Истанбулда мусапирлар мәсилиси йиғини чақирилди

Түркийә яврупа билән асияниң оттурисиға җайлашқан бир дөләт болуш сүпити билән асия вә оттура шәрқ дөләтлиридин әң көп паналиқ тилигүчиләр келидиған бир дөләт. Түркийә җумһурийитиниң мусапирлар қанунида яврупа дөләтлиридин кәлгән мусапирларни қобул қилиш асия дөләтлиридин кәлгән панаһлиқ тилигүчиләрни қобул қилмаслиқ дәп бәлгиләнгән.
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.06.18
musapirliq-yighini-305 Мусапирлар мәсилиси йиғини 6 - айниң 14 - күни түркийиниң истанбул шәһридики әрәсин меһманханисида чақирилди.
RFA Photo / Erkin Tarim
  Шуңа түркийигә кәлгән мусапирларниң көпи бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң түркийидә турушлуқ иш беҗириш орниға илтимас қилғандин кейин, үчүнчи бир дөләткә кетиш үчүн сақлайду. Бу җәрянда мусапирлар нурғун қийинчилиқларға дучар болмақта. Бу мусапирларниң ичидә уйғурларму бар. Бу мәсилиләрни музакирә қилиш вә һәл қилиш йоллирини издәш мәқсиди билән 6 - айниң 14 - күни түркийиниң истанбул шәһридики әрәсин меһманханисида `мултәҗилик сәмпозюму` йәни `мусапирлиқ йиғини` чақирилди.

Бу йиғинға бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң түркийә вәкили мишәл гаудә, инсаний ярдәм вәхпи башлиқи адвукат бүләнт йилдирим, түркийә парламенти инсан һәқлири тәкшүрүш комитети әзаси җәмал йилмаз демир қатарлиқлар қатнашти вә ечилиш мурасимида сөз қилди. Йиғинда йәнә истанбул университети оқутқучиси проф. Др. Кәмал киришчиогли `мусапирлиқ уқуму вә униң тарихи` темисида, бирләшкән дөләтләр тәшкилати истанбул вәкили фуат өздогру әпәнди болса дунядики мусапирларниң әһвали вә түркийиниң роли темисида, адвукат танәр қилич әпәнди болса, `түркийә қанунидики мусапирлиқ вә уни һәл қилишниң йоллири` темисида сөз қилди.

Булардин башқа түркийидики инсан һәқлири тәшкилатлири вә бәзи аммиви тәшкилатларниң мәсуллири түркийидики мусапирларниң мәсилилири вә һәл қилиш йоллири һәққидики пикирлирини оттуриға қойди. 1000 Ға йеқин киши қатнашқан бу йиғинға шәрқий түркистан маарип тәшкилати мәсуллири вә көп санда уйғур мусапирлар қатнашти. Бу йиғинда мусапирлар мәсилиси һәққидә наһайити муһим пикирләр оттуриға қоюлди.

Бу йиғинни түркийә инсаний ярдәм вәхпи билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар ишханиси ортақлишип өткүзгән болуп, йиғинниң ахирида түркийидики бирләшкән дөләтләргә илтимас қилип башқа дөләтләргә кетишни күтүватқан чечән, боснийәлик, ирақлиқ, пәләстинлик вә уйғур мусапирларниң вәкиллири сөз қилди. Улар өз дөләтлиридики сияси иқтисадий бесимлар һәққидә тохтилип өтти.

Уйғур дияридин кәлгән исмини ашкарилашни халимиған мусапир йиғинда сөз қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан бесимини аңлатти. Биз бу йиғинда оттуриға қоюлуватқан мәсилиләр вә уйғур мусапирларниң буниңға болған көз қаришини елиш үчүн микрофонимизни уларға узаттуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.