'Мәһбус' намлиқ роман һәққидә аптор билән сөһбәт (3)
Мухбиримиз әркин тарим
2009.09.09
2009.09.09
Youtube.com Дин елинди.
Китаб 2 қисим, 394 бәттин тәркип тапқан болуп, китабда ғулҗа вәқәсигә қатнашқан уйғур яшлириниң сәргүзәштилири аңлитилған. Романниң аптори алимҗан бавудун әпәндиниң ейтишичә `мәһбус` намлиқ бу роман ғулҗа вәқәси һәққидә йезилған тунҗи сиясий вә риалистик роман болуп, оқурмәнләрниң қаттиқ алқишиға еришкән.
Аптор бу романини йезиш үчүн узун йиллардин бери материял топлиған болуп, бу материяллар ғулҗа вәқәсигә бивастә қатнашқан кишиләр билән сөһбәт елип бериш арқилиқ топланған.
Апторниң ейтишичә, романниң баш персунажи қәйсәр ғулҗа вәқәсигә қатнашқан, түрмиләрда ятқан, чидиғусиз қейин - қистақларға учриған, кейин чәтәлгә қечип чиққан яш болуп, романдики вәқәләр униң һаятини чөридигән һалда баян қилинған.
Биз бу роман һәққидә романниң аптори журналист язғучи алимҗан бавудун әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.