Ху җинтав оттуриға қойған “мәдәнийәт ислаһати”ни җаң чүншән ғулҗида башлиди

Бүгүн хәлқарада хитай һөкүмити һазир бөлгүнчиликкә қарши туруш, муқимлиқни сақлаш дегән нам билән ғулҗа шәһиридә йәрлик хәлқниң диний еңини аҗизлаштуридиған сиясий һәрикәт елип бериватқанлиқи һәққидә муназирә қозғалди.
Мухбиримиз вәли
2011.12.16

Сенгапорда чиқидиған “сәһәрлик гезит” бүгүн “ғулҗа учурлири” дәп атап бир хәвәр елан қилди. Униңда баян қилинишичә, хитай һазир йеңи чеграда динии паалийәтләргә йәниму илгириләп зәрбә беришкә башлиған. Хитай диний паалийәтләргә зәрбә беридиған бу һәрикитини ғулҗа шәһиридики дөңмәһәллә дегән мәһәллидин башлиған. Хитай һөкүмити бу сиясий һәрикәт арқилиқ аз санлиқ милләт аяллиридики вә яшлардики диний аңни аҗизлаштуруп, алди билән мушу мәһәллидики әрәбчә кейим кейидиған, бомба сақал қойидиған түсни пүтүнләй көздин ғайип қилишни нишанлиған. Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һазир уйғур юртлирида елип беирватқан бундақ сиясий һәрикәт чәтәлләрдә яман тәсир пәйда қилмақта.

Буниңдин бурун, учур вастилири ғулҗа шәһәрлик һөкүмәтниң интернет тор бетидә елан қилған һөҗҗәтниң мәзмуниға асасән, хитай һазир бөлгүнчиликкә қарши туруш, муқимлиқни сақлаш дегән нам билән ғулҗа шәһиридә йәрлик хәлқниң диний етиқадиға зәрбә бәрмәктә дәп хәвәр қилған иди. Бу хәвәрдин әркин асия радиосиму нәқил алған.

Униңдин бурун хитайниң сумурғ телевизийиси, хитайниң йеңи чегра аптоном районлуқ парткоми 11 - айниң 23 - күни үрүмчидә сақчи башлиқлири йиғини ечип, бу уйғур аптоном райониға хитай өлкилиридин йеңидин 5 миң нәпәр әң заманивий қоралланған вә алаһидә тәрбийиләнгән сақчи йөткәп кәлгәнликини, буниңдин кейин бу алаһидә сақчи қисимлири йеңи чеграда асаслиқ қораллиқ сақчи болидиғанлиқини җакарлиған иди.

Бүгүн коммунист хитайниң орган гезити болған “хәлқ гезити” йеңи чегра һәққидә елан қилған хәвиридә, йеңи чегра җамаәт хәвпсизлик назарити һазир уйғур юртлирида йәнә бир “қаттиқ зәрбә бериш” һәрикитини башлиди, бу һәрикәттә пүтүн җамаәт хәвпсизлик сестимиси бирдәк һәрикәткә кәлди, һазир бирликкә кәлтүрүлүп болған бу сақчи қисимлири бөлгүнчи вә террорчиларни алдин байқап қаттиқ зәрбә бериш, муқимлиқни сақлаш һәрикитигә киришип кәтти дәп баян қилди.

Бүгүн “довей тор гезити” йәнә, хитай һөкүмитиниң йеңи чеграда диний аңни аҗизлаштуридиған сиясий һәрикәт қозғиғанлиқини қайтидин хәвәр қилди. Униңда, хитай һөкөмити һазир уйғурларниң диний еңини аҗизлаштуруш үчүн, 1944 - йили қозғилаң партлап, шәрқи түркистан җумһурийити қурулған ғулҗа шәһиридә, мәдәнийәт ислаһати дегән нам билән қаттиқ зәрбә бериш һәрикити елип бериватиду; хитай гәрчә бу районда уйғурчә миллий аңни аҗизлаштуруш үчүн, аллиқачан қазақ аптоном области тәсс қилған болсиму, лекин хитай һөкүмити һазирға қәдәр бу райондики уйғурларға хитайчә аңни сиңдүрәлмиди; бәлки уйғурлар бу шәһәрдә 1997 - йили йәнә бир чоң қозғилаң көтүрди; бундақ әһвал астида, йеңи әмәлдар җаң чүншән юмшақ вә қаттиқ вастини тәң қоллинидиған сиясәт йүзгүзүватиду дәп баян қилди.

Бүгүн бу һәқтә қозғалған муназириләрниң биридә, совет иттипақи венгерийиликләрниң өз ана тилида сөзлишишини, һончә әнәнивей кейим кейишини чәклиди. Гоминдаң тәйвәндики йәрлик тәйвәнликләрниң өз ана тилида сөзлишишини, тәйвәнчә нахша ейтишини чәклиди. Хитай коммунист һөкүмити йеңи чеграда қош тиллиқ маарип дегән нам билән уйғурларниң ана тилини чәклиди. Һазир йәнә улардики диний аңни аҗизлаштуруш үчүн, уларни әрәбчә кейим кейдиң, сақал қойдуң дәп әйибләшкә башлиди. Тибәттиму су қурулуш елип бериш дегән нам билән, тибәтләрни юртлиридин қарлиқ тағларға қоғлашқа башлиди. Буниң һәммиси чоң милләтчилик, дәп көрситилди.

Йәнә бир обзорда, ху җинтав “мәдәнийәт ислаһати”елип беришни отуриға қойған иди, җаң чүншән уни ғулҗида иҗра қилди, ху җинтавниң мәдәнийәт ислаһати дегини ялған гәп иди, бу ялған гәпни җаң чүншән хитай өлкилиридин йөткәп кәлгән әң заманивей қоралланған сақчи қисимлириға тайинип, уйғурларчә диний аң вә түсләрни өзгәтидиған һәрикәткә айландурувалди. У, җәнубтики чирийә наһийисдиму, худди “йәр шари вақит гезити” баян қилғандәк, уйғур тилида дәрс өтүшни әмәлдин қалдурушқа башлиди. Хитай мәркизи комитети җаң чүншәнни йеңи чеграға секритар қилип бәлгилигәндила, хоңкоң зиялийлири уни қой терисигә ориливалған чил бөрә дәп тәсвирлигән иди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.