5 - Июл вәқәсидин кейин уйғур яшлири йәниму еғир кәмситишкә учримақта
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.06.17
2010.06.17
AFP Photo
5 - Июл вәқәсидин кейин хитай даирилири уйғур яшлиридики ишсизлиқ мәсилисини һәл қилишқа даир бәзи бир һөҗҗәтләрни тарқатмақта, әпсус мәзкүр һөҗҗәтләрниң әмәлийлишиши һәққидә зияритимизни қобул қилған бәзи уйғур яшлири әмәлийәттә, 5 - июлдин кейин уйғурларниң хитайлар тәрипидин йәниму қаттиқ кәмситишкә учраватқанлиқини инкас қилмақта.
17 - Июн күни уйғур аптоном районлуқ һөкүмитиниң тор бетидә, хитай коммунистик партийисиниң уйғур елигә тәйинлигән партком секретари җаң чүншәнниң "ихтисас игилириниң бириму йәрдә қалмаслиқи керәк" дегән темидики чақириқи елан қилинди. Буниңда ихтисас игилирини тәрбийиләшни чиң тутуштин башқа уларниң ролидин үнүмлүк пайдилишқа әһмийәт бериш, түрлүк етибар сиясәтлири арқилиқ уларни уйғур елигә қизиқтуруш, елип қелишни әмәлийләштүрүш тәкитләнгән.
Уйғур аптоном районида вәзипә өтүгинигә техи икки ай болмиған җаң чүншән буниң алдида йәни 26 - май күни йәнә, "техиму иҗабий ишқа орунлаштуруш сияситини әмәлийләштүрүп түрлүк чарә - тәдбирләр арқилиқ иш орнини көпәйтип ишқа орунлашқанлар йоқ аилә, ишқа орунлишидиған стодентлар вә йеза артуқ әмгәк күчлириниң ишқа орунлишиш мәсилисини нуқтилиқ яхши һәл қилиш керәк," дегән. Һәмдә, "буниңдин кейин ишқа орунлашқанлар йоқ аилә түгитилиду, бундақ аилиләр байқалса ишқа орунлишиш мәсилиси 24 саәткичә һәл қилиниду" дәп вәдә бәргән иди.
Гәрчә, хитай һөкүмити мушуниңға охшаш һөҗҗәт һәм сиясәтләрни көпләп елан қилип келиватқан болсиму, аңлиғучилиримизниң инкаслиридин мәзкур сиясәтләрдин йәнила ишсизлиқ әң көп болған уйғурлар әмәс, бәлки йәнила уйғур елигә көчмән болуп келиватқан хитай пуқралириниң бәһриман болуватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Радиомизниң зияритини қобул қилған, әмма исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур яшму уйғур елигә йеңидин тәйинләнгән җаңчүншәнниң юқириқи чақириқлириниң йәнила хитайларға қаритилидиғанлиқини, әмәлийәттә уйғурларға пайдиси болушидин гуманлинидиғанлиқини оттуриға қойди. Униң көрситишичә, 5 - июл вәқәсидин кейин уйғурлар хитай юртлиридила әмәс, өз юртидиму техиму еғир кәмситишкә дучар болмақта икән.
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт 26 - июн шявгуән вәқәси һәмдә, 5 - июл үрүмчи вәқәлиридин кейин йәни 2009 - йили сентәбирдә уйғур елидә ишқа орунлаштурушни илгири сүрүш һәққидә мәхсус һөҗҗәт чүшүргән иди,хитай даирилири мәзкур һөҗҗәтни уйғур елидики ишсизлиқ мәсилисини һәл қилиштики бөсүш характерлик сиясәт дәп көрсәткән иди.
Шундақла бу һөҗҗәттә уйғур елидики кархана, қурулуш мулазимәт орунлири қобул қилидиған ишчи, хизмәтчиләрниң аз дегәндә 50% ниң йәрлик болушиға капаләтлик қилишму тәләп қилинған болсиму, уйғурлар бу хил сиясәтләрниң әмәлийлишишигә гуман билән қарап кәлмәктә.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.