Маарип назарити хадиминиң малайсиядики уйғур оқуғучиларни зиярәт қилғанлиқиға қарашлар(1)
-
2005-10-17 -
-
-
Малайшияда оқуватқан оқуғучиларниң бир қисми уйғур аптоном районлуқ маарип комитетиниң "чәтәлдә оқуйдиғанлар мулазимәт мәркизи" тәрипидин әвәтилгән болуп, уларниң алдинқи қетим радиомизға мәлум қилишичә, оқуш вә турмуш шараити, өзи алақилишип оқушқа чиққан оқуғучиларниңкигә қариғанда көп начар икән.
Йеқинда, уйғур елидә узун йил оқутқучи болуп ишлигән, һазир малайшияда турушлуқ бир оқутқучи, аптоном районлуқ маарип назаритиниң өз хираҗити билән чәтәлдә оқуйдиғанлар мулазимити мәркизи малайшияға мәхсус адәм әвәтип, мәзкур җайдики уйғур оқуғучилирини иптаға чақириш баһаниси билән, улар билән йеқиндин сөһбәттә болғанлиқини вә һәммә җәрянни синалғукға алғанлиқини мәлум қилип, өзиниң мәзкур вәқәғә болған көз - қаришини оттуриға қойди.
©
2005 Radio Free Asia