Маарип назарити хадиминиң малайсиядики уйғур оқуғучиларни зиярәт қилғанлиқиға қарашлар(2)

Малайшияда оқуватқан оқуғучиларниң бир қисми уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң "чәтәлдә оқуйдиғанлар мулазимәт мәркизи" тәрипидин әвәтилгән болуп, уларниң алдинқи қетим радиомизға мәлум қилишичә, оқуш вә турмуш шараити, өзи алақилишип оқушқа чиққан оқуғучиларниңкигә қариғанда көп начар икән.

Йеқинда, аптоном районлуқ маарип назаритиниң өз хираҗити билән чәтәлдә оқуйдиғанлар мулазимити мәркизи малайшияға мәхсус адәм әвәтип, мәзкур җайдики уйғур оқуғучилирини иптаға чақириш баһаниси билән, улар билән йеқиндин сөһбәттә болған вә җәрянни синалғукға алған. Бу мунасивәт билән, малайшияда оқуватқан оқуғучилар зияритимизни қобул қилип, өзлириниң бу һәқтики қарашлирини оттуриға қойди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org