Шветсийидә даңлиқ музикант күрәш күсәнгә атап мәхсус йиғин чақирилди
2011.05.31

5-Айниң 27-28-күнлири шветсийиниң пайтәхти стокһолмда өткүзүлгән бу йиғинға шветсийидики һәрқайси университетлардин кәлгән музика тәтқиқатчилири, оқутқучи-оқуғучилар, музей мудирлири, мәрһум күрәш күсәнниң достлири вә уйғурлардин болуп 200 әтрапида киши қатнашқан.
Йиғинда күрәш күсәнниң нахшилири топлими, йәни икки тилда чиққан CD пластинкиси билән күрәш күсәнниң һаяти баян қилинған китаб тонуштурулған.
Икки тилда нәшр қилинған бу CD пластинкисиға күрәш күсәнниң 10 нахшиси киргүзүлгән болуп, буни шветсийә дөләтлик аваз архипи музейи башлиқи, даңлиқ музикант дан лундберг, CD лайиһилигүчи андерс һаммарлунд, мәрһум күрәш күсәнниң нахша-текистлирини шветчигә вә инглизчиға тәрҗимә қилғучи мәшһур йипәк йоли мәдәнийити тәтқиқатчиси патрик һалзон, даңлиқ фотограф рогер педерсен қатарлиқ кишиләр ортақлишип тәйярлиған.
Бу CD пластинкиси күрәш күсән әпәндиниң вапатиниң 5 йиллиқ хатирисигә үлгүртүп нәшр қилинған болуп интайин муһим әһмийәткә игә. Биз бу йиғин һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн бу йиғинға қатнашқан мәрһум күрәш күсәнниң аяли бәхтигүл ханим билән сөһбәт елип бардуқ.