Канадада содида хитайға ишәнмәслик инкаслири барғансери күчәймәктә

9-Айниң 25-күни канада ташқи ишлар министири җоһн баирд, канаданиң демократик принсипларни вә инсан һәқлири қиммәт көз қаришини, сода мәнпәәткә сатмайдиғанлиқини ейтип, хитай билән болған содида еһтиятчан болушни оттуриға қойди.
Ихтиярий мухбиримиз руқийә
2012.10.09
john-baird-kanada-305.png Канада ташқи ишлар министири җон баирд әпәнди шаңхәйдә
AFP

У йәнә канаданиң содида хитайғила қарап қалмай, японийә, һиндистан, җәнубий корийә, тайланд қатарлиқ 10 нәччә дөләткә кеңийишини тәвсийә қилди.

Хитайниң нефит енергийә ширкитиниң канада нефит ширкитини сетивелиши һәққидики талаш-тартишниң күчийишигә әгишип, бу содидин келидиған сап пайдиниң юқири болмаслиқи, хитайға охшаш инсан һәқлирини дәпсәндә қилидиған бир дөләткә ишинип, бу түрдики чоң содиға тәвәккүл қилишниң канадалиқларниң қиммәт қаришиға ят икәнлики вә канадалиқларниң хитайниң канададики тәсир күчини күчәйтишкә урунушиға сәзгүр болуши, канада һөкүмитини вә сода ширкәтлирини қаттиқ иккиләндүргән иди. Нәтиҗидә, бу содиниң әмәлгә ашмайдиғанлиқи еһтималға наһайити йеқин икәнлики, техиму көрүнәрлик ипадилинишкә башлиди.

Канада мәтбуатлири, җоһн баирдниң хитайдики инсан һәқлирини қаттиқ тәкитлиши, канада инсан һәқлири тәшкилатлириниң һөкүмәткә язған хетиниң тәсиридин вә шундақла канада пуқралириниң хитай билән болған бу содиға қарши чиққанлиқидин дәп қарайду.

Биз бу һәқтә канаданиң бейҗиңдики сабиқ әлчиси, һазир канада һөкүмитиниң хитайдики программилириға мәслиһәтчилик қиливатқан брокк университетиниң профессори доктор чарлис буртон билән сөһбәт өткүздуқ. Сөһбәтниң мәзмуни төвәндикичә:
‏-Хитай һөкүмити ағзида давамлиқ содида өз-ара ишиниш вә һөрмәт қилишни тәкитләйду, сиз хитайниң бу хил сәмимийлик пәлсәписигә қандақ қарайсиз?

‏-Хитайниң сөзи билән әмәлийити башқа, бир тәрәптин содини сиясәткә арилаштурмаслиқни тәләп қилип, канаданиң хитайдики инсан һәқлири мәсилилиригә арилишишиға қарши чиқиду вә давамлиқ сода мәсилиси базар еһтияҗиға қурулған, дөләт сиясити билән алақиси йоқ дәйду. Әмма, әгәр башқа дөләтләр уйғур, тибәт мәсилисини тилға алса, дәрһал у дөләт билән болған содиға арилишип, у дөләтләрдин киридиған малларни қисиду. Мәсилән, канада бирәр содини рәт қилса, дәрһал бу, икки дөләт мунасивитигә еғир тәсир йәткүзди дәйду.

‏-Сизниңму хәвириңиз болғинидәк, канададики инсан һәқлири тәшкилатлири канада һөкүмитиниң нәхән содисидин пайдилинип хитайға инсан һәқлирини яхшилашни тәләп қилип бесим қилишни оттуриға қойди. Сизниңчә канада, сода арқилиқ хитайдики инсан һәқлириниң яхшилинишиға һәқиқәтән тәсир көрситәләмду?

‏-Мән бу җәһәттә бәкму үмидвар әмәс. Әмма хитай билән болған содидин пайдилинип хитайниң хәлқара қанунларға бойсунушини вә инсан һәқлирини дәпсәндә қилмаслиқини тәләп қилишни давамлаштурушимиз вә күчәйтишимиз керәк. Чүнки, хитайдики езиливатқан уйғурлар, тибәтләр вә башқа һәқсизлиққа учраватқан хитай хәлқини көздә тутқинимизда, һазирчә қолимиздики содидин ибарәт бу козурдинму үнүмлүк пайдилиналмисақ хаталашқан болимиз.

‏-Бүгүнгә қәдәр нурғун сиясий анализчилар, әгәр хитай билән содида һәмкарлишип, хитай иқтисадиниң күчийишигә йол қойсақ, хитай бейиғансери өзлүкидин демократийилишип, инсан һәқлири җәһәттә илгириләш пәйда қилиду дәп қарап, хитай билән зич сода мунасивитини сақлашни тәшәббус қилип кәлди. Сиз буниңға қандақ қарайсиз?

‏-Хитайниң иқтисадта ечиветиш сияситини йолға қойғиниға 30 йилдин ашти, әмма сиясий җәһәттә һечқандақ өзгириш болғини йоқ. Гәрчә 1998-йили пуқраларниң сиясий һоқуқиға капаләтлик қилиш дегән хәлқаралиқ қанунға қол қойған болсиму, әмма өзлири хитай пуқраси дәп етирап қилған уйғур, тибәт вә моңғуллар вә шундақла башқа һәққанийлиқ тәләп қилған хитай пуқралириға қаратқан бастурушни, қийин-қистақ вә қамаққа елишни давамлаштуруп кәлди. Демәк бу, хитайниң иқтисади күчәйгәнсери инсан һәқлири өзлүкидин яхшилинидиғанлиқиниң мумкин әмәсликини көрситиду. Шуңа биз хитай билән болған сода мунасивитидә инсан һәқлирини чоқум биринчи орунға қоюшимиз керәк.

‏-Әгәр канада, хитайдики бир қисим инсан һәқлирини яхшилаш бәдилигә нәхәнни хитайға сетип бәрсә, бу, хитайниң нәхәнни сетивалғандин кейинки канадаға болған сиясий тәсирини көздә тутмиғанлиқ боламду?

‏-Әгәр нәхән хитайға сетиветилсә, канада һөкүмити чоқум бихәтәрлик агентлиқлирини ишқа селип сетип алған хитай ширкәтлирини вә бу ширкәт билән канадаға кәлгән хитайларни қаттиқ көзитиши керәк. Мениңчә, әгәр хитай канаданиң барлиқ шәртлиригә қошулған вә бәзи инсан һәқлирини яхшилиған тәқдирдиму, әгәр биз әндишә қилғандәк, нәхәнниң сетилиши хитайниң башқа нурғун ширкәтлириниң канадаға киришигә йол ачса, у һалда канада дипломатик җәһәттә хитайға техиму илгирилигән һалда бесим қилишта аҗиз орунға чүшүп қалиду. Чүнки, мән һазир хитай түзүлмисиниң ички һоқуқ талишиш нәтиҗисидә аҗизлишиши,хитай һәрбий күчиниң дөләтни игилишини пәйда қилип, хитайни техиму милләтчи қиливетишидин әнсирәватимән. Бундақ болғанда хитай, уйғурларни вә башқа һәқсизлиққа учраватқанларни техиму зорлуқ билән бастуруши, инсан һәқлирини техиму һәддидин ешип дәпсәндә қилиши мумкин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.