Өз миллитигә игә чиққан зиялийларни хәлқ әбәдий яд етиду
Өз миллитигә игә чиққан зиялийларни өлгәндин кейинму хәлқниң унутмайдиғанлиқи һәр қачан испатланмақта. Бүгүн чәтәлдики уйғур дәваси билән шуғуллиниватқан яшлар ичидә мәрһум ғаппар муәллимгә оқуғучи болғанлар мәлум санни игилигән болуп, улар бүгүнгичә мәрһумниң яхши тәриплирини қилишмақта.
Бир зиялийниң милләт алдида өтәшкә тегишлик алий мәҗбурийитиниң вәтән, милләткә игә чиқиш йолида өзиниң хусусий мәнпәәтләрни қурбан қилиш билән ада болидиғанлиқини тилға елишмақта.
Юқириқи аваз улинишидин, ихтиярий мухбиримиз әкрәмниң бу һәқтә долқун әйса әпәнди билән елип барған сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиләр.