Америка дөләт мәҗлиси уйғурлар тоғрисида испат бериш йиғини чақирди
Мухбиримиз әркин
2009.06.10
2009.06.10

www.house.gov
Америка авам палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитети чаршәнбә күни "уйғурлар - бир зиянкәшликниң тарихий" дегән темидики испат бериш йиғини чақирип, мунасивәтлик тәрәпләрниң уйғурлар һәққидики қариши вә пикир тәклиплирини аңлиди.
Авам палата әзаси, авам палата ташқи мунасивәтләр комитети тәркипидики хәлқара тәшкилатлар, кишилик һоқуқ вә көзитиш комитетиниң рәиси делейхунт әпәнди риясәтчиликидики йиғинда хитайниң уйғур сиясити, уйғурларниң вәзийити, мәдәнийәт вә диний мәсилиләр, гүәнтанамодики уйғурларниң әһвали қатарлиқлар мәркәзлик музакирә қилинди.
Делейхунт йиғинда сөзлигән нутуқида йиғинниң чақирилиш сәвәбини чүшәндүрүп, "бүгүн биз тунҗи қетим җиддий бир йиғин чақирип, уйғурлар хитайда учраватқан муамилә шундақла гүәнтанамодики уйғурларға даир һәқиқий әһвалларни вә буниңға мунасивәтлик нурғун мәсилиләрни игиләймиз" дәп көрсәтти.
Йиғинидики сөзидә хитайниң уйғур сияситини тәнқидлигән делейхунт, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан сиясити ирқий тазилаш катигорийисигә ятидиғанлиқини әскәртти. У мундақ дәйду": хитай һөкүмити садир қиливатқан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң тизимлики наһайити узун. Бу, аялларни сестимилиқ дәпсәндә қилиш, мәҗбурлаш характеридики бир пәрзәнтлик сияситигә асасән һамилдар аялларниң балисини мәҗбурий чүшүрүш қатарлиқларни өз ичигә алиду. Хитай уйғурларға қарши миллий пәрқни чиқиш қилип, пүтүн бир ирқни яки пүтүн бир милләт кишилирини йоқитиштин ибарәт ирқий тазилаш вастилирини қолланди. Демократик өктичиләр вә диндарларни түрмигә ташлаш хитайдики мәвҗүт омумийүзлик еғир мәсилә болуп келиватиду."
Уйғур һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим авам палата ташқи мунасивәтләр комитетидики испат бериш йиғинида испат бәргән затларниң бири иди. У, америка уйғур җәмийитиниң муавин рәиси алим сейитофниң тәрҗиманлиқидики гуваһлиқида хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити уйғур хәлқиниң диний вә мәдәнийәт кимликигә қаритилғанлиқини, хитайниң террорлуқни баһанә қилип, уйғурларни бастуруватқанлиқини билдүрди. У, "шәрқий түркистандики террорлуқ қарилашларниң кишини биарам қилидиған тәрипи бу түрлүк қарилаш, қолға елиш вә өлүм җазалириниң кишини чөчитидиған дәриҗидә пакит асаси йоқлуқидур. Абдурахман азат вә қурбанҗан һемитларниң дилосида вәқәни өз көзи билән көргән саяһәтчиләрниң баяни һөкүмәтниң дегәнлиригә охшимайду. Биз хитай әдлийә органлириниң сотта бу пакитларни нәзәргә алған яки алмиғанлиқини билмәймиз" деди.
Гүәнтанамодики уйғурлар мәсилиси йиғинда әң көп тилға елинған мәсилиләрниң бири болди. Чүнки бу йиғин тинч окяндики палав дөлити гүәнтанамодики 17 нәпәр уйғурни қобул қилидиғанлиқини елан қилған мәзгилдә өткүзүлгән иди. Йиғинда авам палата әзаси дана роһрабакер буш һөкүмитиниң гүәнтанамодики уйғурларға тутқан сияситини тәнқидләп, "бу уйғурлар дүшмән җәңчиси әмәс, бәлки улар достанә, америкиға қайил кишиләр иди. Улар хитай хәлқини сораватқан бейҗиң диктатурлириниң дүшмини. Улар шәрқий түркистанни бесивалди. Буш һөкүмити уйғурларни гүәнтанамоға солап, уларни террорчилар катигорийисигә киргүзгән, бу хитай диктатурлириға хошамәт қилиш, ирақ урушида хитайниң қоллишиға еришиштин ибарәт чакинилиқниң мәһсули" дәйду.
Роһрабакер, бәзи җумһурийәтчиләрниң гүәнтанамодики уйғурларни қоюп беришкә қарши чиққанлиқини, лекин өзиниң уларни орунлаштурушни қоллиғанлиқини билдүрди.
Йиғинда испат бәргән гуваһчиларниң йәнә бири, америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәис фәлис гәер ханим. У уйғур илидики диний әркинлик вәзийитини анализ қилип, хитайниң уйғурлардики диний аңни аҗизлитидиған тәдбирләрни йолға қоюватқанлиқини билдүрди. Гәер ханим, " хитайниң шинҗаңдики тинч диний паалийәтләр вә диний ипадиләргә қаратқан чәклимиси зиядә қаттиқ вә иптидаий. Шинҗаңдики даириләр олимпик йиғини мәзгилидә уйғурларниң диний паалийәтлирини чәкләшни күчәйтидиған тәдбирләрни йолға қойди. Бу йеңи тәдбирләр аяллар вә яшлардики диний аңни аҗизлитиш һәрикити, сиясий өлчәмгә тошмиған диний өлүмаларни чәткә қеқиш, оқуғучиларни тәтилдә назарәт қилиш, 'қанунсиз диний китаплар'ни мусадирә қилиш вә 'қанунсиз диний мәркәзләрни пичәтләш қатарлиқларни ө ичигә алған" дәп көрсәтти.
Фелис гәер ханим дөләт мәҗлисигә,хитай түрмисидики уйғур диний затлириниң мәсилисини оттуриға қоюп, улар билән көрүшүшни тәләп қилиш, хитай билән америка арисидики кишилик һоқуқ сөһбитини күчәйтиш, америка б д т ниң омумйиғини вә кишилик һоқуқ кеңишиниң йиғинида уйғур мәсилисини оттуриға қоюш қатарлиқ тәклипләрни бәрди.
Йиғинда америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң башқурушидики хитай ишлар комитетиниң мәсул хадими кара абрамсом ханим болса, хитайниң уйғурларға бастуруш сиясити йүргүзүштики сәвәбләрни чүшәндүрди. Кара абрамсон ханим мундақ дәйду": бу йәрдә уйғурларниң өзини хәнзулардин пәрқләндүргинидәк, бу районниң тарихий вә мәдәнийитиниң хитайдин пәрқлинидиғанлиқини хатириләш муһим. Бугүн хитайниң бир қисими болған бу җай уйғур хәлқиниң демократик ирадиси ипадилигәнгә қариғанда хитай коммунистлириниң 1949 - йилдики куч - қудритини намайән қилиду.
Хитай һөкүмити бу шәрт - шараитларни нәзәрдә тутуп, бу районни - миллий вә диний кимлик җәһәттики пәрқи сәвәбидин, хитайниң контроллуқиға риқабәт пәйда қилидиған, муқимсизлиқни кәлтүрүп чиқидиған бөлгүнчилик һәрикәтләрниң йошурун мәнбәси, дәп қарайду."
Рабийә қадир ханим болса, хитайниң шәрқи түркистанда хитайлаштуруш сиясити йүргүзүватқанлиқини агаһландурди. Хитайниң "көчмәнләрни зор көләмлик йөткәп, уйғур аяллирини хитайниң шәрқидики районларға йөткигәнликини, шәрқий түркистанниң нопус қурулмисида өзгириш пәйда қилғанлиқини, бүгүн уйғурлар өз вәтинидә аз санлиқлар орниға чүшүп қалғанлиқини тәкитлигән рабийә қадир ханим, " узун муддәтлик иқтисади истратегийә билән мәдәни һәқлириниң дәпсәндә қилиниши тәң йолға қоюлуватиду. Хитай шәрқий түркистанда хитайлаштурушни актип йолға қоюватиду. Уйғур тили, уйғур мәдәнийитики диний елментлар қанунсизлаштурулди, чәкләнди яки хунукләштүрүлди" дәп сөзлиди.
У йәнә, америкиға, үрүмчидә консулхана ечиш, америка ташқи ишлар министирлиқида уйғур мәсилиси ишханиси қуруш, хәлқара тәкшүрүш гурупписи қуруп, уйғур террорчилиқи һәққидики қарилашларни тәкшүрүш қатарлиқ тәклипләрни бәрди. Төвәндә рабийә қадир ханимниң бүгүнки йиғинда оттуриға қоюлған тәклипләр һәққидики баяниға қулақ салайли.
Йиғинда испат бәргән затларниң бири, америка кириштайин вә яң қанун мулазимәт ширкитиниң адвокати нури түркәлдур. У уйғурларниң хитайда зәрбә бериш нишаниға айлинип қалғанлиқини әскәртип, "хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарши тәшвиқат һәрикити уйғурларни хитай шәһәрлиридә асан зәрбигә учрайдиған әһвалға кәлтүрүп қойди. Уйғурлар турқи вә етник алаһидилики сәвәби асанла байқивелинидиған вә зәрбигә учрайдиған нишанға айлинип қалмақта" деди.
У йәнә, америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисигә бәзи тәклипләрни бәрди. Бу тәклипләр америкиниң йеңи баш әлчиси уйғур илини зиярәт қилип, өктичи затларниң аилә - тавабатлирини йоқлаш, шәрқий түркистандики уйғурларға мәдәнийәт алмаштуруш вә маарип программиси йолға қоюш, гүәнтанамодики уйғурларни америкиға елип қелиш қатарлиқларни өз ичигә алиду.