Канада уйғур җәмийити хитайдики һоқуқ алмишиш тоғрисида чақирилған мәтбуат йиғиниға қатнашти
2012.11.09

Қурултайда бекитилишичә, келәр 3 - айдин башлап ши җинпиң президентлиқ вәзиписини, ли кечаң баш министирлиқ вәзиписини отәйдиғанлиқи ениқ. Бу хитайниң тунҗи қетим он нәччә йилдин бериқи кәң көләмлик һоқуқ тәңшиши болуп, хитай коммунистик партийисиниң йеңи һоқуқдарлири нурғун сияси, иқтисади, муһит вә иҗтимаи мәсилиләрни һәл қилмиса болмайдиған бир дәвридә, болупму шәрқи туркистан вә тибәттә йүргүзүлүватқан зулум вә һәқсизлиқ учиға чиққан бир дәврдә мәйданға чиқти. Уларниң бу мәсилиләрни һәл қилиш нийити барму? хитайдики йеңи һоқуқ алмишиш сияси ислаһат пәйда қилип, мәтбуат әркинлики вә башқа инсан һәқлиригә һөрмәт қилишни йолға қояламду? уйғур вә тибәтләрниң һәқиқаний тәләплирини һөрмәт қилиши мумкинму? мана мушундақ бир қатар соаллар дуня җамаәтчиликиниң диққитини тартиватқан болуп, канададики хитайға демократийә вә әркинлик тәләп қилидиған тәшкилатлар мәтбуат йиғинида бу һәқтә канада мәтбуатлириға өз көз қаришини билдүрди.
Бу қетимқи мәтбуат йиғиниға уйғур канада җәмийити, демократик хитай федератсийиси тәшкилати, тибәт канада җәмийити, вә канададики тәйвәнликләр җәмийити қатарлиқларниң вәкиллири қатнашти.
Уйғур канада җәмийитиниң муавин рәиси адил аббас сөз қилип, хитайдики һоқуқ алмишишниң уйғурларға пайдилиқ өзгириш елип келидиғанлиқиға үмидсиз қарайдиғанлиқини билдүрди вә мухбиримизниң бу һәқтики соаллириға җаваб бәрди.