Кондализа райис хитай рәһбәрлиригә кишилик һоқуқ мәсилисидә бесим ишләтти

Кишилик һоқуқ мәсилиси хитай - америка мунасивәтлиридә узундин бери һәл болмай келиватқан назук темиларниң биридур. Бейҗиңни зиярәт қиливатқан америка ташқи ишлар министири кондализа райисниң хитай зияритиниң күнтәртипи шималий корийини ядро қораллардин хали қилиш, хәлқара иқтисад вә йәршари һава килиматиниң өзгириши қатарлиқ зор хәлқара мәсилиләрни асас қилған болсиму, лекин кишилик һоқуқ райисниң зияритидики сөһбәт темилириниң бири иди.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.06.30
HumanRight-condi-rice-305 Америка ташқи ишларминистири кондализа райис бир байанат елан қилиш йиғинида.
Source: State.gov
Райис дүшәнбә күни америка қизиқидиған бу саһәдики бәзи мәсилиләрдә хитай рәһбәрлиригә бесим ишләткән.

" Түрмидики бир қисим сияси өктичи затларниң мәсилиси музакирә қилинди "

Америка ташқи ишлар министири кондализа райис йәкшәнбә күни башланған хитай зияритиниң 2 ‏ - күни бейҗиңда хитай дөләт рәиси ху җинтав, баш министир вен җябавлар билән көрүшүп, америка қизиқидиған кишилик һоқуқ саһәсидики бәзи назук мәсилиләрдә хитай рәһбәрлиригә бәзи тәләпләрни қойди.

Райисниң дүшәнбә күни ху җинтав вә вен җябавлар билән көрүшкәндин кейин мухбирларға ашкарилишичә, у хитай даирилири тәрипидин қолға елинған түрмидики бир қисим сияси өктичи затларниң мәсилиси шундақла компартийиниң интернетни тизгинләшкә хатимә берип, сөз әркинликигә капаләтлик қилиши тоғрисидики тәләплирини йәткүзгән. Лекин райис, ху - венлар билән өткүзгән сөһбитидә оттуриға қойған хитай түрмисидики өктичи затларниң исимлики вә хитай рәһбәрлириниң тизимликтики мәһбуслар мәсилисигә қайтурған инкасини ашкарилимиди. У пәқәт исимликниң хитай тәрәп исимликтики мәһбусларниң мәсилисини бир тәрәп қилғанға қәдәр сақлинидиғанлиқини тәкитләйду.

Райисниң тизимликидики мәһбуслар ичидә уйғур язғучи нурмуһәммәт ясин, тарихшунас тохти музарт, канада пуқраси һөсәйин җелилниң яки дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң түрмидики абликим абдуреһим, алим абдуреһим исимлик оғуллириниң бар - йоқлуқи мәлум әмәс, лекин бу исимлар америка дөләт мәҗлиси қарарлирида шундақла дуня уйғур қурултийиниң чақириқлирида қоюп берилиши тәләп қилиниватқан исимлардур.

" Интернет сиясий нутуқларни чәкләшниң қорали болуп қалмаслиқи керәк"

Ху җинтав, вен җябавлар билән өткүзгән сөһбитидә интернет әркинликиниң музакирә қилинғанлиқини тәкитлигән райис, интернет әркинликиниң чәклимигә учриши хитайда " күнсери җиддийлишиватқан мәсилиләрниң бири" дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. Хитай интернет қолланғучиларниң сани дунядики әң көп дөләтләрниң бири болупла қалмай, у йәнә интернетни назарәт қилиш, қарши пикирләрни тәқипләш, өктичи пикирдики тор язғучилирини түрмигә ташлаш әһвали еғир дөләтләрниң биридур. Райис бейҗиңда мухбирларға мундақ дәйду:"интернет наһайити кәң тарқалған нәрсә болуп қалди. У чәклимә яки сиясий нутуқларни чәкләшниң қорали болуп қалмаслиқи керәк".

Хәлқара ахбарат һоқуқини қоғдиғучи тәшкилатлар райис хитай даирилиригә тордики өктичиләрниң пикирлиригә тәмкин муамилә қилиш тоғрисида нәсиһәт беришниң сәл алдида, хитайниң бейҗиң олимпик йиғинини баһанә қилип, мухбирларни, тор язғучилирини тутқун қилғанлиқини әйиблигән.

Париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати 27 ‏ - июндики бир ахбаратида, хитай даирилириниң йеқинқи 6 айдин бери аз дегәндә 24 нәпәр мухбир, торда қарши пикир баян қилғучи яки тор язғучисини тутқун қилғанлиқи вә түрмигә ташлиғанлиқини илгири сүргән иди.

"Шәрмәндилик билән елип берилған сайлам зораванлиқни вә қалаймиқанчилиқни күчәйтивәтти "

Райисниң бейҗиң сәпиридә ху, венлар билән музакирә қилған мәсилиләрниң йәнә бири зембабвидики сияси киризистур. Хитай б д т хәвпсизлик кеңишидә кеңәшниң қарарлирини рәт қилиш һоқуқиға игә 5 даимий әза дөләтниң бири болуп, америкиниң зембабвидики қанунсиз сайламни җазалаш тәклипи б д т хәвпсизлик кеңишидә хитайниң рәт қилиш тәһдитигә дуч кәлмәктә иди. Райис дүшәнбә күни бейҗиңда зембабвидики киризисқа тәдбир қоллиниш вақти йетип кәлди, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән. У" биз хәлқара җәмийәтниң бу мәсилидә күчлүк тәдбир қоллиниш вақти йетип кәлгәнликигә ишинимиз.

Бу қетим қайси хилдики тәдбирләрни елиш мумкинчилики үстидә музакирә елип берилди " дәп тәкитләйду. Зембабвидики вәзийәтниң наһайити хәтәрлик әһвалға берип қалғанлиқини билдүргән райис, зембабвидики "шәрмәндилик билән елип берилған сайлам зораванлиқни вә қалаймиқанчилиқни күчәйтивәтти " дәп көрсәтти.

" Сөһбәтниң иҗабий тәрәққиятқа еришишини, өзгиришләрниң болушини үмид қилимән "

Бу йилниң март ейида йүз бәргән тибәт исяни райисниң ху, венлар билән өткүзгән сөһбитидики музакирә темилириниң бири болуп қалди. Хитай даирилириниң тибәт роһани даһиси далай ламаниң вәкили билән сөһбәт өткүзмәкчи болғанлиқини муәййәнләштүргән райис, "мән болмиди дегәндә 2 ‏ - қетимлиқ сөһбәт өткүзүлмәкчи болғанлиқидин илһамландим..."Дәйду.

Һиндистанниң дарамсала районидики тибәт роһани даһиси далай ламаниң баянатчиси тәнзин талха дүшәнбә күни 5 кишилик бир тибәт сөһбәт өмикиниң сәйшәнбә вә чаршәнбә күни хитайлар билән бейҗиңда сөһбәт өткүзидиғанлиқини билдүргән иди. Талха сөһбәтни "биз иҗабий бир қәдәм дәп һесаблаймиз. Чүнки бу биз тәрәпниң хитай мәсләкдашлар билән учришип, тибәт мәсилисидики қаришимизни оттуриға қоюшимизға имканийәт яратти " дәп тәкитлигән.

Америка, хитай - тибәт сөһбитиниң әң күчлүк қоллиғучиси. Буш һөкүмити хитайни далай лама билән һәқиқий мәсилиләр үстидә сөзлишишкә көп қетим үндигән болсиму, лекин сөһбәт һазирға қәдәр әмәлий мәсилиләрдә илгириләшкә еришәлмигән иди. Бу қетимқи сөһбәткә әмәлий мәсилиләрдә илгириләшкә еришиш үмиди бағлайдиғанлиқини тәкитлигән райис, "мән сөһбәтниң иҗабий тәрәққиятқа еришишини шундақла бәзи өзгиришләрниң болушини үмид қилимән " дәп көрситиду.

Райис, америка хитай даирилириниң далай ламани мустәқилчи, дәп әйиблишигә қетилмайдиғанлиқини, чүнки"далай лама зор әхлақий нопузға игә зат болуп, зораванлиқни рәт қилғучи. У, мәдәнийәт вә диний җәһәттики тарихи аптономийә тәләп қилидиған шәхс " дәп сөзлиди. Кондализа райисниң икки күнлүк хитай сәпири униң японийә, җәнубий корийиләрдә елип барған шәрқий асия зияритиниң бир қисими шундақла ахирқи бекити иди. У йәкшәнбә күни йәни хитай зияритиниң 1 ‏ - күни сичүән өлкисидики йәр тәврәш районини зиярәт қилип, апәтдарларни йоқлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.