Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай даирилирини моңғулларниң қаршилиқ һәрикитигә уйғурларға муамилә қилғандәк муамилә қилмаслиққа чақирди

Хитай һөкүмити моңғулларниң қаршилиқ һәрикитиниң башқа районларға тутушуп кетишидин әнсирәп, барлиқ васитиләр арқилиқ вәқәни контрол қилишқа тиришмақта.
Мухбиримиз әркин
2011.05.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
mungghul-shilinghol-namayish-305.jpg Моңғулларниң 30- май дүшәнбә күни японийиниң токйода өткүзгән намайиш.
RFA/méhriban

Хитай һөкүмитиниң миллий кәмситишкә қарши партлиған ички моңғулдики хәлқ намайишини 2009‏-йили “5‏-июл вәқәси” дә уйғурларниң намайишини қанлиқ бастурғандәк бастуруш еһтималлиқи хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирини әнсизликкә селиватқан нөвәттики җиддий мәсилиләрниң биридур. Бу айниң 15 ‏-күни ички моңғулниң шелинғол аймиқида йүз бәргән хитай көмүр аптомобили шопуриниң йәрлик бир моңғул чарвичини дәссәп өлтүрүветиш вәқәси моңғулларниң кәң көкләмлик наразилиқини қозғап, наразилиқ һәрикәтлириниң ички моңғулдики башқа җайларға кеңийишини кәлтүрүп чиқарған иди. Хәлқара ахбарат васитилириниң дүшәнбә күни бәргән хәвәрлиридин мәлум болушичә, хитай һөкүмити ички моңғулдики намайишларниң уйғур вә тибәткә охшаш сиясий вәзийити назук районларға кеңийип кетишидин әнсирәп, намайишни бастуруш қәдимини күчәйткән. Гәрчә һазирға қәдәр даириләрниң 2009‏-йили “5‏-июл вәқәси” дә уйғур намайишчиларни омумйүзлүк оққа тутуштәк қирғинчилиқ вәқәси йүз бәрмигән болсиму, лекин дүшәнбә күндин башлап бихәтәрлик тәдбирлирини илгириләп күчәйткәнлики мәлум.

mungghul-shilinghol-namayish1-385.jpg
Моңғулларниң 30- май дүшәнбә күни японийиниң токйода өткүзгән намайиш.
RFA/méhriban

Бу һәқтики хәвәрләрдә даириләрниң интернетқа чәклимә қойғанлиқи, бир қисим иҗтимаий алақә торлирини тақиғанлиқи, көкхот қатарлиқ бәзи чоң шәһәрләрдә қораллиқ сақчи қисимлирини көпәйтип, коча чарлашни күчәйткәнлики, шелинғол қатарлиқ бир қисим районларда җиддий һаләт йүргүзүп, бу районларға кирип-чиқишқа чәклимә қойғанлиқи, көкхот қатарлиқ шәһәрләрдики алий мәктәп оқуғучилириниң мәктәп сиртиға чиқишини чәкләп, ахбарат васитилириниң вәқәни хәвәр қилишиға чәклимә қойғанлиқи, моңғулларниң өктичи затлирини нәзәрбәнд қилғанлиқи, лекин шуниң билән биргә, ички моңғул аптоном райони партком секретариниң шелинғолға берип, йәрлик моңғулларға вәқә пәйда қилған хитай шопурни қаттиқ җазалашқа вәдә бәргәнлики илгири сүрүлгән.

Бу әһвалда хәлқара кәчүрүм тәшкилати дүшәнбә күни баянат елан қилип, хитай даирилирини өзини тутувелишқа, моңғул намайишчилириниң наразилиқ һәрикитини қораллиқ бастурмаслиққа чақирди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң асия-тинч окян ишлири муавин мәсули кәтерин бәйбер тәрипидин елан қилинған баянатта әскәртилип, “хитай һөкүмити намайишчиларниң ипадә әркинлики вә йиғилиш әркинликигә һөрмәт қилиши шәрт” дейилгән. Баянатта әскәртилишичә, хәлқара кәчүрүм тәшкилати ички моңғулдики намайишниң уйғур вә тибәттики намайишлардәк қаттиқ қоллуқ билән тәрәп қилинишидин әнсиримәктә икән. Кәтерин бәйбер “шинҗаң вә тибәттики намайишларниң қаттиқ қоллуқ билән бир тәрәп қилинишидин қариғанда, ички моңғулдики вәзийәттин әнсирәшкә йетәрлик асас бар ” дегән. Нурғун анализчиларниң илгири сүрүшичә, ички моңғулдики намайиш ноқул бир моңғул чарвичиниң хитай шопур тәрипидин дәссәп өлтүрүлүшидәк алаһидә бир вәқәниң мәһсули әмәс. Бәлки бу моңғуллардики узун йиллардин буян йиғилип қалған мәдәнийәт, иқтисад, сиясий вә иҗтимаий җәһәттики кәмситишкә қарши наразилиқиниң партлишидур. Мәркизи америкиниң ню-йорк шәһиридики “җәнубий моңғулийә кишилик һоқуқ учур мәркизи”ниң рәиси инхибату тоғучуқ юқириқи қараштики моңғул өктичи затлириниң бири.

У “бу йәрдики мәсилә ноқул бир чарвичиниң өлтүрүлүш мәсилисила әмәс. Бу пәқәт пүтүн мәсилисиниң бир парчисидинла ибарәт халас. Бу муз тағниң су үстидики көзгә челиқидиған қисми. Мәсилиниң арқа көрүнүшидә нурғун сәвәбләр бар. Чүнки уларниң һоқуқи узун йиллардин бери бузғунчилиққа учрап кәлди. Уларниң өзи хитайлар тәрипидин кәмситиш обйектиға айланди. Уларниң яйлақлири хитай һөкүмити вә хитай карханилири тәрипидин вәйран қилинип, тәбиий байлиқи булаң-талаң қилинди. Бу амиллар моңғул хәлқиниң турмуш усулини сақлап, мәдәнийәт кимлики вә миллий кимликини қоғдап қелишиға, кишилик һоқуқ вә асаси әркинликигә җиддий тәһдит пәйда қилған иди. Лекин хитай һөкүмити моңғул хәлқиниң тәбиий йәр асти байлиқини давамлиқ булаң-талаң қилип, моңғул хәлқини ассимилятсийә қилишни, уларниң асаси кишилик һоқуқини дәпсәндә қилишни давамлаштуруп кәлди” дәп көрсәтти.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң дүшәнбә күни елан қилған баянатида ички моңғулдики намайишларниң сәвәбигә даир юқириқи нуқтилар тәкитләнгән болуп, “ички моңғулдики намайишларниң негизи узун йиллардин бери оттуриға қоюлуп келиватқан кишилик һоқуққа вә моңғулларниң мәдәнийитигә һөрмәт қилиш вә қоғдаш чақириқиниң мәһсули” икәнликини, хитай даирилириниң “узун йиллардин бери даим бу хил чақириқни оттуриға қойған паалийәтчи вә язғучиларни тутқун қилип, узун муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилип келиватқанлиқи” ни тәнқид қилған. Ички моңғулдики намайиш 2008‏-йили лхасада, 2009 йили үрүмчидә партлап, хитай қораллиқ қисимлириниң қанлиқ бастурушиға учриған намайишлардин кейин йүз бәргән, хитайдики өлкә дәриҗилик аптоном һоқуқи йүргүзидиған милләтләрниң йәнә бир намайишидур.

Гәрчә хитай һөкүмити бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтип, намайишниң кеңийип кетишини тошашқа киришкән шундақла кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң моңғулларни бастурушидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән болсиму, лекин хитай даирилириниң моңғулларни “5‏-июл вәқәси”дә уйғур намайишчиларни оққа тутуп, қанлиқ бастурғандәк бастурмиғанлиқи көзәткүчиләрниң диққитини қозғиған. Җәнубий моңғулийә кишилик һоқуқ учур мәркизидики инхибату туғучуқ , хитайниң ички моңғулдики намайишларға уйғурларниң намайишиға қариғанда наһайити еһтият билән муамилә қилғанлиқини әскәртип, хитайниң вәқәниң тәсирини кичиклитишкә тиришиватқанлиқини билдүрди.

У “хитай һөкүмити вәқәниң тәсирини кичиклитишкә тиришиватиду. Моңғулларниң мәсилиси тибәт вә уйғурлардәк хәлқара тонуған мәсилә әмәс. Хитай һөкүмити бу мәсилиниң хәлқаралишишини халимайду. Шуңа улар бу вәқәниң тәсирини кичиклитишкә урунмақта. Улар вәқәни һәл қиливатқандәк көрситип, униң кеңийип кетишидин сақлинишқа тиришиватиду. Хитайниң бундақ қилишидики сәвәбләрниң йәнә бири, хитай ташқи моңғулийә вә борият , қалмиқийә қатарлиқ башқа җайлардики моңғуллар шундақла чәтәлдики моңғул муһаҗирлар амилини көздә тутқан болуши мумкин. Әгәр улар ички моңғулдики намайишчиларға еһтият билән муамилә қилмиса, бу уларниң башқа әлләрдики моңғуллар билән болған мунасивитигә мәлум дәриҗидә тәсир көрситиду. Хитай өзини шәрқий асияда наһайити чоң дөләт чағлисиму, лекин у йәнила ички моңғулниң сиртидики моңғулларни нәзәрдин сақит қиливетәлмәйду. Түнүгүн ташқи моңғулийә пайтәхти уланбатурда нәччә йүз кишилик намайиш өткүзүлүп, хитайға наразилиқ билдүрди. Бу тарихта тунҗи қетим ташқи моңғулийидики моңғулларниң намайиш қилип, ички моңғулдики моңғулларға һәмдәмдә болушидур” дәйду.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатидики кәтерин бәйбер дүшәнбә күнки баянатида хитай һөкүмити агаһландуруп, ички моңғулдики “намайишниң даириләр үчүн бир ойғитиш сигнали” икәнлики, уларниң сигнал бәргүчиләрни бастуруш орниға йәнә бир аз санлиқлар районида йүз бәргән бу вәқәдин тегишлик савақ елиши керәкликини илгири сүргән. У мундақ дәйду: “хитай даирилири моңғулларниң ипадә әркинлики вә йиғилиш һоқуқиға капаләтлик қилиши, улар һаҗәтсиз күч қоллиниш вә яки намайишқа чекидин ашуруп күч ишлитиштин сақлиниши шәрт.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.