Дуня инсан һәқлири күнидә торонто билән ванковерда намайиш
Мухбиримиз камил турсун
2008.12.10
2008.12.10

RFA Photo / Kamil Tursun
Һазир буниңға 60 йил толди. Лекин кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири дуняниң һәр қайси җайлирида йәнила йүз бәрмәктә.Уйғурлар кишилик һоқуқлири әң еғир дәпсәндә қилиниватқан хәлқләрниң бири.
Бүгүн канаданиң торонто вә ванкувер шәһәрлиридики уйғурлар бу шәһәрләрдики хитай әлчиханисиниң алдиға топлинип, хитай даирилиригә қарши наразилиқ намайиши өткүзди вә дуняви кишилик һоқуқ хатирә күнидә тәбрикләш паалийити елип барди.
Канада уйғур җәмийитиниң рәиси руқийә ханимниң билдүрүшичә, кәчүрүм тәшкилати канада бөлүми 11 - айниң 21 - күни ғулҗида қолға елинған мейип яш абдушүкүр қурбанни қутқузуш паалийити елип барған вә торонтодики уйғурлар бу паалийәткә иштирак қилған.
Бу күндә йәнә канаданиң ванкувер шәһиридики уйғурларму хитай консулханисиниң алдиға топлинип, уйғурларниң кишилик һоқуқлириниң дәпсәндә қилинишиға наразилиқ билдүрүш паалийити елип барған. Канада уйғур җәмийитиниң ванковердики һәйәт әзаси өмәрҗан әпәнди ванковердики паалийәтләр һәққидә мәлумат бәрди.