Канада баш министири бейҗиң зияритидә кишилик һоқуқ вә һүсәйин җелил мәсиллирини оттуриға қойди

Канада баш министири степһен һарпер бейҗиң зияритидә,хитайниң йоқури дәриҗилик әмәлдарлири билән өткүзгән сөһбәтләрдә, хитайдики кишилик һоқуқ мәсиллири һәққидики канаданиң әндишилирини тилға алди вә 5 йилдин көпрәк вақиттин бери үрүмчидә тутуп турулуватқан канада пуқраси һүсәйин җелил мәсилисини оттуриға қойди.
Ихтияри мухбиримиз камил турсун
2012.02.10
Huseyin-Jelil-305.jpg Һүсәйин җелилниң түрмигә кириштин бурунқи сүрити.
RFA File

У булар билән биллә канада тәрәп йәнә хитай билән иқтисади, енергийә,сода һәмкарлиқини өз ичигә алған көплигән келишимләрни имзалиди.

Канада к б к теливизийисиниң билдүрүшичә, степһен һарпер чаршәнбә вә пәйшәнбә күнлири хитай баш министири вен җябав, дөләт рәиси ху җинтав вә муавин баш министири ли кечаң қатарлиқ хитайниң йоқири дәриҗилик әмәлдарлири билән сөһбәт өткүзгән. Канада тәрәп йәнә хитай тәрәп билән енергийә, тәбиий байлиқ, маарип, деһқанчилиқ вә пән - техника қатарлиқ саһәләрдә 23 келишимни имзалиған. Буниң ичидә 18 йилдин бери, сөһбәт өткүзүлүватқан, әмма оттуридики ихтилаплар йүзидин имзалиниши арқиға созулуп келиватқан, “канада вә хитай мәбләғ салғучилирини қоғдаш келишими”му бар. Мәбләғ салғучиларниң һоқуқ - мәнпәәтини қоғдашни мәқсәт қилған бу келишим йәнә, икки дөләт парламентлири тәрипидинму тәстиқлиниши керәк.

Степһен һарпер пәйшәнбә күни бейҗиңда өткүзгән мухбирларни күтивелиш йиғинида,хитай тәрәп билән имзалиған бу келишимләрниң омумий соммисиниң 3 милярд долларға йетидиғанлиқини ашкарилиди.

Кишилик һоқуқ мәсилиси канада - хитай мунасивитидики назук мәсилләрниң биридур. Степһен һарпер һакимийәт бешиға кәлгән 2006 - йилидин башлап, канада бурунқи ишикни тақап қоюп, кишилик һоқуқ сөһбити қилидиған кишилик һоқуқ сияситигә хатимә берип, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини ашкара қаттиқ әйиблигән вә һәтта хитайға қаритип, “канада пул үчүн кишилик һоқуқни қурбан қилмайду” дегән мәшһур сөзни қилған болуп, булар икки дөләт оттурисидики сиясий мунасивәтниң йириклишигә йол ачқаниди. Степһен һарперниң 2009 - йилидики бейҗиң зияритидин кейин, сиясий мунасивәтләр нормаллишишқа қарап йүзләнди.

Икки йилдин буянқи канаданиң хитайға қаратқан кишилик һоқуқ сияситидә, бираз юмшаш көрүлүшкә башлиғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Лекин, канада ташқи ишлар министири җоһн баирд, алдинқи йилиниң ахирилирида, нюйорктики бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң омуми йиғинида вә январ ейиниң ахирлири, әнгилийиниң лондон шәһиридә бир хәлқаралиқ сорунда, уйғурлар, тибәтликләр вә фалуңгуң муритлириниң диний етиқад әркинликиниң хитай һөкүмити тәрипидин дәпсәндә қилиниватқанлиқи ашкара әйибләнгәниди.

Степһен һарпер бейҗиңда өткүзгән мухбирларни күтивелиш йиғинида, канада һөкүмитиниң хитайда йәнила еғир кишилик һоқуқ мәсилиси мәвҗут дәп қарайдиғанлиқини, хитай әмәлдарлири билән болған сөһбәттә, достанә һәм өз - ара һөрмәт қилған асаста, хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилирини оттуриға қойғанлиқини вә сода алақилириниң кеңийишиниң хитайдики кишилик һоқуқни яхшилашқа түрүткилик рол ойнишини арзу қилидиғанлиқини тилға алди.У сөзидә хитай тәрәпниң буниңдин биарам болмиғанлиқини вә сәвричанлиқ билән муамилә қилғанлиқини, әмма кишилик һоқуқ мәсилисидин өзлирини қачуруп болалмайдиғанлиқини әскәртти.

К т в теливизийисиниң мухбири рогәр смитһниң билдүрүшичә, степһен һарпер хитай әмәлдарлири билән көрүшүштә йәнә, 5 йилдин көпрәк вақиттин бери, үрүмчи түрмисигә қамалған канада пуқраси һүсәйин җелил мәсилисини оттуриға қойған. Канада мәтбуатлириниң әскәртишичә, степһен һарпер һүсәйин җелил мәсилисидә, хитай баш министири вен җябавдин, канада дипломатлириниң һүсәйин җелил билән көрүшүшигә иҗазәт беришни тәләп қилған. Хитай әмәлдарлириниң, степһен һарперниң бу әң адәттики бир тәлипигә қандақ инкас қайтурғанлиқи һазирчә намәлум. Лекин, һүсәйин җелилниң канада пуқралиқ салаһийитини изчил рәт қилип кәлгән хитай даирилири, илгири канада һөкүмитиниң бу хил тәлипиниму қобул қилмиғаниди.

Бейҗиңдики мухбирларни күтивелиш йиғинида степһен һарпер йәнә, хитай әмәлдарлири билән болған сөһбәттә, ноқтилиқ иқтисади мәсилләрни сөзлишиштин башқа, ениқ вә күчлүк бир шәкилдә, сүрийә вә иран мәсилисиниму оттуриға қойғанлиқини, хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида, сүрийә һәққидики қарар лайиһисини рәт қилғанлиқиға канаданиң қарши туридиғанлиқини шундақла хитайниң иранни қоллашни тохтитиш үмидини вә бу мәсилиләрдә хитай һокүмитиниң иҗабий йол тутушини арзу қилидиғанлиқини билдүргән. Степһен һарперниң әскәртишичә, мумкинчилики аз, әмма зөрүр болған бу бир қатар мәсилиләрдә хитай әмәлдарлири билән очуқ - ашкара вә сәмимий юсунда сөһбәт елип барған.

Мутәхәссисләр, хитайниң канада енергийиси вә тәбиий байлиқлириға болған еһтияҗи билән канаданиң хитай базириға болған қизиқишиниң икки дөләт мунасивитини йеқинлаштурғанлиқини илгири сүрмәктә.

Канада ахбарат агентлиқиниң пәйшәнбә күнидики әң йеңи рай синаш нәтиҗисигә қариғанда, канадалиқларниң 51%, хитай тәрәпниң канадаға мәбләғ селиши канада иқтисадиға пайдилиқ дәп қариған болсиму, лекин 71 %канадалиқ, әгәр хитай ширкәтлири канада содисида моһим рол ойниса, кәлгүсидә хәтәрлик әһвал келип чиқиду дегән әндишлирини баян қилған.

Нөвәттә бейҗиңдики зияритини ахирлаштуруп, гуаңҗу шәһиригә йетип барған степһен һарпер шәнбә күни хитайниң йәнә бир чоң шәһири чуңчиңда зиярәттә болиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.