Хитайниң канададики баш әлчиси җаң җунсәй мухбирниң зияритини қобул қилғанда дипломатик болмиған қопал ибариләрни ишләтти
2012.11.21
Соал: хитай шималий америка вә австралийә қатарлиқ дөләтләргә мәбләғ салған ширкәтләр һәққидә сорулуп, хуавей ширкитиниң америка бихәтәрликигә тәһдит дәп қаралғанлиқи үчүн, бу ширкәтниң америкида тиҗарәт қилиши чәкләнгәнлики шундақла, австралийиниңму хуавей ширкитиниң мәбләғ селишини рәт қилғанлиқи һәққидә соралғанда,хитай баш әлчиси җаң җунсәй қайнап кәтти вә дипломатик болмиған интайин қопал коча тили билән: “уларниң бу һәқтә пакити болса бизгә көрсәтсун, әгәр ундақ болмайдикән еғзини юмсун” деди.
Соал: хитайниң канададики нексон нефит ширкитини сетивалмақчи болғанлиқи, әмма һарпер консерватип партийисиниң бу һәқтә қайта бир қарап чиқиватқанлиқи, канада хәлқиниң бундақ бир чоң содида, канаданиң дөләт бихәтәрликидин әндишә қиливатқанлиқи һәққидә тохталғанда,җаң җунсәй йәнә қопаллиқ билән: “биз канаданиң йәр асти байлиқини буливалмидуқ, пәқәт һәмкарлишиватимиз. Хитай тәрәққий қиливатқан чоң дөләт, хитай пәқәт канада биләнла әмәс, бәлки дунядики 100 дин артуқ дөләткә мәбләғ селиватиду вә шу дөләтләрниң йәрлик қанунлириға риайә қиливатиду. Байлиқ техи канадада турупту, хитайға тошулуп кәткини йоқ” деди.
Баш әлчи җаң җунсәй йәнә, хитай хәлқиниң алдинқи 30 йилда сиясий вә иқтисади җәһәтләрдә интайин бай, баяшат яшаватқанлиқи, маарип вә ишқа орунлишиш шундақла параванлиқ җәһәтләрдә һечқандақ әндишиси йоқлуқи, хитай хәлқиниң һазирқи һаяттин интайин мәмнун икәнлики һәққидә тохталғанда, мухбир әван салмон, бу баяшатчилиқ хитай хәлқиниң әркинлики, демократийә вә кишилик һоқуқлириниму өз ичигә аламду дәп сориди. Бу соалға җаң җунсәй мундақ җаваб берип: “ғәрб дегән ғәрб, шәрқ дегән шәрқ, бизниң өзимизгә хас демократийимиз бар. Биз ғәрбниң демократийисини әйнән көчүрүп кәлмәймиз. Әгәр хитайда демократийә болмиған болса, хитай хәлқи бундақ мәмнунийәт ичидә яшимиған болатти” деди.
Баш әлчи җаң җунсәй йәнә, хитайниң канадаға көпләп мәбләғ селиши икки дөләт хәлқлиригә пайдилиқ дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. Әмма, канада нексон ширкитини хитайниң 15 милярд америка доллириға сетивелишиға, канада хәлқи вә өктичи партийиләр изчил қарши туруп кәлмәктә.
Канадада елип берилған, хитайниң канадаға техиму илгирилигән һалда мәбләғ селиши һәққидики рай синашлардин мәлум болушичә, көплигән канадалиқ хитайниң канадаға чоңқурлап киришидин әндишә қилидикән. Буниң асаслиқ сәвәблири, хитайниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилидиған диктатор бир дөләт болғанлиқи, хитайниң учур оғрилиқи вә интернет җасуслуқи шундақла хитайниң африқидики дөләтләргә мәбләғ селиш баһанисидә киривалғандин кейин, у җайларға қорал йөткигәнлики һәмдә террорчиларни йәң ичидә қоллиғанлиқи қатарлиқлар икән.
Канада бихәтәрлик идарисиму көп қетим баянат елан қилип, канада дөләт тармақлири вә сода саһәсини хитайниң учур җасуслуқидин һәзәр әйләшкә чақирған иди. Шундақла йеқинда канада бихәтәрлик идарисиниң сабиқ муавин башлиқи рай бойсивирт к б к телевизийә қанилиниң зияритини қобул қилғанда: “канадалиқлар хитайдин келидиған учур җасуслуқи хәвпиниң қанчилик дәриҗидә икәнликини толуқ тонуп йетиши керәк. Хитайдин келидиған учур җасуслуқи хәвпи худди соғуқ мунасивәтләр уруши дәвридикидәк җиддий һаләттә” дегән.
Җаң җунсәй зиярәт ахирида, “америка вә канададики хитай ширкәтлирини җасуслуқ қилмиши билән әйибләш, соғуқ уруш сәпсәтиси” дейиш арқилиқ канада бихәтәрлик идариси чиқарған қарарларни йоққа чиқармақчи болған.
Юқиридики улиништин бу программимизниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.