Мәнивий қатиллиқниң рәһимсиз паҗиәси
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2008.11.28
2008.11.28
Һәммигә мәлумки, қатиллиқ интайин еғир гунаһ. Әмма мушу қатиллиқтинму еғир вә паҗиәлик йәнә бир гунаһ - боһтан чаплаш йәни гунаһсиз кишиләрни мәқсәтлик һалда қарилаштур. Чүнки инсанниң һөрмәт - абройи униң һаятиға охшаш қиммәтликтур. Шуңа униң абройини вә һөрмитини дәпсәндә қилиш худди униң һаятини набут қилғанға охшаштур.
Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ яш алим абдураһман һаҗим бу һәқтики сөһбитимизни қобул қилған иди.
Абдураһман һаҗим билән сөһбәт
Абдураһман һаҗим бөһтан чаплашниң гунаһи һәққидә тохтилип мундақ деди: " гунаһсиз кишиләрни қарилаш уларни тирик турғузуп өлтүрүш билән тәң болуп, бу, қариланғучиларниң ақивитини тәсәввур қилиш тәс болған роһий азабни, чидиғусиз һәсрәт - надамәтни елип келиду, көтүрүп қопқусиз роһий бесим уни һаяттин бизар болушқа, кишиләрдин қечишқа мәҗбур қилиду. Уларниң худди гунаһкардәк башқиларға тикилип қарашқиму җүрити қалмайду. Бу һал боһтан қилғучиниң раст - ялған гәп қилғанлиқидин қәтийнәзәр, қариланғучиларға ғайәт зор қайғу - әләм елип келиш билән биргә уларниң аилисиниң тозуп кетишигә сәвәб болиду. Чүнки боһтан көпинчә көрәлмәсликниң үнүмлүк бир земинда бих уруши билән болғачқа, униң һақарәтләнгүчигә беридиған зәрбиси интайин рәһимсиз вә қәбиһ болиду. Шуңа қуран кәримдә бу қилиқ қаттиқ әйибләнгән. " Мөмин әрләр вә мөмин аялларға қилмиған ишларни чаплап уларни рәнҗитидиғанлар шу боһтанни вә оп - очуқ гунаһни үстигә артивалған болиду" дегән айәт буниң мисалидур.Боһтанниң ақивити
Абдураһман һаҗим бөһтан чаплашниң, боһтанниң ақивити һәққидә тохтилип мундақ деди: бир адәмни интайин пәскәшлик вә учиға чиққан шәхсийәтчилик билән мәсулийәтсизләрчә қәстән бөһтан билән қарилаш, аллаһ мәний қилған әң еғир гунаһ болуп, буни инсанларниң инсаний ғуруриға, иззәт һөрмитигә вә мусулманчилиқ әхлақиға вәһшийләрчә қилинған әң еғир дәриҗилик мәнивий таҗавузчилиқ дейишкә болиду. Пәйғәмбиримиз һәзрити муһәммәд әләйһиссалам бир һәдистә:" һалак қилғучи йәттә чоң гунаһтин қечиңлар. Улар: аллаһқа шерик кәлтүрүш, сеһиргәрлик қилиш, наһәқ адәм өлтүрүш, җазанихорлуқ қилиш, ғазаттин қечиш, ата - анини қахшитиш вә иппәтлик аялларға боһтан чаплаш" дәп көрсәткән. Боһтан чаплинип әйибләнгүчиләр көпинчә аяллар болуп, аялларниң һессият җәһәттики турақсизлиқи, җисманий җәһәттики аҗизлиқи, роһий чидамсизлиқи қатарлиқ алаһидиликләр бундақ боһтанларниң чиқишиға шәрт - шараит һазирлиған тәқдирдиму, уларға қилмиған ишни" қилди", болмиған ишни " болди" дәп қариғуларчә төһмәт қилиш уларниң миңбир мушәққәттә тиклигән иззәт - һөрмитини йәр билән йәксан қилишқа елип бариду."Омумән ейтқанда, боһтан немә үчүн шунчивала еғир гунаһларға ятиду дегән соални ойлиғанда, униңға мундақ җавабларни тапалаймиз:
- Боһтан ғәйвәт - шикайәттин башлиниду.
- Боһтан бигунаһ адәмләрниң абройини төкиду, уларниң һаятини зәһәргә айландуриду.
- Боһтан кишиләрниң турмушиға хатирҗәмсизлик елип келип, инақ, ишәнчлик аилиләрниң бузулушиға сәвәб болиду.
- Боһтан кишилик алақә вә мунасивәтләрниң үзүлүп қелишиға сәвәб болиду.