"Мәхмут қәшқири вә у яшиған дәвир" мавзулуқ хәлқара илмий муһакимә йиғини әнқәрәдә ахирлашти
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.05.30
2008.05.30
RFA Photo / Erkin Tarim
Бу илмий муһакимә йиғинида улуғ алим мәхмут қәшқириниң һаяти, униң әсири, әсириниң мәзмуни, дегәнгә охшаш темиларда мақалиларда илмий мақалилар сунулди вә бу темиларда қизиқарлиқ муназириләр елип берилди.
Йиғинға уйғур илим адәмлириму қатнашти. Биз бу йиғинниң 3 күнлүк әһвали һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн бу илмий муһакимә йиғиниға қатнашқан әгә университети оқутқучиси проф. Др. Алимҗан инайәт әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.