Канада уйғур җәмийити интернет бихәтәрлик билимлири бойичә тәрбийиләш паалийити уюштурди

Йеқинда канада уйғур җәмийити торонто шәһиридә интернет бихәтәрлик билимлири бойичә тәрбийиләш паалийити өткүзүп, хитайниң уйғур тор бәтлири вә уйғур интернет абунтлириға қаритиватқан интернет һуҗумлириға қандақ тақабил туруш тоғрисида мәхсус хадим тәклип қилип лексийә бәрди.
Ихтияри мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2012.09.12
uyghur-internet-bixeterlik-305.jpg Канада уйғур җәмийити уюштурған интернет бихәтәрлик билимлири бойичә тәрбийиләш паалийитидин көрүнүш. 2012-Йили сентәбир, торонто.
RFA/Gulshen

Хитай дунядики ентернетниң әркин ишлитишигә тосқунлуқ қиливатқан әң чоң дөләтләрниң бири болуп,хитайда интернет давамлиқ һалда дөләт тәрипидин контрол қилинип туриду. Шундақла интернет абунтлириниң чәтәлләрдики қайси тор бәт вә кимләр билән алақә қилишиватқанлиқи, қандақ мәшғулат елип бериватқанлиқи қатарлиқлар интернет җасуслуқ программилири арқилиқ хитай бихәтәрлик идариси тәрипидин разветка қилинип туриду. Игиләшләргә асасланғанда, хитайниң дөләт ичидила әмәс бәлки чәтәлләрдики уйғур, тибәт, фалунгоң қатарлиқ хитайға қарши демократик паалийәтләр елип бериливатқан тәшкилатларниң тор бәтлиригә қарита оғрилиқ вә җасуслуқ қилиш, һәтта бузуветиш қилмишлирини садир қиливатқанлиқи мәлум. Йәнә игиләшләргә асасланғанда, уйғур районидики көплигән уйғур яшлири чәтәлләрдә чиқидиған әркин асия радиоси қатарлиқ органларниң тор бәтлирини зиярәт қилғанлиқи вә чәтәлләрдә уйғур даваси қиливатқан дава актиплири билән елхәт алақиси қилғанлиқи үчүнла қолға елинғанлиқи мәлум.

Канада уйғур җәмийити уюштурған интернет бихәтәрлик билимлири бойичә тәрбийиләш паалийитидин көрүнүш. 2012-Йили сентәбир, торонто.
Канада уйғур җәмийити уюштурған интернет бихәтәрлик билимлири бойичә тәрбийиләш паалийитидин көрүнүш. 2012-Йили сентәбир, торонто.
RFA/Gulshen


Хитайниң бу хил интернет җасуслиқиға қарита уйғурларниң интернет ишлитиш бихәтәрлики сәвийисини юқири көтүрүшниң зөрүрлиги вә тәхирсизликини тонуп йәткән канада уйғур җәмийити йеқинда канадада көзгә көрүнгән интернет бихәтәрлики ширкити һесабланған сайфон ширкитиниң хадими карла җаймес ханимни тәклип қилип торонто шәһиридә яшаватқан уйғурларға қандақ қилғанда хитайниң интернет пайлақчилиқидин тәл - төкүс қутулғили болидиғанлиқи һәққидә лексийә бәрди.

Шу күнки лексийидә карла ханим хитайдики интернет абунтлири дуч келиватқан күрәш вә хәтәрләр, хитай йолға қоюватқан интернет тосақлири вә уни қандақ йимирип ташлаш қатарлиқ 30 ға йеқин мәзмун бойичә уйғурларға кәң көләмлик бихәтәрлик билими бәрди.

Карла ханимниң билдүрүшичә сайфон ширкити базарға салған сайфон2 вә сайфон3 интернет бихәтәрлик программиси, хитай вә иран қатарлиқ интернетни һөкүмәтләр идарә қилидиған дөләтләрдики интернет қамаллирини бузуп ташлаштики әң илғар бихәтәрлик программиси икән.

Бу ширкәт ишләпчиқарған сайфон2 тор бәт бихәтәрлики сайфон 3 елхәт вә программа чүшүрүш җәһәттики бихәтәрлик үчүн хизмәт қилидиған болуп, бу программиларни ишләткәндә хитайниң шәрқи түркистан, тибәт, рабийә қадир қатарлиқ ибариләрни сүзүвеиш, IP адресларни тақивелиш қатарлиқ һәр хил қамал қилишлири шундақла бузушларға тақабил турғили болидикән.

Канада уйғур җәмийити уюштурған шу күнки интернет бихәтәрлики бойичә тәрбийиләш лексийисигә қатнашқан уйғурлар карла ханимдин, уйғур дияри билән болған интернет алақилирида зөрүр болған бихәтәрлик мәсилилири һәққидә көпләп соал сориди.

Интернет бихәтәрлик билимлири бойичә уйғурларни тәрбийиләшниң нөвәттики тәхирсизлики һәққидә тохталған канада уйғур җәмийитиниң рәиси қеюм мәсимоф өз қарашлирини оттуриға қойди.

Лексийә ахирлашқандин кейин канада уйғур җәмийитиниң рәиси қеюм мәсимоф карла ханимға уйғур допписи, уйғур йипәк әтләс шарписи вә рабийә қадир ханимниң һаяти тонуштурулған“әҗдиһа билән елишқан аял” намлиқ китабни совға қилди.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар бу қетимқи лексийә, хитай һөкүмити дуня уйғур қурултийи тор бети қатарлиқ уйғур тор бәтлирини бузушқа һәрикәт қилған бир мәзгилгә тоғра кәлгән болуп, игиләшләргә асасланғанда сайфун ширкитиниң хадими карла ханим бу йил японийиниң пайтәхти токйода ечилған дуня уйғур қурултийиниң 4 - қетимлиқ йиғиниғиму мәхсус берип уйғурларға хитайниң интернет җасуслуқи вә тосақлириға қандақ тақабил туруш һәққидә мәхсус дәрс бәргән икән. Бу канададики уйғурларниң интернет бихәтәрлик билимлири бойичә тунҗи қетим хәлқаралиқ юқири сәвийидә тәрбийилиниши болуп һесаблиниду.

юқиридики улунуштин бу программиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.