Корла көнчи дәря чоң көврүки 13 йил болғанда гүмүрүлүп чүшти
2011.04.13
Бу көврүк дөләт таш йоли 314-линийисиниң көнчи дәрясидин өтүшидики муһим көврүк болуп, вәқәдин кейин мәзкур линийә вә корла шәһириниң қатниши еғир тосалғуға учриған. Нөвәттә мәзкур көврүкниң гүмүрүлүш сәвәби ахбарат вә кишиләрдә ғулғула қозғиған бир вәқә болмақта.
Көнчи дәряси чоң көврүки 314-номурлуқ дөләт таш йолиниң көнчи дәрясидин өтидиған әң чоң көврүк болуп, 1998-йили ясилип шу йили 8-айда рәсмий қатнаш башлиған. Полат вә семонтни асаслиқ материял қилип қурулған мәзкур көврүкниң узунлуқи 150 метир, кәңлики 24.5 Метир келиду. У корла, хошут тез сүрәтлик таш йоли вә корла-куча тез сүрәтлик таш йолини туташтуридиған җайға орунлашқан.
Бу көврүктин күнигә 15 миңчә аптомобил қатнайду. Байинғолин қатнаш ториниң хәвиридин мәлум болушичә, 12-апрел әтигәндә мәзкур көврүкниң кәңлики 12 метир, узунлуқи 10 метир келидиған бир бөлики гүмүрүлүп чүшкәнлики мәлум. Хәвәргә қариғанда гәрчә вәқәдә адәм өлүш яки ярилиниш йүз бәрмигән болсиму, әмма уйғур елиниң җәнубидики әң асаслиқ таш йол қатнишиниң томурида еғир тосалғу пәйда қилған. Нөвәттә даириләр мәзкур көврүкниң қатнишини пүтүнләй тосуп, җиддий ясашқа киришкән.
Бүгүн қатнаш назаритиниң назири ниҗат султанниң хитай хәвәр васитилиригә билдүрүшичә, “ясалғиниға 13 йил болған мәзкур көврүк, бүгүнки күнгә кәлгәндә шинҗаңниң учқандәк тәрәққиятиға маслишалмай қалған, шундақла күнсайин күчийиватқан қатнаш бесимини көтүрәлмәй гүмүрүлүп чүшкән.” униң чүшәндүрүшичә, бир қанчә йил илгирила мәзкур көврүкниң асаслиқ гәвдисиниң чиришкә башлиғанлиқи байқалған.
Көнчи дәряси чоң көврүкигә йеқин җайда олтурушлуқ бир хитайниң шинхуа тори мухбириға билдүрүшичә, мәзкур көврүктә бир нәччә йил илгирила чатақ барлиқи байқалған болуп һазирғичә ремонт қилинмиған. Хитай тор бәтлиридә көнчи дәряси көврүкиниң гүмүрүлүш сәвәби һәққидә башланған муназириләрдә, корлилиқ тор абонтларниң баяниға қариғанда, бу көврүк хитай төмүр йол қурулуш ширкити 15 -әтрити тәрипидин ясалған болуп, көврүкниң хәтәрлик болуп қалғанлиқиға хели мәзгил болған болуп, гәвдилик һалда чоң йериқ изи пәйда болуп қалғанғиму бир қанчә ай болған икән.
Көнчи дәря чоң көврүкиниң гүмүрүлүш сәвәби вә бу көврүкниң сүпәт мәсилилири һәққидә йәниму тәпсилий мәлумат елиш үчүн корла шәһәрлик бихәтәр ишләпчиқириш вә сүпәт башқуруш идарисигә телефон қилдуқ. Әмма, нөвәтчи хадим өз шәһиридә йүз бәргән бу бихәтәрликкә мунасивәтлик вәқәдин хәвәрсиз икәнликини билдүрди.
Биз йәнә аптоном районлуқ қатнаш назаритиниң интизам тәкшүрүш орган башлиқиға телефон қилдуқ, у киши бу вәқә һәққидә башқа чүшәндүрүш берәлмәйдиғанлиқи, бизниң хитай хәвәр агентлиқлириниң бу һәқтә тарқатқан учурлиридин пайдилинишимизни ейтип телефонни үзди.
Корлидики аһалиләрни телефон арқилиқ зиярәт қилғинимизда, бир уйғур қиз бу көврүкниң гүмүрүлүштә, көврүк қурулуши мәсуллириниң вә мунасивәтлик даириләрниң мәсулийитини сүрүштә қилиш, қурулушқа аҗритилған һөкүмәт мәблиғини қақти-соқти қилған парихорларни җазалаш керәкликини билдүрди.
Хитайда парихорлуққа зәрбә бериш һәрикити елип бериливатқан бир пәйттә йүз бәргән бу вәқә тоғрисида, хитай мулаһизә тор бәтлиридә әмдила 13 йил болған мәзкур көврүкниң гүмүрүлүш сәвәбини “қурулуш һөддигәрлириниң яки мәсуллириниң парихорлуқи, материял пулини қақти-соқти қилғанлиқидәк сәвәбләр бөлиши мумкин” дегәндәк мулаһизиләр күчәймәктә. Шундақла даириләрниң көврүктә илгирила мәсилә көрүлгәнликини байқиған турупму һазирғичә қатнаш тохтатмиғанлиқини әйиблимәктә. Биринчи сүрәтлик хәвәр ториниң анализчилири шинҗаңни ачидиған асаслиқ ғол линийиси болған 314-йолда, 19 өлкиниң шинҗаңға ярдими киридиған бу чоң қатнаш йолидики көврүкниң гүмүрүлүши яхшилиқтин дерәк бәрмәйду дәп мулаһизә қилған.
Мәзкур вәқә, бир йил бурун ақсу биринчи башланғуч мәктипиниң қурулушиға аҗритилған мәбләғниң парихорларниң чөнтикигә чүшүп кетип, қурулуш сүпитигә тәсир көрсәткәнлики сәвәблик, пәләмпәй гөмүрүп балиларни яриландуруш вәқәсидин кейинки уйғур елидә мәйданға кәлгән йәнә бир диққәтни тартқан қурулуш бихәтәрликигә даир вәқә болуп қалди.