Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 2007 ‏ - йиллиқ доклатида хитайни әйиблиди

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бүгүн йәни 27 ‏ - май күни 2007 ‏ - йиллиқ доклатини елан қилди. Доклатта, хитай, русийә, берма, судан, зимбабуви вә шималий корийә қатарлиқ дөләтләрниң кишилик һоқуқ хатириси тәнқид қилинди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.05.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

 Доклатта йәнә б д т инсан һәқлири комитети вәзиписини толуқ ада қилалмиди дәп тәнқидләнди; б д т баш секритари вәзиписигә мас һалда, инсан һәқлириниң байрақдари болушқа чақирилди.

Хитай ичидила әмәс, хитай сиртидиму инсан һәқлири вәзийитигә кашила қиливатиду

Доклатниң хитайға алақидар қисми мундақ башланған: қолға елинған вә түрмигә ташланған адвокатлар вә жорналистлар сани көпийиватиду; дөләтниң диний паалийәт сорунлириға қол тиқиши чекидин ешиватиду; болупму шинҗаң уйғур аптоном районида пикир вә диний әркинликкә қарши бесим үзлүксиз ешиватиду; мундақ вәзийәт тибәттиму давам қиливатиду."

Доклатта хитайниң, б д т инсан һәқлири комитетида вәзипә елиштин бурун, бир қатар вәдиләрни бәргәнликини әмәлийәттә хитай ширкәтлириниң, диктатор дөләтләр билән қорал содиси қилип райондики инсан һәқлири вәзийитигә сәлбий тәсир көрсәткәнлики, нәтиҗидә хитайниң ялғуз хитай ичидила әмәс, хитай сиртидиму инсан һәқлири вәзийитигә кашила қиливатқанлиқи тәнқидләнди.

Доклатта, дуняда давам қиливатқан хәлқара террорлуққа қарши күрәшниң, бихәтәрлик җәһәттә бәлгилик нәтиҗә қазанған болсиму, инсан һәқлири вәзийитидә еғир дәпсәндичиликкә йол ачқанлиқи, бу сәвәбтин бир қисим дөләтләрниң дөләт бихәтәрликини һәддидин зиядә тәкитләп инсан бихәтәрликини хәтәргә йолуқтурғанлиқи баян қилди.

Хитай өткән бир йил ичидә 2790 кишини өлүмгә һөкүм қилди

Доклатта өктичи күчләр мәсилисигә алаһидә орун берилгән болуп, доклатниң бу қисмида мундақ дейилгән: "қәйәрдә өктичиләр йоқ болса, шу йәрдә әркин пикир йоқ демәктур; қәйәрдә өктичиләр йоқ болса, шу йәрдә демократийә сахта демәктур; қәйәрдә өктичиләр йоқ болса шу йәрдә диктаторлар һакимийәт бешида демәктур." Хитайниң ху җя вә Ye Guozhu қатарлиқ өктичиләрни түрмигә ташлиғанлиқини пакит қилип көрсәткән доклат, хитайда өткән бир йил ичидә 2790 киши өлүмгә һөкүм қилинип, булардин 1010 киши үстидики һөкүмниң иҗра қилинғанлиқини ашкарилиди.

Доклатниң уйғурларға алақидар қисмида, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң оғуллири алим абдуреһим вә абликим абдуреһимларниң техичә түрмидә йетиватқанлиқи, канада пуқраси һүсәйин җелилниң өзбекистандин тутуп кетилгәнлики, 17 нәпәр уйғур мәһбусниң гүәнтанамо түрмисидә икәнлики тилға елинди.

Америка тәрәп сөһбәттә тибәт вә уйғур мәсилисини оттуриға қойди

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 2007 ‏ - йиллиқ доклатини елан қилған әйни күндә хәлқара ахбарат хитай вә америка кишилик һоқуқ сөһбитиниң хуласисини елан қилди. Сөһбәтниң америка тәрәп мәсулиниң билдүрүшичә, бу қетимқи сөһбәт иҗабий вә қурулуш характерлик сөһбәт болған. Сөһбәттә, америка тәрәп тибәт мәсилиси билән бирликтә уйғур мәсилисиниму оттуриға қойған.

Хитай ташқи ишлар баянатчиси чин гаң мәзкур сөһбәт үстидә тохтилип, башқа дөләтләр бизниң ички ишлиримизға арилашмаслиқи керәкти, дейиш арқилиқ сөһбәттин наразилиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.