Истанбулниң таксим мәйданида намайиш
Ихтийари мухбиримиз арслан
2010.07.05
2010.07.05

RFA Photo
2010 - Йили 7 - айниң 4 - күни түркийидә паалийәт қиливатқан аммивий тәшкилатлар шәрқий түркистан мунбири нам астида бирликтә уюштуруши билән, өткән йили йүз бәргән үрүмчи вәқәсиниң бир йиллиқи мунасивити билән хитайға қарши истанбулниң таксим мәйданида намайиш өткүзүлди.
Намайишқа шәрқий түркситан вәхпи, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқий түркистан яшлар тәшкилати, шәрқий түркистан һәмкарлиқ җәмийити, шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийити қатарлиқ аммивий тәшкилатлар истанбулда яшаватқан уйғурларни намайишқа сәпәрвәр қилиш нәтиҗисидә уйғурлардин әр - аял вә кичик балилар болуп 1000 дин артуқ киши қатнашти.
Намайишқа түркийиниң саадәт партийиси, бүйүк бирлик партийиси, милләтчи һәрикәт партийиси қатарлиқ сиясий партийиләрниң истанбулда турушлуқ мәсуллири вә әзалири, аммивий тәшкилатлардин инсаний ярдәм вәхпи, мәзлумлар җәмийити, алпәрән уҗақлири, өлкичиләр тәшкилати қатарлиқ аммивий тәшкилатлар уйғурларни қоллайдиғанлиқини ипадиләп намайишқа қатнашти.
Намайишчилар қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақ вә түрк байрақлири көтүрүвалған болуп, бәзи намайишчилар, шәрқий түркистанға әркинлик, хитай шәрқий түркистанда қирғинчилиқ қиливатиду, зулумға сүкүт қилма дегәнгә охшаш хитайға қарши һәр хил шоарлар йезилған вивиска тахтиларни көтүргән һалда галатасарай толуқоттура мәктәпниң алдидин таксим мәйданиға қарап маңди.
Намайишчилар бирдәк, яшисун мустәқил шәрқий түркистан, һәқ - һоқуқ, адаләт түркистанға һөрийәт дегәнгә охшаш шоарлар товлиди. Намайиш җәрянида 5 - июл үрүмчи вәқәсигә алақидар баянат елан қилинди, баянатини шәрқий түркистан мунбиригә вакалитән шәрқий түркистан вәхпиниң башлиқи һамут көктүрк оқуп өтти.
Һамут көктүрк сөзидә, өткән йили уйғур қизлириға әхлақсизлиқ қилған хитайларға қарши тинчлиқ билән намайиш қилған уйғурларға қарши хитайлар қураллиқ қаршилиқ көрсәтти вә вәқә қирғинчилиққа айланди. Хитайлар мәҗбури ишғал қиливалған шәрқий түркистанда бесим, зулум вә йоқ қилиш сиясәтләр иҗра қиливатиду. Шәрқий түркистан мәсилисини бирләшкән дөләтләр тәшкилати, ислам қурултийи тәшкилати, яврупа иттипақи қатарлиқ хәлқаралиқ сәһниләрдә оттуриға қоюлиши керәк, деди.
Биз намайиш ахирида намайишқа қатнашқан бүйүк бирлик партийисиниң истанбул шөбә башлиқи гүвән әпәнди қатарлиқ бир қисим шәхсләр билән сөһбәт елип бардуқ.
юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.