Хитай һөкүмитиниң “күчлүк ахбарат орни қуруш” һәрикити уйғур елидә немиләрни нишан қилиду?

Йеқинқи йиллардин буян хитай коммунист партийиси ичидики парихорлуқ қанчә чоңқур болған болса, униң тили болған ахбарат васитилири тоғрисини ейтқанда хитай һөкүмитиниң сиясий тәшвиқат васитилириму бу хил парихорлуқтин мустәсна қалмиди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.05.10
Zhang-chunxian-Xinjiang-Uyghur-eli-partiye-sekritari-305 Җаң чүншәнниң уйғур елигә йеңидин партком секретари болуп тәйинлинип, лаостики мәлум бир министирлар йиғиниға қатнишиватқан көрүнүши. 2004-Йили 27-ноябир.
AFP Photo

Хитай мухбирлирида һәқ елип тәшвиқ қилидиған, пул биләнла һәқ-наһәқни астин-үстүн қиливетилидиған ишлар адәткә айланғанлиқи мәлум. 3-Май хитай ахбарат-нәшрият баш мәһкимиси, 15-майдин 15-авғустқичә мәмликәт бойичә бу хил ахбарат алдамчилиқлириға зәрбә бериш мәхсус һәрикити қозғайдиғанлиқини елан қилди. Арқидинла хитай коммунист һөкүмитиниң уйғур елигә қойған партком секретари җаң чүншән уйғур елидә “күчлүк ахбарат орни қуруш” тәшәббусини оттуриға қойди. Гәрчә уйғур елидики хитай тәшвиқат васитилиридиму бу хил ахбарат алдамчилиқи мәвҗут болсиму, уйғур елидә елип баридиған ахбарат васитилиридики мәхсус түзәш һәрикитидә хитай һөкүмитиниң немини нишан қиливатқанлиқи, чәтәлдики бир қисим уйғур ахбаратчи вә зиялийларда гуман қозғимақта.

Хитайниң мәмликәт миқясида үч ай давамлаштурмақчи болған, мухбирларниң ахбарат алдамчилиқи билән шуғуллиниш қатарлиқ қанунсиз һәрикәтлирини қаттиқ бир тәрәп қилиш һәрикити мушу айниң 15-күнидин башлиниду. Шундақла хитайниң уйғур елидики гезит, журнал, радио, телевизийә қатарлиқ тәшвиқат орунлириму буниң ичидә.

Бу һәқтә хитай һөкүмитиниң тәшвиқат васитилиридә тарқатқан хәвәрлиригә қариғанда, хитай даирилириниң мухбирларға қаратқан бу мәхсус түзәш һәрикитидә, хитайдики барлиқ ахбарат вә нәшрият орунлириниң начар қилмиши бар мухбир-муһәррирләрни иштин қәтий бошитип, түзүм қурулуши вә қошун башқурушни күчәйтиш тәләп қилинған болуп, униңда мухбирларға қаритилған конкрет тәкшүрүш даириси, мухбир, муһәррирләрдә зиярәт обйектидин пул вә маддий боюм елиш, аксийә елиш, алдамчилиқ қилиш, елан яки аммиви мунасивәт ширкити қурған- қурмиғанлиқи, иҗтимаий васитичилик қилған-қилмиғанлиқидәк қанунсиз қилмишлириниң бар-йоқлуқи, иҗабий яки ашкарилашқа болмайдиған сәлбий хәвәрләрни елан қилишни дәстәк қилип зиярәт яки хәвәр обйектидин һәқ алған-алмиғанлиқи қатарлиқ тәрәпләргә четилидикән. Мушуларға асасән һәр қайси дәриҗилик ахбарат нәшрият орунлири мухбир-тәһрирләрниң начар кәспий қилмишлирини хатириләш чарисини йолға қоюп, мухбирларниң қанун-интизамға хилап қилмишлирини тәкшүрүш салмиқини ашуридикән.

Илгири или гезитиниң мухбири болуп ишлигән, һазир явропада яшаватқан раһилә ханим, хитайдики нәшрият вә ахбарат орунлиридики бу хил қанунсизлиқ кәспий әхлаққа ят қилмишларниң бундин 10 йиллар илгирила әвҗ алғанлиқини, уйғур елидики хитай тәшвиқат орунлиридиму бу хил әһвалниң охшаш мәвҗутлуқини, буни кәлтүрүп чиқарған түп амилниң хитай коммунистик һөкүмитиниң башқуруш системиси вә ахбаратқа әркинлик бәрмигәнлики икәнликини билдүрди.

Гәрчә хитай һөкүмити мухбирларға қаритилған бу қаттиқ бир тәрәп қилиш нишанини қанунсиз вә кәспий әхлақиға хилап қилмишларға зәрбә бериш дәп көрсәткән болсиму, әмма уйғур елидики хитай даирилириниң бу мәмликәт миқясида елип берилидиған мәхсус түзәш һәрикитигә билдүргән ипадисидин, бу қетимқи түзәш һәрикитиниң уйғур елидә мухбирларниң сиясий мәйдани вә вәзипә нишаниға қарита түзитиш елип беришни асас қилидиғанлиқидин дерәк бәрмәктә.

Тәңритағ ториниң 8-май хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном райони партком секретари җаң чүншйән “күчлүк ахбарат орни қуруш” тәшәббусини оттуриға қойған болуп у “шинҗаңдики ахбарат орунлири партийиниң садасини йәткүзидиған муһим күчкә, партийә вә һөкүмәтниң мәркизи омумийитигә мулазимәт қилидиған, мурәккәп иҗтимаий зиддийәтләрни түгитидиған җамаәт пикри истиһкамиға айлиниши керәк” дәп тәкитлигән.

Үрүмчи кәчлик гезитиниң сабиқ мунәввәр мухбири, германийидә яшаватқан әнивәр әхмәт әпәнди, хитай һөкүмитиниң мухбирларға қаратқан мәхсус түзәш һәрикитидиму, уйғур елидә, болупму уйғур мухбирларға қаритилғанда, илгирикидәкла миллий ғурури күчлүк, кәспий сапаси, әхлақ сапаси юқири, чинлиқни, хәлқниң арзуси, ғемини йәткүзәлигән җүрәтлик уйғур мухбирларниң йиқитиш обйекти болуп қалидиғанлиқидин әндишә қиливатқанлиқини ипадилиди.

Дәрвәқә җаң чүншйән уйғур аптоном районида күчлүк ахбарат орни қуруш тоғрисидики буйруқида тәшвиқат васитилири “күчлүк ахбарат орни қуруш” тин айрилғанда партийә гезити, партийә радиоси, партийә телевизийә истансиси асасий еқимида сөз баян қилалмайду, шинҗаңниң муһим сиясәтлирини илгири сүрүшкә қатнишалмайду, асаслиқ ахбарат васитилик орнидин қалиду” дәп агаһландуруш бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.