Күрәш билән өткән һаят (2)

Уйғур хәлқиниң от юрәк қәйсәр оғлани күрәш күсән әпәндиниң өлүм хәвири туюқсиз йитип кәлгәндә"күрәш өлмәйду, күрәш өлмиди" дегән бир җүмлә сөзгә хәлқ өзини ишәндүрүшкә тиришти, әпсуски әҗәлниң рәһимсиз қара һиҗрани ахирқи һесабта һәммини ишәндурди.
Мухбиримиз айгүл йүсүп
2008.10.29
Kuresh-kosen-rfada-305 Талантлиқ музикант мәрһум күрәш көсән әпәндиниң радомизни 2006 - йили 4 - йанварда зийарәт қилғанда музика орундап қалдурған хатирә сүрити.
RFA Photo

Күрәш әпәнди билән һаятниң барлиқ иссиқ - соғуқлирида биллә яшиған, сәпдаш болған, нахшилирини сөйүп аңлиған туғқанлири, йеқинлири, достлири, тонуш - билишлири еғир қайғуға чөмди. Туюқсиз кәлгән шум хәвәрдин гаңгирашти, иссиқ күз яшлар чанақлардин етилди. Қәлибләрни аччиқ, җудалиқ туйғулар қаплап алди. Чәксиз арзу - арманлирини өзи билән елип кәткән бу уйғур оғланиниң өлүмидин кейин хәлқ шундақ бир нәрсини йәни аз яшисаңму хәлқиң үчүн төһпә қалдуруп кәт, өчмәс намиңни қалдуруп кәт дегән бир һәқиқәтни йәнә бир қетим чүшәнди.

Гәрчә, һазир мәрһум күрәш күсән әпәндиниң аримиздин айрилғиниға икки йил болған болсиму, униң хәлқимизгә мирас қалдуруп кәткән җәңгивар, яңрақ, мәниләргә лиқ толған күй - нәғмилири худди илгирикигә охшашла уйғур асминида яңрап, уйғур хәлқиғә үмид,ишәнч вә җасарәт бәхш етип кәлмәктә.

Мәрһум күрәш күсән әпәндиниң вапатиниң икки йиллиқи тошқан бүгүнкидәк қайғулуқ күндә барлиқ туйғулиримизға ортақлишиш үчүн дуня уйғур қурултийиниң рәиси,уйғурларниң миллий рәһбири рабийә қадир ханимни зиярәт қилғинимизда, у өзиниң күрәш күсән әпәнди һәққидики қайғуси вә йүрәк сөзлирини ипадилиди. Күрәш күсән әпәндиниң ярқин иҗадийәтлиридин бири болған рабийә қадир намлиқ нахша тоғрисида рабийә қадир ханим өз тәсиратлири һәққидә тохталди.

Ахирида рабийә қадир ханим йәнә, мәрһумниң арзу - арманлири вә һаятиға болған чәксиз һөрмити вә қәлб арзусини ипадиләп өтти.

Мәрһум күрәш күсән әпәндиниң қисқа, әмма әһмийәтлик өткүзгән қиммәтлик һаяти уйғур қәлбидә һәр даим чолпандәк парлап, униң арманлирини ишқа ашуридиған миңлап күрәшҗанлар из бесип кәлгүси!

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.