5-Июл үрүмчи вәқәси 21-әсирниң 10 йилидики мәшһур 30 хәвәрләр қатариға киргүзүлди

Һисаши, чизуко вә коузә қатарлиқ кишиләр бирликтә түзгән, японийә тәтқиқат нәшрияти тәрипидин йеқинда инглизчә вә япончә нәшр қилинған с д лиқ китаб `21-әсирниң 10 йилидики мәшһур 30 хәвәр` намлиқ китабниң ичидики мәшһур 30 хәвәрниң сәккизинчиси 2008-йили 3-айда тибәттә йүз бәргән тибәтләрниң намайиши билән 2009-йили 7-айниң 5-күни үрүмчидә йүз бәргән 5-июл үрүмчи вәқәси. Бу хәвәр 10 йил ичидә дуняда йүз бәргән 30 чоң хәвәрниң 8-си болуп баһаланған.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2010.12.23
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
dunyadiki-muhim-xewerler-kitab-305.jpg `21-Әсирниң 10 йилидики мәшһур 30 хәвәр` намлиқ китаб
RFA/Erkin Tarim

Китабта 5-июл үрүмчи вәқәсидә адаләт тиләп намайиш қиливатқан уйғур қиз-аяллириниң сүрити берилиш билән биргә, намайишниң җәряни вә уйғурларниң немә үчүн намайиш елип барғанлиқиниң сәвәби әтраплиқ чүшәндүрүлгән.

Китабта уйғурларниң йеқинқи заман тарихида икки қетим җумһурийәт қурғанлиқи вә бу җумһурийәтләрниң хитайлар тәрипидин мустәмликә қилинғанлиқи оттуриға қоюлуш билән биргә, 1955-йили мустәмликә шәрқий түркистан земининиң исминиң шинҗаң уйғур аптоном райони дәп өзгәртилгәнлики баян қилинған. Уйғурларниң бу әзиз вәтинини қолға кәлтүрүш үчүн чәтәлләрдики уйғурларниң түрлүк паалийәтләрни елип бериватқанлиқи, вәтини ичидики уйғурлар болса хитайниң күчлүк сиясий вә иқтисадий бесимлириға қарши тинчлиқ йолида адаләт тиләп намайиш елип бериватқанлиқи вә уларниң намайишлириниң хитай мәркизий һөкүмитиниң буйруқи билән қаттиқ бастурулғанлиқи қәйт қилинған.

Биз китаб һәққидә толуқ мәлумат елиш үчүн японийә кагошима хәлқара университетиниң мутәхәссиси доктор һаҗи қутлуқ қадири вә түркийә истратегийилик чүшәнчә институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.