Түрмидә 9 ай ачлиқ елан қилған мәһбус керәм абдувәлиниң саламәтлик әһвали аилә - тавабатини әндишигә салмақта
2012.08.17
Хитайниң бу қилмишиға нарази болған керәм абдувәли бултур 9 - айниң 24 - күни ачлиқ елан қилған. Керәм абдувәлиниң аилә - тавабатлириниң радиомизға билдүрүшичә, керәм абдувәли ачлиқ елан қилишни бу йил 6 - айға қәдәр җәмий 9 ай давам қилған; хитай даирилири уни окул арқилиқ томуридин озуқландуруп һаятини сақлап кәлгән; аилиси уни ахирқи қетим зиярәт қилғанда, керәм абдувәли оруқлап бир терә - бир устихан һалитигә чүшүп қалған. Нөвәттә, керәм абдувәлиниң саламәтлик әһвалидин җиддий әндишигә чүшкән аилә - тавабати униң һаяти бихәтәрликигә көңөл бөлүш үчүн хәлқара җамаәттин ярдәм тәләп қилмақта.
Ачлиқ елан қилиш адәттә қанун дөләтлиридә һөкүмәткә наразилиқ билдүрүшниң әң тез, әң үнүмлүк шәкли. Тарихий материялларда көрситилишичә, ачлиқ елан қилиш шәклидики қаршлиқ әң дәсләп миладидин илгирики 4 - әсирдә ирландийидә йүз бәргән. 19 - Вә 20 - әсирләрдә әнгилийә мустәмликичиликигә қарши һәрикәтләрдә көп қетим қоллинилған. Болупму һиндистанниң мустәқиллиқ күриши мәзгилдә әң тәсирлик тәдбир сүпитидә қоллинилған. Шунчә йиллардин бериқи ачлиқ елан һәрикәтлиридә адәттә 52 күн билән 74 күн арисиға кәлгәндә һаятидин айрилиш ақивити көрүлгән. Пәқәт һиндистанлиқ бағат сиң 1929 - йилидики ачлиқ елан қилиш қаршлиқини 116 күн давамлаштуруп рекорт яратқан. Игилигән мәлуматлиримиздин қариғанда, керәм абдувәлиниң ачлиқ елан қилиш қаршлииқи 9 ай йәни 270 күн давам қилған. Ачлиқ елан қилиш 40 күнгә йәткәндә, хитай даирилири униң инисини көрүшүшкә дәвәт қилған; 198 күнгә йәткәндә, анисиниң көрүшүшигә йол қойған. 270 Күнгә йәткәндә керәм абдувәли намәлум сәвәб билән ачлиқ елан қилишни тохтатқан. Униң ачлиқ елан қилишни бу қәдәр узун давамлаштуралишиға, хитай даирилириниң окул арқилиқ уни томуридин мәҗбурий озуқландуруши сәвәб болған.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, керәм абдувәли дуняниң әң диктатор һакимийәтлиридин биригә дуняниң әң қобул қилинарлиқ, әң тинчлиқчи қаршлиқ һәрикәтлиридин бирини қолланған. Әлвәттә бу униң ихтияри таллиши әмәс, бәлки әң ахирқи чариси сүпитидә инсаний ғорурини намайән қилиши. Керәм абдувәли өзиниң инсаний ғорурини намайән қилиш үчүн еғир бәдәл төлигән йәни җисманий мағдуридин асасән дегүдәк айрилған; у йәниму еғир бәдәл төләш хәвпидә яшимақта. Шуниң үчүн керәм абдувәлиниң аилиси, чәтәлдики уйғур тәшкилатлирини вә хәлқара җамаәтни керәм абдувәлиниң һаятий бихәтәрлики үчүн һәрикәт қилишқа чақирмақта.