Маралбеши наһийиси сақчилири уйғур аяллирини җазалиди
Мухбиримиз әқидә
2010.06.07
2010.06.07

AFP Photo
Хәлқара мәтбуатларда, уйғурларниң диний имтиязлиридин толуқ бәһриман болалмайватқанлиқи тилға елиниватқан пәйтләрдә, дуня уйғур қурултийи, Маралбеши сақчи тармақлириниң, диний паалийәт билән шоғулланғанлиқи илгири сүрүлгән 32 аялдин 2 сини рәсмий қолға алғанлиқини, қалғанлириға 5000 йүәндин 500 йүәнгичә иқтисадий җаза бәргәнликини паш қилди.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит әпәнди бу һәқтә тохталди. Биз у тәминлигән учурларға асасән, маралбеши наһийилик сақчи идарисиға телефун уруп, йүз бәргән вәқә һәққидә сүрүштүрүш елип беришқа тириштуқ.
Хитай сақчиси, бизниң әркин асия радиосидин телефун урғанлиқимизни аңлапла, наһайити кәскин һалда мундақ деди: "хапа болма, биз зияритиңни қобул қилалмаймиз, сән қәйәрниң мухбири болсаңму ақмайду."
Д у қ баянатчиси дилшат решит сөзидә йәнә, мәзкур хәвәрни маралбеши хәлқ һөкүмитиниң елан қилған уқтурушидин җәзимләштүргәнликини алаһидә әскәртип өтти. Бирақ, маралбеши хәлқ һөкүмитиниң хадими, бундақ бир вәқә йүз бәргәнликидин хәвәрсиз икәнликини, вәқәни биздин аңлаватқанлиқини билдүрди.
Маралбеши наһийилик сақчи идариси вә наһийилик хәлқ һөкүмитидин бу һәқтә ениқ мәлуматқа еришәлмигәндин кейин, наһийә аһалилиридин сүрүштүрүп көп издәндуқ. Нурғун өйгә телефунимиз уланди, әмма вақит пәрқи түпәйли, телефонимизға җаваб беридиған адәм чиқмиди, тәссадипий улинип қалған телефонда йәнила қанаәтлинәрлик бир җавабқа еришәлмидуқ.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит, нөвәттә пуқраларниң йүз бәргән һәрқандақ бирәр вәқәни ашкарилашқа җүрәт қилалмайдиғанлиқини билдүрди.
Баянатчи дилшат решит әпәнди ашкарилиған қәшқәр вилайәтлик интернет маарипи торбети маралбеши шөбисиниң хәвиридә, һазирға қәдәр сақчи тармақлириниң 26 хил учурға игә болғанлиқи, уларниң ичидә 32 аялниң қанунсиз, йәр асти диний һәрикитини паш қилғанлиқи елан қилинған.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.