Кичик маһирәни қутқузуш паалийити давамлашмақта

Гәрчә биңтүәндики хитай башланғуч вә оттура мәктәплирини шуниңдәк алий мәктәпни хитай тилида оқуған вә оқуватқан, шундақла, биңтүән шараитида өсүп йетилгән вә аилисидә бир бала болушиға қаримай, өз ана тилини пишшиқ игилигән муратниң ярдәм сөйәрлиги түрткисидә, 500 миң йүән давалаш һәққи тәләп қилинған вә хәтәрлик кесәлгә гириптар болған деһқан пәрзәнти маһирәгә ярдәм қилиш паалийити нөвәттә вәтән ичи ‏- сиртида қанат яйдурулмақта.
Мухбиримиз әқидә
2008.12.30

Биз алдинқи аңлитишимизда силәргә мурат билән үрүмчидики алтишәһәр рәп музика әтритиниң 100 миң йүән ианә топлап, маһирәни дохтурханида давалитиватқанлиқи һәққидә мәлумат бәргән идуқ. Йәнә 400 миң йүәнни толуқ тәйярлап маһирәни сәллимаза сақайтишқа бәл бағлиған бу уйғур яшлири изчил тиришчанлиқ көрсәтмәктә.

Биз муратниң йетәкчиликидә елип бериливатқан мәзкур паалийәттин давамлиқ учур игиләш үчүн, муратни зиярәт қилдуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз әқидәниң мурат билән өткүзгән сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.