Хитайдики җасуслуқ вәқәлири сәтчилики чәтәлдиму ғулғула қозғимақта
2011.09.06

Франсийә авази радиосиниң 5-сентәбирдики хәвиридә көрситилишичә, франсийә азадлиқ гезитиниң бейҗиңдики даимий турушлуқ мухбири грандә әпәнди “бейҗиңниң дөләткә асийлиқ қилған җасуслири хитайниң юқири қатлимидин чиқти” намлиқ бир мақалә елан қилған. Мақалидә чәтәлгә сетилип, хитайға мунасивәтлик муһим ахбаратларни оғрилиған сәккиз нәпәр юқири қатламдики хитай әмәлдарлири тоғрилиқ мәлумат бәргән. Бейҗиңдики бу хитай җасусларниң бири америкиға қечип кәткән. Қалған йәттә нәпири хитай һөкүмити тәрипидин җасуслуқ җинайити билән яки йүзиниң төкүлүп кетишидин сақлиниш үчүн башқа җинайәтләр билән мәхпий җазаға һөкүм қилинған.
Хәвәрдә баян қилинишичә, хитай һава армийисиниң юқири дәриҗилик бир әмәлдари өзи оғрилиған мәхпийәтликни бир юмшақ детал үскүнисигә көчүрүп, уни асан байқиғили болмайдиған йәргә тиқип, америка мәркизи ахбарат идариси CIA ниң хоңкоңдики хадимиға тапшуруп бериш үчүн хоңкоң чеграсидин өтидиған чағда, тәкшүрүштә сезилип қелип қолға елинған. Хитайниң токйода турушлуқ баш әлчиханисидики японийигә сетилған хитай җасуси тиңшиғучни әлчиханидики ишханиларға орунлаштуруп қоюп, япон тәрәпниң хитай әлчиханисидики паалийәтләрни даим билип турушиға шараит һазирлап бәргән. Хитайниң җәнубий корийә пайтәхти сеулда турушлуқ әлчиханисидики корийигә сетилған җасуси ли биңму корийә үчүн актип хизмәт қилған.
Хәвәрдә ейтилишичә, 2000-йилиниң башлиридиму йәнә бәш нәпәр чәткә сетилған хитай юқири қатлимидики җасусларниң назук саһәләргә аит җасуслуқ қилмишлири байқалған. Хитайниң бу мәхпийәтликини хитай дөләт мудапиә университети истратегийә тәтқиқат институтиниң әмәлдари генерал җин йинән ашкариливәткән. У нутуқ сөзлигән вақтида сәккиз нәпәр юқири қатламға мәнсуп хитай җасуси вәқәсини тилға алған. Униң нутуқ сөзлигән вақти 3-айниң 17-күни болуп, синалғуға еливелинған. Бу филим йеқинда хитайдики бәзи филим торбәтлиригә вә йотуб ториға қоюветилгән. Франсийә мухбири хитай һөкүмитидин бу вәқәләрниң раст яки ялғанлиқи һәққидә сорап һечқандақ җавабқа еришәлмигән. Хитай әмәлдарлири “раст шундақ болған” дейәлмигән болсиму, ялған дәпму инкар қилалмиған. Бу һәқтики хәвәрләр хитайдики торлардин сирт, чәтәлдики тор бәтлири вә даңлиқ хәвәр агентлиқлириниң сәһипилиридинму орун елип болған.
“бейҗиңниң дөләткә асийлиқ қилған җасуслири хитайниң юқири қатлимидин чиқти” намлиқ мақалидә йәнә, җин йинәнниң 2000-йили америкини ахбарат билән тәминлигән бир һәрбий әмәлдар тоғрисида мәлумат бәргәнлики тилға елинған. Бу һәрбий әмәлдар хитайниң дөләт мудапиә ташқи ишлар ишханиси америка қитәси бөлүминиң мудири ху җунпиң болуп, униң хитайдики юқири дәриҗилик әмәлдарлар билән мунасивити наһайити яхши икән. У америка тәрәпни хитайдики башқурулидиған бомбиларниң сани вә қурулмиси тоғрилиқ әмәс, бәлки хитай рәһбәрлириниң кишилик характери, қарар бәлгиләш җәрянидики адәтлири һәм принсиплири тоғрисидики учурлар билән тәминлигән.
Хитайниң японийигә сетилған җасуси ваң чиңчйән 2007-йилила хитай һөкүмити тәрипидин һәрбий мәхпийәтликни сетиш җинайити билән әйиблинип өлүмгә һөкүм қилинған болсиму, бу һәқтидики хәвәр хитайда һазирғичә ашкарилинип бақмиған.
Мақалидә бәкрәк диққәт қозғиған тема, хитай ядро санаити гуруһиниң баш директори, партком секретари каң решинниң җасуслуқ қилмиши болған. Әмма хитай һөкүмити уни җасуслуқ җинайити билән әмәс, бәлки иқтисади җинайәт билән әйибләп, муддәтсиз қамақ җазасиға мәһкум қилған. Хитайниң сеулдики корийигә сетилған баш әлчиси ли биңму 2007-йили қолға елинип, җасуслуқ җинайити билән әмәс, бәлки иқтисади җинайәт билән җазаланған. Хитай һөкүмити хәлқарадики инавитиниң төкүлүп кетишидин әнсирәп, бу хилдики җасуслуқ җинайәтлирини ашкарилимай кәлгән вә җазаланғучиларни иқтисадий җинайәтни артип җазалиған. Генерал җин йинән бу тоғрисида тохталғанда “дуняниң нәридиму бир дөләтниң баш әлчиси йәнә бир дөләткә җасуслуқ қилидиған иш бар? бундақ иш пәқәтла җуңгода бар” дегән.
Хитайдики юқири дәриҗилик әмәлдарларниң чәтәлгә сетилишидики сәвәбләрниң муһими өз дөләт һакимийитигә болған ишәнмәслик, өз истиқбалидин әнсирәш, иқтисадий пайдиға еришиш қатарлиқлардин ибарәт болуп, бундақ җасуслуқ һәрикәтлири давамлиқ йүз берип турсиму, хитай һөкүмити уни мутләқ мәхпий ишлар қатарида сир тутуп келидикән.
Булардин башқа, җасуслуқ қилмишлири хитайда барғансери әвҗ еливатқан бир саһә болуп, америка вә явропа әллиридә йеқинқи йиллардин буян җасуслуқ билән шуғуллинип қолға елинған, қамақ җазалириға учриған хитайларму аз әмәс. Хитайниң мюнхендики консули җасуслуқ қилмишлири билән шуғуллинип, уйғурларға аит ахбаратларни топлиғанлиқи үчүн 2009-йили германийә йешиллар партийисиниң мюнхендики мәсули маргарита бавзи ханим тәрипидин сотқа берилгән иди. Хитайниң йәнә интернет арқилиқ америка вә башқа ғәрб әллириниң сиясий, иқтисадий учурлирини оғрилаш қилмишлири ахбарат васитилиридә пат-пат тилға елинип турмақта.