Германийидә уйғур мәдәнийәт-сәнәт кечилики өткүзүлди
2010.12.20
Бу паалийәт үчүн мәхсус уйғур өйи ясалған болуп, өйниң ичигә бир әнәниви уйғур өйидә болушқа тегишлик пүтүн өй җабдуқлири қоюлған. Бу паалийәткә голландийидин камил аббас вә гүләндәм қатарлиқ 5 кишидин тәркиб тапқан сәнәт өмики кәлгән.
Көргәзмигә явропада тонулған рәссам мәрвайит һапизниң уйғур турмуши әкс әттүрүлгән 30 парчә рәсими қоюлған. Бу көргәзмидә нурниса исмайилова ханим уйғур ривайәт вә чөчәклиридин арийиләр оқуп немис тилиға тәрҗимә қилип бәргән. Паалийәт җәрянида уйғур тамақлири сетилған. Бу паалийәтни сәнәткар вә кәспий режиссор һолләндәр ханим уюштурған. Германийиниң боһум шәһириниң 400 миң нопуси бар болуп, уйғур мәдәнийәт-сәнәт кечиликигә көп санда герман қатнашқан.
Биз бу паалийәт һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн нәқ мәйданға телефон қилип, бу паалийәтни уюштурғучи һолләндәр ханим вә уйғур сәнәткарлар билән сөһбәт елип бардуқ.