Мюнхенда мәшрәп башланди
2005.09.07
Германийидә яшаватқан уйғурлар дуня уйғур қурултийи яшлар комитетиниң уюштуриши билән 4-сентәбир күни мюнхен шәһиридә уйғур хәлқиниң әнәниви мәдәнийәт паалийити болған мәшрәп бәзмисини башлиди.
Мәшрәпкә мюнхен вә германийиниң башқа җайлардин кәлгән 100 дин артуқ уйғур мәшрәпкә қатнашти. Дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алиптекинму мәшрәпкә тәклип билән қатнишип, тәбрик сөзи қилди.
Бу һәқтики мәлуматларни германийидә турушлуқ ихтияри мухбиримиз әкрәмдин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia