Истанбулдики хитай консулханиси тәрипидин уюштурулған дөләт байримини тәбрикләш зияпитигә бир қисим уйғурларму қатнашти
Мухбиримиз арислан
2010.09.30
2010.09.30

http://istanbul.chineseconsulate.org Дин елинди.
Бу тәбрикләш зияпитигә, истанбул шәһәр башлиқиниң вәкили, адаләт вә тәрәққият партийиси қатарлиқ бир қисим сиясий партийә вәкиллири, мәдәнийәт, маарип, әдәбият - сәнәт саһәсиниң вәкиллири вә бәзи дөләтләрниң истанбулда турушлуқ консулхана вәкиллири тәклип қилинған.
Бу тәбрикләш зияпитиниң тәпсилати һәққидә учур бәргән http://news.china.com.cn Тор бетиниң хәвәр қилишичә, бу қетимлиқ тәбрикләш зияпитигә қатнашқан уйғурлар "вәтәнпәрвәр муһаҗирлар вәкиллири" дәп тонуштурулған.
Хәвәрдә билдүрүшичә, бу зияпәткә қатнашқан уйғурлар, хитай коммунист һакимийитиниң аталмиш "шинҗаң сиясити" ни һимайә қилидиғанлиқини, "вәтәнниң пүтүнлүки, бирлики вә милләтләр иттипақлиқини қоғдашқа бир кишилик һәссисини қошушни халайдиғанлиқини, түркийә - хитай икки дөләт мунасивитиниң техиму раваҗлинишини үмид қилидиғанлиқи" ни билдүргән.
Зияпәткә қатнашқан уйғурлар, хитайниң истанбулда турушлуқ баш консули билән хатирә рәсимгә чүшкән.
Биз, Хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси Тәрипидин уюштурулған дөләт байримини тәбрикләш зияпитигә қатнашқан дилшат уйғуруғлу исимлик уйғур билән телефон зиярити елип бардуқ.
Әмма, биз зияпәткә қатнашқан бир қисим уйғурлар билән елип барған телефон зияритимиздә, юқирида оттуриға қоюлған сөзләрниң ялған икәнликини, у йәрдә һеч қандақ уйғурниң у мәзмунда сөз қилмиғанлиқини билдүрди.
Биз йәнә, бу тәбрикләш зияпитигә қатнашқан уйғурлар һәққидә көз қарашлирини елиш үчүн шәрқий түркистан вәхпиниң башлиқи һамут көктүрк қатарлиқ бир қисим уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.