Һөкүмәт даирилири маралбеши деһқанлириниң тәлипиниң орунлуқ икәнликини етирап қилди

Өткән һәптә маралбеши наһийисиниң сериқбуя базиридики 50 дин артуқ деһқан, қәшқәр вилайәтлик вали мәһкимисигә берип колликтип наразилиқ билдүргән. Улар наразилиқини вали мәһкимисиниң қорусиға топлишип җим олтурувелиш шәклидә елип барған болуп, бу наразилиқ даириләрниң вә шәһәр хәлқиниң күчлүк диққитини тартқан иди.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.10.28
Dixan-awazi-yengisar-305 'Йеңисарда деһқан болмақ тәс' син - алғусидин елинған бу сүрәттә, йеңисарлиқ уйғур деһқанлири өзлириниң шикайәтнамисини оқуватқан көрүнүш.
Оқурмәнлиримиз әвәткән 'йеңисарда деһқан болмақ тәс' намлиқ син - алғудин елинди.

Бүгүн биз маралбеши наһийиси вә сериқбуя базиридики алақидар даириләрни телефонда зиярәт қилип, мәзкур деһқанларниң тәлипиниң қандақ бир тәрәп қилинғанлиқ әһвали һәққидә мәлумат игилидуқ. Даириләр деһқанларниң тәлипиниң орунлуқ икәнликини, мәсилини бир тәрәп қилиш үчүн бу һәқтә тәкшүрүш елип бериватқанлиқини билдүрди.

Маралбеши наһийисиниң сериқбуя базиридики деһқанлар,  йиллардин бери дәрдини ичигә йүтүп кәлгән. Бу йил тунҗи қетим  һәрқандақ бир аваричилиққа көкрәк керип, вали мәһкимисидә наразилиқ билдүргән. Даириләр деһқанларға йелинип - ялвуруп  наһийигә қайтуруп әпкәткән вә улар билән сөһбәт өткүзүп, тунҗи қетим уларниң тәләплиригә әстайидиллиқ билән қулақ салған. Нөвәттә бу деһқанлар даириләрниң өз тәләплиригә беридиған җавабини тәқәззалиқ билән күтмәктә.

Биз мәсилиниң һәл қилиниш җәрянини игиләш үчүн, алди билән сериқбуя базарлиқ әрзийәт ишханисидин әһвал игилидуқ. Игилишимизчә, сериқбуя базарлиқ  партком вә һөкүмити мәсилини һәл қилиштин өзини қачурмақта, улар әгәр бу деһқанларниң тәләплирини орундиса, у чағда башқа җайлардики деһқанларниңму һәқ тәләп қилип оттуриға чүшүдиғанлиқидин, буниң билән мәсилиниң чоңийип кетидиғанлиқидин әндишә қилмақта.

Игиләшлиримиздин қариғанда, наһийилик һөкүмәтму, наразилиқ һәрикәтлириниң кеңийип кетишидин әндишә қилмақта. Әмма, улар мәсилини йепиветиш яки деһқанларға тәһдит селиш билән әмәс, бәлки нарази болуватқан деһқанларниң тәлипини қисмән болсиму орундап, уларниң наразилиқини пәсәйтишниң йолини тутмақта. Улар мушу қетимлиқ наразилиқ вәқәсидин кейин, наһийә бойичә омумйүзлүк деһқанларниң тәләп - пикирлирини игиләш үчүн, мәхсус тәкшүрүш паалийити елип бармақта.

Мәлум болушичә, бу бир түркүм деһқанларниң көпинчиси  бу қетим  даириләрниң мәсилини адил бир тәрәп қилидиғанлиқиға  ишәнч билән қаримақта, йәнә бир түркүмлири болса, йәнила гуман вә әндишә ичидә болуп, әгәр бу қетим көңүлдикидәк җавабқа еришмисә, наразилиқини давамлаштурудиғанлиқини, наразилиқини ипадилигәндиму, техиму кәскин вә техиму җиддий шәкилләрдә ипадиләйдиғанлиқини билдүрмәктә.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.