Түркийиниң икки чоң вилайитидә "шәрқий түркистанда хитай зулуми" көргәзмиси ечилди
2010.11.29

Бу көргәзмигә 5-июл үрүмчи вәқәси әкис әттүрүлгән рәсимләрдин башқа йәнә һазир хитай һөкүмитиниң уйғур диярида йүргүзүватқан бесим сиясити әкис әттүрүлгән рәсимләрму қоюлған. Булардин башқа көргәзмә ечилған орханғази бағчисида уйғур нахша-музикилиридин талланмиларму аңлитилған болуп, кишиләрниң қаттиқ диққәт етибарини қозғиған.
Бу көргәзмиләрниң ечилиши мурасими мухбирларни күтүвелиш йиғини билән башланған болуп, вилайәтлик мәтбуатларда бу хәвәрләргә орун берилгән. Түркийиниң трабзон вә бурса вилайәтлиридә "шәрқий түркистанда хитай зулуми" намлиқ көргәзмини уюштурған, "көкбайрақ" жорнилиниң трабзондики тарқитиш вәкили җанәр қара вә шәрқий түркистан яшлири тәшкилат мәсули тәбәт йүҗәтүрк әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ. Җанәр қара әпәнди бу көргәзмиләргә түрк хәлқиниң бәкла қизиқиватқанлиқи, хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан инсан қелипидин чиққан сияситини дуняға вә түрк әллиригә аңлитишта интайин муһим әһмийәткә игә икәнлики, шундақла бу көргәзмини түркийиниң башқа 13 вилайити вә азәрбайҗандиму өткүзүшни пиланлаватқанлиқини ейтти.