуши керәк. Мән бу усулда һәл болушни ойлаймән. Шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз инсанчә яшаш һоқуқлириға чоқум еришиду, һазир яшаватқан начар вәзийәттин чоқум қутулиду, биз буниңға ишинимиз. 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.