Мәккә мукәррәмә шәһиридики дарулһәдис билимгаһи

Мәккә мукәррәмә шәһиридики дарулһәдис билимгаһи сәуди әрәбистанидики әң қәдими билимгаһлардин бири болуп, қурулған 80 йилдин көпрәк вақиттинбери дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән нәччә миңлиған мусулман пәрзәнтлири тәрбийиләп вә йетиштүрүп кәлмәктә. Бу билимгаһта оқуватқан уйғур оқуғучиларниң саниму аз әмәс.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2009.12.16

Мәккә мукәррәмә шәһиридики бу қәдимий билимгаһ тоғрулуқ көпрәк мәлуматқа еришиш үмиди билән, мәзкур билимгаһта илим тәһсил қиливатқан уйғур оқуғучи абдулкәрим һаҗимға мураҗиәт қилған идуқ.

Абдулкәрим һаҗим билән сөһбәт

Абдулкәрим һаҗим мәккә мукәррәмә шәһиридики дарулһәдис билимгаһини тонуштуруп мундақ деди: " мәккә мукәррәмә шәһиридики дарулһәдис билимгаһи 1933 - йили сәуди әрәбистаниниң қурғучиси падишаһ абдуләзизниң әмри билән қурулған болуп, бу билимгаһ һәр қайси исламий билимләрдә алимларни йетиштүрүп дуняниң һәрқайси җайлириға әвәтишни мәқсәт вә ғайә қилған. Һазир дарулһәдис билимгаһида 40 тин көпрәк мәмликәтниң балилири оқуйду, омумий оқуғучи сани 2008 - йили 3000 ға йәткән. Һәқсиз билим беридиған бу билимгаһта оқуғучиларниң йетип - қопуши, дәрслик китаблири мәзкур билимгаһ тәрипидин тәминлиниду. Өйлүк - очақлиқ оқуғучиларға һәр айда 130доллар, бойтақ оқуғучиларға 70доллар оқуш пули берилиду."

Дарулһәдис билимгаһиниң дәрсликлири

Абдулкәрим һаҗим дарулһәдис билимгаһиниң дәрсликлири һәққидә тохтилип мундақ деди: "дарулһәдис билимгаһиниң дәрсликлири асасән исламий билимләргә мәркәзләшкән болуп, пәнни билимләрму бар. Мәсилән: қуран кәримни толуқ ядлаш, тәпсир вә қуранни тоғра қираәт қилиш билимлири, һәдис вә һәдис илимлири, әқидә илимлири, шәриәт вә қануншунаслиқ билимлири, әрәб тили билимлири, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң тәрҗимиһали вә ислам тарихи, дунядики динлар вә мәзһәпләр һәққидә билимләр, кишиләрни исламға дәвәт қилиш усули қатарлиқлардин ташқири, тарих, җуғрапийә, математика қатарлиқ пәнний дәрсликләр оқутилиду."

Дарулһәдис билимгаһиниң синиплири

Абдулкәрим һаҗим дарулһәдис билимгаһиниң оқутуш системиси вә оқутуш йиллири тоғрулуқ мундақ деди: " дарулһәдис билимгаһи башланғуч, толуқсиз оттура мәктәп, иниститути вә факултетлардин тәркип тапқан болуп, башланғуч мәктәп 6 йиллиқ, толуқсиз оттура мәктәп 3 йиллиқ, иниститут 3 йиллиқ, факултет 4 йиллиқ болуп, дарулһәдисниң дипломи сәуди әрәбистаниниң һәрқайси хәлқаралиқ университетлириниң дипломлири билән бир орунда туриду вә охшаш дәриҗидә қобул қилиниду."

Дарулһәдис билимгаһидики уйғур оқуғучилар

Абдулкәрим һаҗим дарулһәдис билимгаһидики уйғур оқуғучилар һәққидә тохтилип мундақ деди: "дарулһәдис билимгаһида һазир 10ға йеқин уйғур оқуғучи оқуйду. Улар уйғур елиниң һәр қайси җайлиридин кәлгән болуп, мундин бурун һәр йили аз дегәндә 4 - 5 уйғур оқуғучи бу билимгаһқа қобул қилинип туратти, йеқинқи йиллардин бири ана вәтәндин паспорт ишлитип сиртқа чиқиш қийинлишип кәткәнликтин, бу билимгаһқа қобул қилинидиған уйғурларниң сани азийип кәтти."
 
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Dec 16, 2009 06:48 PM

Муқәддәс мәккәдә илим тәһсил қилиш һәқиқәтәнму ﯪдәмни сөйундиридиған бир иш әмма у йәрдики ваһабилар һәқиқәтәнму ﯪдәмни йергәндуриду , һәрбир қетим уларниң варқираш-җарқирашлирини ﯪңлиғинимда муқәддәс мәккиниң мушундақ бир топ мутәәссип ﯪдәмләрниң қолида икәнликидин толиму әпсуслинимән...Һәммидин ечинишлиқ йери у йәрдики билим йуртлиида оқуватқан оқуғучиларму нәччә йелға қалмайла исламни ваһабизимчә чушунип дунйаға тәшвиқ қилишқа башлайду