Җаксон бравниң оғлиға язған нәсиһити

Җаксон бравн америкилиқ адәттики пуқра болуп, оғли адәм универстетқа қобул қилинғинида, уни алий мәктәпкә узитиш мунасивити билән униңға һаятлиқ тәҗрибилирини йезип совға қилған вә язғанлири 1560нәсиһәт болуп чоң китаб иди. Җаксон бравн мәзкур әсирини“һаятлиқ көрсәтмилири”дәп атиған вә шу әсәр билән америка бойичә тонулған.
Ихтияри мухбиримиз өмәрҗан
2012.10.05


Кейинчә униң мәзкур әсири америкидила әмәс, бәлки дуняда әң көп сетилған әсәрләрдин болуп қалған. Униң әсири 28 тилға тәрҗимә қилинип бесилған вә америкиниң әң раваҗ тапқан китаплар тизимликигә киргүзүлгән.

Җаксон бравн иҗадийәт үстидә

Җаксон бравнниң нәсиһәтлири

Төвәндә җаксон бравнниң оғлиға йезип қалдурған бу қиммәтлик әсиридин бир қанчисини тәқдим қилимиз:

1.Аллаһқа тәвәккул қилғин, әмма ишикиңни мәһкәм япқин.
2.Һаят һәмраһиң болғучини яхши таллап қарар қилғин. Чүнки бу қарар инсанниң бәхтлик яки бәхтсиз болишида %90 рол ойнайду.
3.Дүшмәнлириңни туюқсиз яхшилиқларни қилиш билән достларға айландурғин.
4.Баникиниң еланлириға алдинип қалмиғин, йәни банкиға қәрздар болуп қелиштин сақланғин.
5.Шуҗаәтлик болғин, гәрчә шундақ болмисаңни өзүңни шуҗаәтлик қилип көрсәткин. Чүнки кишиләр буни айриялмайду.
6.Аңлиғанлики хәвәргә ишәнмә, пулуңниң һәммисни хәҗлимә, еһтияҗдин артуқ ухлима.
7.Яхши бир китаб учрап қалса, уни оқумисаңму елип қойғин.
8.Қандақ аңлашни өгәнгин. Чунки көзгә көрүнмәйдиған пурсәтләр күчлүк қолаққа муһтаҗ.
9.Сақчи билән һәргиз таканлашма.
10.Әқлиңни яки өзүңгә болған ишәнчиңни яки машинаңниң ачқучини йоқатма.
11.Кона достуңни туюқсиз телефон бериш билән хошал қиливәткин.
12.Йәр - земин сетип алмақчи болғиниңда, муну үч шәрткә әмәл қил: орни, йәнә орни, йәнә орни.
13.Һаятиңда вуҗудқа чиқармақчи болған ишлардин 10ни йезип, йениңда сақлиғин.
14.Аялиңға гүл тәқдим қилғин. Униң сәвәбини кйин ойливал.
15.Қандақла бир ишта үч қетим мәғлуп болған адәм билән шериклишиштин һәзәр әйлә.
16.Һәр күни8 истикан су ичишни унутма.
17.Кишиләргә янчуқидикигә қарап әмәс, қәлбидикигә қарап баһа бәргин.
18.Тақитиңға көрә яшиғин, йәни “йотқанға беқип путуңни сунғин”.
19.Кәсипкә һийлә қилишни өгинимән дәп вақит сәрп қилмастин, кәсипниң өзини өгәнгин.
20.Тәбәссум қилғин. Чүнки у сәндин чиқим тәләп қилмайду. Әмма униң қиммитини пулға сундурғили болмайду.
21.Сән ғәзәблик вақтиңда бирәр ишни қарар қилма.
22.Әмәлийәтчанлиқтин зиядә силиқ болгин. Әмма һечкимгә сәндин пайдилинишқа йол қойма.
23.Шәйтанниң нәйрәңлиригә алданма. Чүнки у бир хил көрүнмәйду.
24.Кишиләргә улар күткинидин көпрәкини бәргин.
25.Нормалдики вақтиңниң көпрәкини балилириң билән өткүзгин.
26.Йүз - абройиңни сақлиғин. Кейинки күнләр униң сәндики әң қиммәтлик нәрсә илкәнликини испатлап бериду.
27.Өзүңгә елиштики әмәс, бәлки бериштики қудритиңгә қарап баһа бәргин.
28.Сән учрашқан һәрбир адәмдә сәндә болмиған алаһидиликләр болиду. Уни өгинишкә тиришқин.
29.Пулни хәҗләштә оттуруп қойидиған адәм һаятлиқта һәммидә уттуруп қойиду.
30.Өзүңни түзәтмәй туруп балилириңға қилған нәсиһәтлириңни пайда бериду дәп хам хиял қилма.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.