Шинҗаң универсети қурулғанлиқиниң 80 йиллиқ хатириләш мурасими өткүзүлди


2004.09.10

Шинҗаң университити, 1924 -йили шинҗаң рус тили сиясий қанун мәхсус мәктипи дигән намда қурулуп, шундин етиварән мәктәп нами бир қанчә қетим өзгәртилгәндин кейин, 1935 -йили 1 - айда шинҗаң иниститути дәп өзгәртилгән. Шундин кейин йәнә шинҗаң милләтләр иниститути, шинҗаң иниститути дигән намлар билән атилип, 1960 - йили 10 -айниң биринчи күни рәсмий йосунда шинҗаң университети дәп аталған .

2000 - Йили 12 -айниң 30 - күни, шинҗаң университети билән шинҗаң санаәт иниститути бирләштүрүлүп, йеңи шинҗаң университети қурулған .

Шинҗаң университетида иҗтимаи пән , тәбии пән,санаәт, қанун , иқтисад, игилик башқуруш,тарих, пәлсәпә, сәнәт қатарлиқ кәсипләр бойичә факултитларға бөлүнүп,оқутуш елип берилғандин сирт, 8 тәтқиқат мәркизи, 5 доктурлуқ мәркизи қатарлиқ мәхсус нуқтилар бойичә тәтқиқат елип берилидикән .

Мәлуматларға қарғанда, һазир шинҗаң университеттида 43 миң оқуғучи оқуйдикән .

Шинҗаң универсети әнә шундақ узун тарихи билән, уйғур елидики бирдин - бир нуқтилиқ уинверситетлардин болупла қалмастин, хитай бойичиму нуқтилиқ университетлардин һисаплиниду, уйғур елида елип берилған тәкшүрүшләрдин қариғанда, мәзкүр университетта йолға қоюливатқан нөвәттики маарип сиясити, уйғур аптунум районниң аптуномийә қануниға зит болуп, нуқтилиқ универсетитлардин һиспаланған шинҗаң унверсититида оқутуш хитай тилида елип берилдикән .

Нөвәттә, мәркизи германийәдики дуня уйғур қурултийи, шинҗаң унверсититиниң хитай тилида оқутуш елип бериватқанлиқидин қаттиқ әндишә һис қилмақта, дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди, бу хитай һөкүмитиниң маарип сепидә елип бериватқан, очуқ - ашкарә асмилатсийә қилиш сияситидин ибарәт дәп тәкитлиди .

Һөкүмәтниң шинҗаң универсететида маарипни хитайлаштуруш сиясити йүргүзиватқанлиқини илгири сүргән вә ана тил маарипини йолға қоюшни тәләп қилғанлиқи үчүн 2004 -йили 5 - айда мәктәптин қоғланған оқуғучи ниҗат һазир яврупадики мәлум бир дөләттә яшашқа мәҗбур болған .

У зияритимизни қобул қилип, мәктәптин қоғлунуш сәвәплирини бизгә ейтип бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.