Илим тәһсил қилиш мәңгүлүк пәрз
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2008.12.04
2008.12.04
Илим инсанни ғапиллиқ вә наданлиқтин қутулдуруп аләмни, тәбиәтни вә әтрапидики шәйиләрни чүшинивелиш имканийитигә игә қилиду.
Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ яш алим абдурахман һаҗим бу һәқтики сөһбитимизни қобул қилған иди.
Абдурахман һаҗим билән сөһбәт
Абдурахман һаҗим оқуш, өгинишниң зөрүрийити һәққидә тохтулуп мундақ диди:" тарихтин бери бир милләтниң тәрәққи қилиши шу милләтниң билим игиләшкә әһмийәт бәргәнликидин болуп кәлди; бир милләтниң пән - мәдәнийәт сәвийисиниң юқири - төвән болуши, шу милләтниң ронақ тапқан яки аҗизлашқанлиқи, бир дөләтниң раваҗ тапқан яки арқида қалғанлиқи, бир дөләтниң күчлүк яки аҗизлиқи шу милләтниң билим игиләшкә әһмийәт бәргән яки бәрмигәнлики билән өлчинип кәлди. Бир милләтниң пән - мәдәнийити раваҗ тапса, шу дөләт бай, қудрәтлик болалайду. Дөләт бай, қудрәтлик болғандила хәлқму көңүллүк яшап тирикчилик қилалайду. Бир милләт билимсизликтин давамлиқ қалақ пети туривәрсә бүгүнки дуняға маслишалмай, тарих сәһнисидин сүпүрүлүп, қумға сиңгән судәк түгишип кетиду. Оқуп, өгинип, билгәнләрни ишлитип маңғандила заманға маслишип маңғили болиду. Дуняда илим - пән ишлири тәрәққи қилмиған, мәдәнийәт сәвийиси төвән, билим қурулмиси аҗиз милләт һечқачан бәхт - саадәт, парлақ истиқбал тепип турмуш кәчүрәлмәйду, мәдәнийити техиму раваҗ тапмайду. Инсан илим нури билән өз йолини юрутмиса, наданлиқ кочисида қеливериду. Инсан қәлбиниң нури илим билән қуввәтлиниду. Инсанниң қәдир - қиммити илим билән болиду. Һәр қандақ бир нәрсиниң маһийитини билиш үчүн, җаһандики вәқә - һадисиләрниң яхши - яман тәрәплирини биливелиш үчүн, адәмләрниң қәдир - қиммитини тоғра чүшиниш үчүн, қисқиси, мукәммәл бир адәм болуш үчүн илим өгиниш толиму зөрүрдур."Дуняниң һазирқи риқабити илимдә
Абдурахман һаҗим дуняниң һазирқи риқабити илимдә икәнлики һәққидә тохтулуп мундақ диди:" йигирмә биринчи әсирдики риқабәт илим саһәсидә болмақта. Инсанлар һазир йеңи әсирниң бешида яшаватиду. Илим - пәндә тәрәққи тапқанлар йәнә давамлиқ алға илгириләп кетиватиду. Тәрәққи тапмиғанлар тәрәққи тапқанларниң йеңи хирислириға дуч келиватиду. Һәммә риқабәт теги - тәктидин алғанда билим риқабити, маарип риқабитидур. Йеңи әсир қандақ кишиләрниң болиду? әлвәттә у билим - талант игилириниң, риқабәт игилириниң, тәтқиқатчи вә кәшпиятчиларниң болиду. Йеңи әсир қандақ кишиләргә хирис қилиду дегәндә, йеңи әсир алди билән надан билимсизләргә, һорунларға, исрапхорларға, ишқилип заман билән маслишалмайдиғанларға хирис қилиду."Мениңчә, һазирқи риқабәт дәври риқабәткә чүшүштин қорқидиғанларни, илим - мәрипәттин несивиси болмиған, қалақлиқ ичидә өмүр сүргүчиләрни вә заманға маслишалмиғанларни бир - бирләп шаллап чиқириду.