Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң айлиқ сөһбәт йиғини

Түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити һәр айниң бешидики һәптиниң йәкшәнбә күнлири җәмийәт мәркизигә топлинип йиғин өткүзүп кәлмәктә.
Мухбиримиз арслан
2009.01.09
maarip-jemiyti-305.jpg Бу қетим маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәислик вәзиписигә сайланған һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди бурунқи паалийәтләрниң биридә сөздә.
RFA File

Йиғинда асаслиқи, бирлишиш вә җамаәт болуп уюшуш вә униң әһмийәтлири, иттипақсизлиқтин ибарәт начар илләтләргә хатимә бериш, шундақла, уйғурларниң һәл болмай келиватқан мәсилилири һәққидә тохтилип, һәр айда уйғур диярида йүз бәргән вәқәләр вә дуня күн тәртипидә тилға елиниватқан мәсилиләр һәққидә сөһбәт қилинип, пикир ‏- мулаһизә йүргүзүлүп кәлмәктә.

Бу сөһбәт йиғини һәр ай давамлишип келиватқачқа йиғинға қатнишидиған шәхсләрниң саниму илгирикидин ғоллуқ дәриҗидә көпәйгән.

2009 ‏- Йили 4 ‏- январ күни шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитидә 1 ‏- айлиқ сөһбәт йиғини өткүзүлди. Йиғинға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң әзалири вә истанбулда яшаватқан уйғурлардин болуп көп санда киши иштирак қилди.

Йиғинға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи доктур алимҗан әпәнди риясәтчилик қилди. Йиғинда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллиридин һөрмәтлик абликимхан мәхсум " бирлишиш, иттипақлишиш вә бирлишәлмәсликниң түп амили" дегән темида сөз қилди. Йиғин 2 саәт давам қилған болуп, кәчлик тамақ зияпитидин кейин ахирлашти.

Биз бу һәқтә мәлуматқа еришиш үчүн бу йиғинни уюштурған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи доктур алимҗан әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. юқиридики аваз улинишидин, сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.