Хитай оттуриға қойған маарип адиллиқи нәдә?

Хитай хәлқ тори 13-ноябир хитай компартийисиниң 18-қурултийи ахбарат мәркизиниң “җуңгониң маарип адиллиқи” дегән темида тор сөһбити өткүзгәнликини елан қилди. Хәвәрдә хитай компартийиси 16-қурултайдин буян маарип адиллиқиға йүксәк әһмийәт берип аләмшумул нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди дәп тәшвиқ қилди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.11.15
xitay-18-qurultay-sehne-305.jpg Хитай 18-қурултай йепилиш мурасими сәһнә көрүнүши. 2012-Йили 14-ноябир, бейҗиң.
AFP

Әмәлийәттә йеқинқи 10 йилда уйғур елидә аз санлиқ милләтләргә қарита елип бериватқан қош тил маарипини асас қилған мәҗбурийәт маарипи сиясити, миллий мәктәп вә миллий оқутқучиларниң қисқартилиши, дәрсликләрниң пүтүнләй хитайчилаштурулуши сәвәблик оқуғучиларниң нәтиҗисиниң пәвқуладдә төвәнләп кетиши, йезилар билән шәһәрләрдики хитай мәктәплири билән аз санлиқ милләт мәктәплириниң сүпәт пәрқиниң зорийип кетиши, йәниму көп балиларниң намратлиқтин оқушсиз қелишидәк сәлбий нәтиҗиләрни мәйданға чиқарди, уйғур зиялийлар бу җиддий мәсилиләрни хитай һөкүмитиниң уйғур ели маарипида наһәқ сиясәт қоллиниватқанлиқиниң испати дәп көрситиду.

Хитайниң 18-қурултай доклатини қайта варақлайдиған болсақ, “адиллиқ” дегән сөз әң көп учрайду. Һәтта хитай компартийиси маарип сияситини шәрһлигәндиму бу сөзни ишлитип “җуңго маарип адиллиқини йолға қоюп уни дөләтниң асасий маарип сиясити қилип маарип адиллиқни илгири сүрүш билән тәң, маарип сүпитини өстүрүшни дөләтниң маарип ислаһати тәрәққиятидики икки чоң истратегийилик вәзипә қилди вә маарип адиллиқни илгири сүрүш җәһәттә зор қәдәм ташлап, аләмшумул нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди” дәп көрсәтти.

Буниң билән маарипта мәвҗут болуватқан уйғур вә башқа аз санлиқ милләт хәлқниң мәнпәити билән биваситә мунасивәтлик қош тил маарипиниң кәлтүрүп чиқириватқан сәлбий нәтиҗилиригә пүтүнләй көз юмди.

Әмәлийәттә, хитай маарип министирлиқи асасий маарип 1-мәһкимисиниң башлиқи гав хуңниң йеқинда хитай мәтбуатлириға билдүрүшигә қариғанда, мәктәпләрни қариғуларчә қисқартиш, қошуветиш тәдбирлири йеқинқи 10 йил җәрянида хитайда башланғуч мәктәпләрниң 52.1% Иниң азийип кетишигә сәвәб болған. Уйғур елидики ата-аниларниң радиомизға йәткүзгән инкаслиридин мәлум болғандәк, қош тиллиқ маарипниң омумлаштурулуши билән уйғур елидә мәктәпләрни қисқартип қошуветиш йеқинқи йилларда техиму җиддий елип берилған.

Мәктәпләрниң қисқартилиши, оқутуш мәблиғиниң ишлитиш нисбитини өстүрүп, йәрлик һөкүмәтләрниң маарип чиқимини теҗәп қелишқа пайдиси болсиму, мәктәпләрниң қисқартилиши билән ятақлиқ мәктәпләрниң йолға қоюлуши ата-аниларниң чиқимини зорайтивәткән. Буниң билән ятақ, йол һәм турмуш чиқимлирини көтүрүлмәйдиған аилиләрниң пәрзәнтлири оқушсиз қелишқа мәҗбур болуватқанлиқи мәлум.

18-Қурултайда, хитай компартийиси һакимийәт йүргүзүштә хәлқтин чарә-тәдбир сораш, хәлқниң һалиға йетиш, хәлқтин әқил-парасәт сораш, хәлқниң улуғ әмәлийитидин әқил-парасәт вә күч-қуввәт елиш оттуриға қоюлди. Хош ундақта, уйғур хәлқи маарип һәққидә хитайға қандақ әқил-парасәт көрситиши мумкин?

Җәнубтики бир тағлиқ кәнткә җайлашқан харабә мәктәпниң бир намрат оқутқучиси ейтқандәк, оқутқучиларниң маашиниң төвән болуши, болупму йеза мәктәплириниң шараитиниң начар болуватқанлиқидәк әһваллар маарип тәннәрхиниң тәқсимлиништа тәкши вә адил болмайватқанлиқини көрситип бериду.

Ақсуда 15 йилдин буян башланғуч мәктәптә маашиниң төвән болушиға чидап, тәтилдиму арам алмай өгинишкә қатнишишқа мәҗбур болуватқан, һәтта оқутқучилар байримидиму дәм алмай нөвәтчиликтә турушқа сүкүт қилип, балиларни тәрбийиләш үчүн үн ‏-түнсиз җапа чекиватқан бир оқутқучи қош тиллиқ маарип сиясити түпәйли балиларниң нәтиҗисиниң төвәнләп я ана тили, я хитайчида савати чиқмайватқанлиқиға чидимай ахири бизгә “маариптики адиллиқ қени” дәп нида қилған иди.

Тоқсундики бу 30 йиллиқ оқутқучини әпсусландуруватқини, қош тил маарип сияситиниң тәҗрибилик миллий оқутқучиларни қисқартишқа, миллий маарипни йоқитишқа қаритилған сиясәт болуп қиливатқанлиқи.

Америкидики оптика алими доктор әркин сидиқ әпәнди хитайниң уйғур елидә қоллиниливатқан маарип сияситиниң маарипни әсли мәқситидин йирақлаштуруп бир сиясий қоралға айландуруп қоюватқанлиқини, буниң кәлгүсидә милләткә кәлтүридиған зийинини қияс қилмақ тәсликини, һәтта буниң билән уйғурлардики наразилиқниң барғанчә күчийип хитай үчүнму бир тәһдиткә айлинидиғанлиқини агаһландурди.

18-Қурултайда ху җинтав маарип һәққидә тохталғанда “маариптики асасий нуқтини чәт, йирақ районлар маарипиға, аз санлиқ милләтләр маарипиға йүзләндүрүп, чәт, йирақ җайлардики һәр бир балиниң әтраплиқ тәрбийилинишигә капаләтлик қилиш керәк” деди.

Уйғур ели маарипидики бу реал мәсилиләр, ху җинтавниң баянлириниң уйғур елидә һәқиқий ипадисини тепиши үчүн, алди билән қош тил маарип сияситигә өзгәртиш киргүзүш вә мәсилиләрни түзәштә илмий тәдбир қоллиниши керәкликидин бәлгә бериду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.