Хитай “бүйүк кроран қурулуши” ға мәбләғ аҗратмақчи

Шинхуа ториниң хәвиригә асасланғанда, хитай һөкүмити “бүйүк кроран қурулуши” ға мәбләғ аҗратмақчи болған.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2011.11.17
4000-Yilliq-momiya-305.jpg Германийиниң берлинда елип берилған, 2007-йили 14-өктәбирдин тартип 2008-йили 14-январғичә давамлашқан, “йипәк йолиниң әсли қияпити” намлиқ көргәзмидә көрситилгән, уйғур елидин тепилған, 4000 йиллиқ тарихқа игә мумия.
AFP Photo

Кроран қәдимий шәһириниң байқалғиниға бир әсирдин артуқ вақит болған болсиму, уйғур мәдәнийитиниң йилтизини қезишниң тунҗи бекәтлиридин бири болған бу қәдимий мирасни қоғдашқа изчил сәл қарилип келингән иди.

Хитай зиялийлиридин хетав, чен ән қатарлиқларниң шинхуа торида 16-ноябир елан қилған “дөләт бүйүк кроран қурулушини қозғимақчи” намлиқ узун зиярәт мақалисидә баян қилинишичә, хитай һөкүмити кроран қәдимий шәһирини қоғдаш вә қезиш қурулушиға мәбләғ аҗритидикән. Бу йәргә 30 метир егизликтә мунар ясап, қәдимий шәһәр харабиликини юқиридин көзитиш шараити һазирлайдикән. Бирақ, уйғур мәдәнийитиниң бүйүк яднамилиридин бири болған бу қурулушқа хитай һөкүмитиниң қанчилик мәбләғ сәрп қилидиғанлиқи, қандақ конкрет қурулуш елип баридиғанлиқи мақалидә баян қилинмиған. Һазир бу қәдимий шәһәр харабисидә асарәтиқиләрни қоғдаш намида сүй йовсиң, яң җүн, ли пиңфей, гав литав қатарлиқ төт хитай яшаватмақта икән.

Уйғурларниң йилтизиниң бир учи болған кроран қәдимий шәһири дуняға мәшһур “кроран гүзили” тепилған җай. Бу сирлиқ қәдимий шәһәр 1901-йили шветсийидики експедитсийичи севин һедин тәрипидин кәшип қилинғандин буян, шветсийә, германийә, японийә, русийә қатарлиқ әлләрдә бу шәһәр тоғрисида қанчилиған китаблар вә қанчә йүзлигән мақалиләр йезилған. японийә қатарлиқ бир қисим дөләтләрниң һәтта башланғуч мәктәплириниң дәрсликлиридиму кроран қәдимий шәһири тоғрисида мәлуматлар бар. Әмма хитай һөкүмити уйғур вәтинини ишғал қилғили йерим әсирдин артуқ вақит өткән болсиму, бу қәдимий шәһәрни қоғдаш тоғрисида әтраплиқ, мукәммәл бир пиланни оттуриға қоюп бақмиған.

“дөләт бүйүк кроран қурулушини қозғимақчи” намлиқ мақалиға асасланғанда, бу қурулушқа гуаңҗудики мәлум байлар мәбләғ селишни халиған. Буниңдин хитай дөләтлик мәдәний мирасларни қоғдаш идарисиниң хитай байлириниң чәтәллик саяһәтчиләрни бу мәшһур қәдимий шәһәргә җәлп қилип, байлиқ топлиши үчүн йол ечип бәрмәкчи болуватқанлиқи сезилмәктә. Хәлқара қәләмкәшләр уйғур мәркизиниң рәиси қәйсәр өзһун әпәнди кроран қәдимий шәһри тоғрисидики тәсирати билдүрүп өтти. У сөзидә хитай һөкүмитиниң бу қетим кроран қәдимий шәһирини қоғдаш намида елип бармақчи болған қурулушиниң бу қиммәтлик мирас үчүн бузғунчилиқ қилиш ролини ойнайдиғанлиқини әскәртти.

Уйғур вәтинидики қәдимий шәһәр харабилири вә мәдәнийәт изналириниң еғир бузғунчилиққа учрап келиватқанлиқи һәммигә мәлум бир һадисә. Тәбиий апәтниң һуҗумидин сирт, асарәтиқә оғрилириниң бу қиммәтлик мәнбәләрдин қәдимий мирасларни оғрилиқчә қезиш, әткәс маллар орнида сетип хәҗләш һадисилириниң айиғи үзүлгини йоқ. Шинхуа тори 14-ноябирдики “җуңго сақчи тәрәп оғрилиқчә мәдәний мирасларни қезиш чоң әнзисини паш қилип, ғәрбий диярниң 3600 парчидин артуқ қиммәтлик мәдәний мираслирини қайтуруп кәлди” намлиқ хәвиридә баян қилинишичә, уйғур вәтинигә тәәллуқ болған бу қиммәтлик байлиқларниң оғрилиниш вәқәлири давамлашмақта. Бу оғриланған мәдәний буюмлар тарихи узун болған наһайити қиммәтлик там рәсимлири, тоқулма буюмлар, яғач вә сапал буюмларни өз ичигә алған болуп, икки күндин бери бу тоғрисидики бәс-муназирә хитай тор бәтлиридә давам қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.